Зава йезисидики лагерға қамалғанлардин тунҗи болуп 75 яшлиқ мәтрози җүмәнияз “оқуш” пүттүргән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.08.02
shohret-zakir-yighinda-ter.jpg Ш у а р ниң рәиси шөһрәт закир хитай хәлқ қурултийида тәрлирини сүртмәктә. 2015-Йили 10-март, бейҗиң.
AP

Аталмиш “тәрбийиләш” тики “90 пирсәнт кишиниң қоюветилгәнлики” һәққидики учур үстидин елип барған ениқлашлиримиз давамида қарақашниң зава йезисидин “тәрбийиләш” кә әкетилгән бир қанчә миң киши ичидин икки һәптиниң алдида тунҗи болуп бир кишиниң лагердин чиққанлиқи айдиңлашти. Мәлум болушичә, бу киши зава йезилиқ һөкүмәт игилик башқуруш ишханисиниң пенсийонери 75 яшлиқ мәтрози җүмәнияз болуп, у хитайчини яхши өгәнгәнлики вә янпаш сөңикидин мәсилә чиқип җайида олтуралмайдиған болуп қалғанлиқи үчүн қолиға “тәрбийәләшни пүттүрди” дәп гуваһнамә берилгән вә лагеридин қоюветилгән.

Түркийәдә яшаватқан қарақашлиқ муһаҗирлардин бири өзиниң зава йезисида олтурушлуқ туғқини-йезилиқ һөкүмәт игилик башқуруш бөлүминиң пенсийонери, 75 яшлиқ мәтрози җүмәниязниң 3 һәптиниң алдида лагердин қоюветилгәнликини мәлум қилди. Униң баян қилишичә, мәтрози җүмәнияз лагерда икки йилға йеқин ятқандин кейин янпаш сөңикидин чатақ чиқип, җайида олтуруп-қопуши қийинлашқан. У лагердикиләрниң күндилик мәшғулатлириға маслишишқа амалсиз қалғандин кейин, даириләр уни қоюп бәргән. Бу қарақашлиқ муһаҗирни һәйран қалдурғини мәтрози җүмәнияз қоюп берилидиған чағда униңға “кәспий тәрбийәләшни пүттүрди” дәп гуваһнамә берилгән. Биз уйғур райониниң рәиси шөһрәт закир оттуриға қойған аталмиш “тәрбийәләштики 90 пирсәнт кишиниң қоюветилгәнлики” һәққидики учур үстидә елип барған ениқлашлиримиз давамида зава йезисидики пенсийонер мәтрози җүмәниязниң әһвали һәққидиму мәлумат соридуқ.

Қарақаш наһийилик әдлийә идарисиниң хадими пенсийонер мәтрози җүмәниязниң қоюп берилгәнлик учурини рәт қилмиди, у бу һәқтә рәһбири хадимлардин мәлумат елишимизни тәвсийә қилди. 

Соал: мәтрози җүмәнияз “дөләт тили” ни яхши билгәнлики үчүн қоюп берилдиму яки янпаш сөңикидин чатақ чиққанлиқи үчүн қоюп берилдиму?

Җаваб: бу һәқтә хата җаваб берип қойсақ болмайду, рәһбәрлиримиз җаваб бәрсун. 

Ишханидики йәнә бир хадимму идарә рәһбәрлириниң ишханида йоқлуқини сәвәб қилип көрситип, бу һәқтики соаллиримизға нәқ җавабни бәрмиди.
Соал: зава йезисиниң игилик башқуруш бөлүмидин пенсийигә чиққан мәтрози җүмәнияз дегән кишиниң “тәрбийиләш” тин қоюп берилгәнлики тоғра учурму? 

Җаваб: мән бу әһвални билмәймән. 

Соал: сиз әсли қайси наһийәдин? хотән шәһәр ичидинму? 

Җаваб: мән лоптин. 

Соал: шундақму? әмисә карханичи әзиз һаҗи шаңтаңни көрдиңизму, қоюп берилдиму, у киши лопта әң башта “тәрбийиләш” кә әкитилгәнму? 

Җаваб: яқ, уларниң тизимлики мәндә йоқ, тонумайдикәнмән. 

Соал: ундақта, абдулла һарәтничу? яғаччи, у киши қоюп берилдиму, көрдиңизму?

Җаваб: билмәймән.
Соал: ундақта, улар техичә “тәрбийиләш” тә дегән гәпму? 

Җаваб: мән бу ишларға мәсул әмәс, билмәймән һәм тонумаймән. 

Соал: әмисә, йәнә шу пенсийонер мәтрози җүмәниязниң гепигә келәйли, у киши зава йезисидин қоюп берилгән тунҗи киши дегән гәп тоғриму? 

Җаваб: мән бу соалларға җаваб берәлмәймән. 

Телефонимизни қобул қилған қарақашниң мәлум йезилиқ сақчи хадими бу йезидин икки һәптиниң һалда тунҗи қетим “тәрбийәләшни пүттүргән” кишиниң мәтрози җүмәнияз икәнликини дәлиллиди. 

Соал: икки һәптиниң алдида “тәрбийиләш” тин чиққан кишиниң исми немә? игилик башқуруш бөлүминиң пенсийонери? 

Җаваб: мәтрози җүмәнияз.

Соал: бу кишиниң өйиниң телефон номури қанчә? 

Җаваб: . . . . . .
Бу хадимму мәтрози җүмәниязниң тутулуш вә қоюп берилиш сәвәби һәққидә мәлумат берәлмиди. 

Биз бу сақчи хадимидин мәтрози җүмәниязниң өзи яки аилиси билән көрүштүрүшни тәләп қилдуқ вә бу сақчи хадиминиң телефони арқилиқ мәтрози җүмәниязниң аяли билән сөһбәтләштуқ. Мәтрози җүмәниязниң дохтурханиға кәткәнликини баян қилған аялиму униң “дөләт тили” ни яхши өгәнгәнлики вә саламәтликидин мәсилә чиққанлиқи үчүн лагердин қоюп қоюп берилгәнликини дәлиллиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.