Көзәткүчиләр: хитай пиланлиқ туғут сиясити кәлтүргән апәтләрниң орнини толдуралмайду
2021.06.03
Хитай, намратлиқни түгитиш вә барғанчә юқирилаватқан нопусни тизгинләш үчүн әр-хотунларни бир бовақ биләнла чәкләйдиған пиланлиқ туғут сияситини 1979- йилидин башлап йолға қойғаниди.
Пиланлиқ туғут сиясити вә хитайдики нопус мәсилисигә аит доклатлардин мәлумки, гәрчә бу сиясәт хитайдики туғулуш нисбитини мәлум җәһәттә контрол қилған болсиму, бу сиясәтниң әмәлийәттә хитай җәмийитидә қерилишиш, яш әмгәк күчи йетишмәслик, нопустики җинсий нисбәтниң кеңийишигә охшаш, нопус қурулмисидики тәңпуңсизлиқ вә зәнҗирсиман киризисларға мәнбә болғанлиқи йеңи мәсилә әмәс.
Хәвәрләргә қариғанда, нопус кризиси дуч кәлгән хитай, 2016-йили ялғуз пәрзәнтлик сияситини, икки балиға рухсәт қилишқа өзгәртти, әмма беқиш хираҗитиниң юқурилиқидин хитай оттураһал сәвийәдики әр-аяллар бирдин көп балилиқ болушни халимайдиған болған. Хитай яш аялларла әмәс һәтта әрләрму бала тепшни бесим һес қилғини үчүн өзлүкидин қисрлаш тәдбирлирини алған. 2020-Йили, туғулуш нисбити охшаш мәзгилдикидин %15 төвәнлигән.
BBC Агентлиқиниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, хитай мәркизий һөкүмити барғансери төвәнләп кетиватқан туғут нисбити вә буниңға мунасивәтлик мәсилиләрни һәл қилиш үчүн 3 балилиқ болушқа рухсәт қилиш қарарини алғаникән.
CNN Ниң бу һәқтә 1-июн елан қилған хәвиридә көрситишигә қариғанфда, гәрчә хитай һөкүмити бу қетимқи йеңи сиясәт арқилиқ өзлириниң “кишилик һоқуқ” мәсилилирини адил һәл қиливатқанлиқини намаян қилмақчи болған болсиму әмма хәлқарада, йәнила һәр саһәниң һәммидин бәк кишилик һоқуқ саһәсиниң қаттиқ тәнқидигә учриған.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай бөлүминиң директори җошуа розензвег бу һәқтә сөз қилип; “әмәлийәттә һечқандақ һөкүмәтниң қанчә пәрзәнтлик болушни бәлгиләп бериш һоқуқи болмайду. Әксичә, бу ашу аилиниң шәхсий иши һесаблиниду. Хитай пуқраларниң өз хаһишиға һөрмәт қилиши һәмдә буниңға қарита җаза бериштәк хата қилмишни тохтитиши лазим” дегән.
Бәзи тәнқидчиләр хитай һөкүмитиниң бу сияситини оттуриға чиқиришниң әсли сәвәби. Бейҗиңниң аз санлиқ милләтләргә, болупму шинҗаңдики позитсийәсидә болуши мумкинликини оттуриға қойған болуп хәвәрдә дейилишичә,
2017-Йилдин башлап хитай һөкүмити әксичә уйғур дияридики аз санлиқ милләтләргә қарита пиланлиқ туғут сияситини қаттиқ йолға қойған, буниң зәрбисидә 2018-йили йәрлик туғулуш нисбитиниң үчтин бири төвәнлигән һалға кәлгән. Бейҗиң уйғур хәлқигә ирқий қирғин қилиш билән әйибләнгән болсиму у ирқий қирғинчилиқ тоғрисидики әйибләшләрни қәтий рәт қилип, уйғур нопусини чәкләшкә урунушниң дөләтниң өлчәмлик туғут чәкләш сияситигә киридиғанлиқини оттуриға қоюп кәлгән.
