Зумрәт исһақ: “таратқуларда гуваһлиқ бәргәндин кейин ата-анам қоюп берилди”
Мухбиримиз меһрибан
2019.05.15
2019.05.15
Һазир шиветсийәдә яшаватқан зулхумар исһақ ханимниң ата-аниси исһақ пәйзулла әпәнди вә зөһрә талип ханим тоғрилиқ уйғур райони ахбарат ишханисиниң чиқарған уқтуруши.
Хитай һөкүмәт органлирида ишләйдиған, компартийә әзаси болған ата-анисиниңму лагерға қамалғанлиқи һәққидә иҗтимаий таратқуларда ашкара гуваһлиқ бәргән һәдә-сиңил зулхумар исһақ вә зумрәт исһақ һәққидә 12-май күни хоңкоңда чиқидиған “җәнубий хитай әтигәнлик гезити” тидә мәхсус син программиси берилгән иди. Бу һәдә-сиңиллардин ню-йоркта туридиған зумрәт исһақ радийомиз зияритини қобул қилип, ата-анисиниң тутқун қилинғанлиқи һәққидә иҗтимаий таратқуларда гуваһлиқ бәргәндин кейин, болупму мәзкур хәвәр хәлқара таратқуларда тарқалғандин кейин, ата-анисиниң лагердин қоюп берилип өйигә қайтурулғанлиқини билдүрди.









