Зумрәт исһақ: “таратқуларда гуваһлиқ бәргәндин кейин ата-анам қоюп берилди”
Һәдә-сиңил зулхумар исһақ вә зумрәт исһақ ата-анисиниң лагердин қоюп берилип өйигә қайтурулғанлиқини билдүрди.
-
Мухбиримиз меһрибан
2019-05-15 -
-
-
Һазир шиветсийәдә яшаватқан зулхумар исһақ ханимниң ата-аниси исһақ пәйзулла әпәнди вә зөһрә талип ханим тоғрилиқ уйғур райони ахбарат ишханисиниң чиқарған уқтуруши.
Zulxumar Is’haq teminligen
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Хитай һөкүмәт органлирида ишләйдиған, компартийә әзаси болған ата-анисиниңму лагерға қамалғанлиқи һәққидә иҗтимаий таратқуларда ашкара гуваһлиқ бәргән һәдә-сиңил зулхумар исһақ вә зумрәт исһақ һәққидә 12-май күни хоңкоңда чиқидиған “җәнубий хитай әтигәнлик гезити” тидә мәхсус син программиси берилгән иди. Бу һәдә-сиңиллардин ню-йоркта туридиған зумрәт исһақ радийомиз зияритини қобул қилип, ата-анисиниң тутқун қилинғанлиқи һәққидә иҗтимаий таратқуларда гуваһлиқ бәргәндин кейин, болупму мәзкур хәвәр хәлқара таратқуларда тарқалғандин кейин, ата-анисиниң лагердин қоюп берилип өйигә қайтурулғанлиқини билдүрди.