CNN Агентлиқи хәвиридә колорадо университети уйғур мәсилиси мутәхәссиси дарин байлерниң сөзини нәқил алған болуп у мундақ дегән: “бейҗиң бир қанчә сәвәбләр түпәйлидин һәр бир аилидики балиларниң санидики барлиқ нормиларни чиқириветишни халимайду. Әмма бир муһим амил шуки, бу сиясәтни ахирлаштуруш бейҗиңниң шинҗаң вә башқа районлардики нопуси көп болған аз санлиқ милләт топи билән нопусни чәкләш урунушини ақлашни техиму қийинлаштуруветиду”.
Хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири директори софи ричардсон, ахбарат вә тивиттерға охшаш иҗтимаий тартқуларда хитайниң бу қарариға күчлүк инкас қайтурғанлардин бири. У 1-июн бу һәқтә радиомиз уйғур бөлүмигә сөз қилип: “30 йилларчә хитай пуқралириниң пәқәт бирла бала елишиға йолға қоюши вә артуқ пәрзәнтлик болғанларни иқтисадий, сиясий, иҗтимаий җәһәтләрдин нурғун кәмситиш вә паракәндичиликкә селиши, хитайда кишилик һоқуқ, нопус қурулмиси қатарлиқ нурғун саһәсидә зор бузғунчилиқларни елип кәлгән, хитай сиясити сәвәблик чоңқур кризисларға патқан вақитта 5 йил илгири икки бала елишқа, әмдиликтә 3 бала елишқа рухсәт қилғанлиқини елан қилди. Буниң билән хитай кәлтүрүп чиқарған яман ақивәтлириниң пат арида әслигә келишини арзу қиливатқан болса керәк, әмма кейинки 20, 30 йилдиму әслигә кәлтүрүп болалмайду”.
Софи речардсон ханим, болупму бу мәсилини уйғурларға йүргүзүватқан туғут чәкләш сиясити билән селиштуруп, бу сиясәтниң техиму бимәнә икәнликини көрүвалғили болидиғанлиқини оттуриға қойди:
“хитайниң бу сиясити ирқий қирғинчилиқ билән әйблиниватқан бир пәйттә елан қилиниши техиму бимәнилик. Болупму уйғурлар мәҗбурий қисрлаштуруливатқан, улар артуқ пәрзәнт күргәнлики үчүн еғир җәриманә һәтта еғир җазаға учраватқан, қаттиқ бастуруп сиясәтлириниң зиянкәшликиниң қурбани болуватқан бир пәйттә, хитай пуқралириға 3 бала елишни йолға қоюши йәнә бир җәһәттин хитай сияситиниң, ирқчилиқини көрситип бәрмәй немә? гәпниң қисқиси балилиқ болуш-болмаслиқ, қанчә балилиқ болушниң һәммиси инсан вә аилиләрниң шәхси иши, буниңға һәр қандақ һөкүмәтниң арилишиш һәққи йоқ, хитай бу әң әқәллий инсан һәқлиригә капаләтлик қилиши вә инсанларниң шәхси ишлиридин йирақ туруши керәк. Һәммидин аввал хитай уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилишни тохтитиши керәк.”
Хитай, пиланлиқ туғут сиясиитидә уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә гәрчә шәһәр нопусиға 2 вә йеза нопосиға 3 пәрзәнтлик болушқа рухсәт қилған болсиму, буни иҗра қилишта әмәлийәттә уларниму бирла пәрзәнтлик болушқа риғбәтләндүрүп вә пиланниң сиртида бала алғанларға еғир җәриманә вә җазалаш йүргүзүп кәлгән.
Болупму 2017-йили хитай милйонлиған уйғурни кәң көләмдә лагерларға қамашқа башлиғанда, уйғурларға пиланлиқ туғут сиясити техиму қаттиқ йүргүзүлгән һәмдә нурғун уйғурлар шу сәвәблик лагерларға қамалған.
