Лагер қурбанлири йеқинлириниң илтимаси рәҗәп тайип әрдоғанға йәткүзүп берилгән
2021.05.28

Лагер қурбанлири йеқинлири хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан қирғинчилиқ сияситини түрк хәлқигә аңлитишта авангартлиқ ролини ойнимақта.
Көзәткүчиләр бир қанчә йилдин буян түркийәдә турғун һалитини сақлиған уйғур сиясий паалийәтлириниң лагер қурбанлири йеқинлириниң тиришчанлиқи билән қайта җанлиниватқанлиқини ейтмақта.
Бүгүн лагер қурбанлири йеқинлири хитайниң истанбул консулханисиниң алдида башлиған “милләт нөвәттә” һәрикитиниң 162-күни болуп, аилиси вә уруқ-туғқанлири хитайниң йиғивелиш лагерлири вә түрмилиригә соланған йүзләрчә уйғур бир қанчә айдин буян хитай һөкүмитидин очуқ бир җаваб беришини тәләп қилмақта.
Лагер қурбанлири йеқинлири консулхана алдидики паалийәтләрдин башқа һәр хил аммиви тәшвиқат паалийәтлириниму тәшкилләп келиватқан болуп, бүгүн лагер қурбанлири йеқинлири таксим мәйданида түркийә җумһур рәисигә дәрдини аңлитишқа тиришқан.
28-Май күни таксим мәсчитиниң ичилиш мурасимида тунҗи намаз оқулған болуп, намазға җумһур рәиси рәҗәп тайип әрдоған қатнашқан вә сөз қилған. Намазға диянәт ишлири идарисиниң башлиқи ели әрбаш имамлиқ қилған.
Бу пурсәттин пайдиланған лагер қурбанлири йеқинлири нөвәттики уйғур мәсилисини вә зиянкәшликкә учраватқан уйғурларниң әһвали йезилған мәктупни әрдоғанниң шәхсий қоғдиғучилири тәрипидин әрдоғанға йәткүзүп бәргән.
Сиңлиси мәвлудә һилал үчүн күрәш қиливатқан лагер қурбанлири йеқинлиридин мәдинә назими ханим зияритимизни қобул қилип, паалийәтчиләрниң рәҗәп тайип әрдоған билән көрүшүш нийитиниң барлиқини, бирақ бу пурсәтниң өзлиригә несип болмиғанлиқини, лекин мәктуп тапшуруп бериш пурситигә игә болғанлиқини ейтти.
Лагер қурбанлири йеқинлиридин мирзәхмәт иляс оғли әпәндим зияритимизни қобул қилди вә ай юлтузлуқ көк байрақни көргән хәлқиниң қизғин позитсийәсидин интайин тәсирләнгәнликини, бирақ бу яхши пурсәттин қатнашқучилар саниниң аз болғанлиқи сәвәблик үнүмлүк пайдилиниш имканийитиниң болмиғанлиқини вә буниңдин қаттиқ әпсусланғанлиқини ейтти.
Җумһур рәиси рәҗәп тайип әрдоғанниң ичилиш мурасимидики сөзи түгигәндин кийин, мәдинә назими ханим юқири авазда җумһур рәисидин ярдәм тәләп қилған, сақчилар дәрһал йитип келип қандақ тәлипи барлиқини сориған. Мәдинә ханим нәқ мәйданда язған қисқа илтимасни әрдоғанға йәткүзүп беришини тәләп қилған. Сақчилар илтимасни елип, җумһур рәислик ишханисиниң мәхсус қоғдиғучилириға йәткүзүп бәргән.
Мәдинә ханим зияритимиз давамида мундақ деди:
“мән бу қисқа илтимасимниң җумһур рәисиниң қолиға тегишини үмид қилимән. Һечқандақ гунаһи болмай туруп, төт йилниң яқи әркинликидин мәһрум қилинған сиңлим мәвлудә һилалниң йиғивелиш лагерлиридин қутулуп әркинликигә еришиши үчүн аилимизгә вә түркийәгә қайтип келишигә сәвәб бөлүшини, шундақла миллитимизниң бешиға кәлгән бу азаблиқ күнләрниң тезрәк түгишигә сәвәб болушини үмид қилимән”.
Түркийәдә турушлуқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси җәвлан ширмәмәт әпәндим зияритимизни қобул қилип хитайниң түркийәдики лобичилиқ паалийәтлириниң күчлүк икәнликини, лагер қурбанлири йеқинлири тәшкилләп келиватқан паалийәтләр вә “милләт нөвәттә” һәрикитиниң хитайниң түркийәдики лобийчилиқ паалийәтлиригә қарши үнүмлүк рол ойнаватқанлиқини, түркийәдики хитай дипломатик органлириниң тәшвиқатлириға қарши паалийәтлирини һәр вақит, һәрқандақ қийинчилиққа қаримай давамлаштуруп келиватқанлиқини ейтти.
Хитай билән түркийә мунасивәтлириниң йеқинлишишиға әгишип түркийә һөкүмитиниң уйғур мәсилисидики позитсийәси барғансери юмшаватқан болуп, адаләт вә тәрәққият партийәси вә милләтчи һәрикәт партийәси иттипақидики һөкүмәтниң уйғур мәсилисидә пассип қилиши өктичи “ийи”, “келәчәк” қатарлиқлар партийәләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири тәрипидин қаттиқ әйиблинип кәлмәктә.