Барин инқилабиниң 31-йиллиқи хатириләнди

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2021.04.05
Барин инқилабиниң 31-йиллиқи хатириләнди Лагер қурбанлири йеқинлири тәрипидин тәшкилләнгән “милләт нөвәттә” паалийитиниң 109-күнидә барин инқилабиниң 31-йиллиқини хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән ахбарат елан қилиш паалийити. 2021-Йили 5-апрел, истанбул.
RFA/Azigh

18-Декабир күни хитайниң истанбул консулханисиниң алдида башланған, лагер қурбанлири йеқинлири тәрипидин тәшкилләнгән “милләт нөвәттә” паалийитиниң 109-күнидә барин инқилабиниң 31-йиллиқини хатириләш мунасивити билән ахбарат елан қилиш паалийити өткүзүлди.

Хитайниң истанбул консулханисиниң алдида елип берилған паалийәткә түркийәдики уйғур җамаити, йәрлик вә чәтәллик журналистлар, сиясий партийә вәкиллири вә пуқрави тәшкилат мәсуллири қатнашти.

Лагер қурбанлири йеқинлири әрәбчә, инглизчә, хитайчә вә түркчә қатарлиқ тилларда хитайниң уйғур илида елип барған кәң көләмлик қәтлиамлири һәққидә чүшәнчә бәрди вә қәтлиамда вапат болған уйғурларни хатирилиди.

Лагер қурбанлири йеқинлири тәрипидин тәшкилләнгән “милләт нөвәттә” паалийитиниң 109-күнидә барин инқилабиниң 31-йиллиқини хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән ахбарат елан қилиш паалийити. 2021-Йили 5-апрел, истанбул.

Паалийәткә “ийи” партийәсиниң мәркизи комитети әзаси доктор сәрвәр һали ханим қатнашти вә мундақ деди: “уйғурлар қандашлири вә қериндашлиридин юқири авазда хитайда болуватқан қирғинчилиққа тохта дейишини күтүватиду. Лекин 2017-йилида хитай билән түркийә оттурисида имзаланған җинайәтчиләрни қайтуруп бериш келишимнамси уйғурларни әндишиләндүрди. Түрк миллитиниң виҗдани буниңға һәргиз рухсәт қилмайду. Америка, канада вә голландийә қатарлиқ дөләтләр уйғур қирғинчилиқини қобул қилған бүгүнкидәк вақитта түркийә вә башқа түрк җумһурийәтлирниң буниңға сүкүт қилиши қобул қилғини болидиған иш әмәс”.

Җумһурийәт хәлқ партийәси ичидә ивмә һәрикити намида сиясий паалийәтлирини йүргүзүватқан сосял демократлар фонди иҗра комитетиниң әзаси ели тирали әпәндим сөз қилип мундақ деди:

“пүтүн дуняниң көзиниң алдида қирғинчилиқ йүз бериватиду. Буниңға қарши күрәш қилиш дәвримиздики әң чоң кишилик һоқуқ күришидур. Әң чоң фашизмға қарши күрәштур.”

Уйғур сиясий давасиниң күчийиши сәвәблик уйғурлар билән мунасивәтлик хатириләш паалийәтлири түркийәдә күчлүк тәсир қозғаватқан болуп, түркийәдики даңлиқ сиясәтчиләрдин мәрал акшәнәр, мәнсур яваш қатарлиқлар тивиттирда ипадә билдүрүп барин инқилабиниң 31-йилини хатирилигән.

Биз паалийәт һәққидә мәлумат игиләш үчүн доктор бурһан улуғйол вә алимҗан турди әпәндимләрни зиярәт қилдуқ. Бурһан вә алимҗан әпәндим паалийәтниң җәряни вә мәқсити тоғрисида тәпсилий тохталди.

1990-Йили 5-апрелда уйғур ели ақту наһийәси тәвәсидики барин йезисида зәйдин йүсүп рәһбәрликидә хитай һөкүмитигә қарши партлиған наразилиқ намайиши вә қаршилиқ һәрикити хитай һөкүмити тәрипидин қанлиқ бастурулған.

Бари инқилаби уйғур сәрхиллири тәрипидин әркинлик вә һөрлүк үчүн көтүрүлгән шанлиқ бир инқилаб дәп тәрипләнмәктә. Шуниң билән бирликтә муһаҗирәттики уйғурлар тәрипидин һәр йили уйғур мустәқиллиқ һәрикитиниң илһам мәнбәси сүпитидә хатирилинип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.