Түркийәдә яшаватқан розиниса, йеқинда паш болған қариқаш һөҗҗитидин өзиниң юрти қариқаштики һәдиси вә сиңлисиниң, иккидин артуқ пәрзәнт көргини үчүнла, тутқун қилинип лагерға қамалғанлиқидин хәвәр тапқан. У хитай һөкүмитиниң әмдиликтә пуқралириға 3 пәрзәнтлик болушиға йол қойғанлиқини аңлап, мундақ деди: “мениң аңлиғанлирим, аялларни дора берип, қисрлаштуруп бопту, әмди уларни 3 ни туғуң десә қандақ туғиду? ички тәрәптин һәммә адәмгә зәрбә берип болған турса, әмди улар 10 ни туғуңлар дәп тәшвиқ қилсиму әслигә кәлмәйду”.
Тәтқиқатчиси адриан зензниң доклатида тилға елинған һөкүмәт һөҗҗитигә қариғанда, хитай һөкүмити 2017-йилдин башлап “пиланлиқ туғут (сиясәт) гә хилаплиқ қилған қилмишларға еғир һуҗум қилишқа” йол-йоруқ бәргән. Шу йилдин башлап, аз санлиқ милләт районлири “туғут чәкләш қилмишлирини контрол қилиш мәхсус һәрикити” ни башлиған. 2016-Йилдин 2018-йилғичә болған арилиқта хитайда IUD туғут чәкләш үскүнилириниң ишлитилиши төвәнлигән болсиму, әмма зенз уйғур районида һәр 100 миң адәмдә 963 кә өрлигәнликини көрсәткән.
Уйғур лагер шаһитлириму радиомиз вә башқа ахбаратларға арқа арқидин өзлириниң мәҗбурий қисрлаштурулғанлиқи, 18 яштин башлап туғут йешидики барлиқ қиз-аялларниң һөкүмәтниң бир туташ һамилидарлиқтин сақлиниш тәдбиригә мәҗбурий учриғанлиқини паш қилғаниди.
Бала ятқуси еливетилиш оператсийәси қилиниш алдида туруватқан лагер шаһити зумрәт давут, америкаға келиштин бурун хитай һөкүмити тәрипидин тухум тошуп нәйчисини боғуш оператсийәси қилинған. Хата қилинған бу туғут чәкләш тәдбири ахири униң саламәтликини һазирға әһвалға елип кәлгән.
Зумрәт: “хитай өзини ашкарилиди, хитай боғдуривәткән бурунқиларни қандақ қилиду, җәриманә төлигәнләрни қандақ қилиду? маңа охшаш зиянкәшликкә учриғучилар төлигән бәдәлни қандақ қилмақчи икән?” дәп хитайға соал қойди.
Шинхуа агентлиқиниң 31-май хәвәр қилишичә, ши җинпиң риясәтчилик қилған сиясий бюро йиғинида пиланлиқ туғут сияситигә өзгәртиш киргүзүш һәққидә сөз қилип мундақ дегән: “мәмликитимизниң нопус қурулмисини яхшилашқа, дөләтниң яшанғанлар топиға актип тақабил туруш истратегийәсини әмәлгә ашурушқа пайдилиқ”.
Хитай һөкүмити уйғурларни өз ичигә алған аз санлиқ милләтләрни үч балилиқ сияситини бошаштурушни кәң тилға алмиди, хитай йеңи пиланлиқ туғут сиясити бойичә қанунлуқ әр хотунларниң 3 пәрзәнтлик болушиға йол қоюлидиғанлиқи хитайниң тәшвиқат вә таратқулирида 31-май баш хәвәр сүпитидә елан қилинған болсиму, уйғур аптоном районидики тәңритағ тори, шинҗаң гезитиниң уйғурчә хәвәрлиридә шу кунила кәң тилға елинмиған. Бу күзәткүчиләрниң диққитини тартқан болуп тивиттер инкаслирида улар “бу хитайниң мәзкур сияситидики ирқчилиқини әң яхши ипадиләп бериду” дәп язмақта.









