2-Қетимлиқ “шәрқий түркистан үчүн анатолийә сәпири” паалийити ғәлибилик ахирлашти

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2021.10.15
2-Қетимлиқ “шәрқий түркистан үчүн анатолийә сәпири” паалийити ғәлибилик ахирлашти “шәрқи түркистан үчүн анатолийә сәпири” паалийәтчилири қара деңиз вә ички анатолийә районлиридики паалийәтлирини ғәлибилик аяғлаштуруп, истанбулға қайтип кәлди. 2021-Йили 15-өктәбир, түркийә.
RFA/Azigh

Хитайниң уйғурларға қаратқан қирғинчилиқ сияситини түрк хәлқигә аңлитишни мәқсәт қилған лагер тутқунлири йеқинлири түркийәниң һәрқайси шәһәр, вилайәтлиригә биваситә берип, тәшвиқат паалийитини қанат яйдурғаниди.

“шәрқи түркистан үчүн анатолийә сәпири” нами билән қанат яйдурулған мәзкур паалийәтниң тунҗи қетимлиқи 2-авғуст күни башлинип, 23-авғуст күни ахирлашқаниди. 2-Қетимлиқ шәрқий түркистан үчүн анатолийә сәпири 17-сентәбир күни сиваста башланған болуп, паалийәтчиләр 15-өктәбир күни қара деңиз вә ички анатолийә районлиридики паалийәтлирини ғәлибилик аяғлаштуруп, истанбулға қайтип кәлди.

Паалийәтчиләр икки қетимлиқ “анатолийә сәпири” паалийитидә түркийиниң һәрқайси шәһәрлиридә мухбирларни күтүвелиш йиғини, көргәзмә вә намайиш паалийәтлирини уюштуруп, түрк хәлқигә биринчи мәнбәдин қирғинчилиққа учраватқан уйғурларниң нөвәттики вәзийитини аңлитишқа тиришқан.

Лагер тутқунлири йеқинлири “шәрқий түркистан үчүн анатолийә сәпири” паалийитиниң әң ахирқи бекити болған измир шәһиридә шәһәрлик һөкүмәт бинасиға шәрқий түркистан җумһурийитиниң дөләт байриқиму есилған. 2021-Йили өктәбир, түркийә.
Лагер тутқунлири йеқинлири “шәрқий түркистан үчүн анатолийә сәпири” паалийитиниң әң ахирқи бекити болған измир шәһиридә шәһәрлик һөкүмәт бинасиға шәрқий түркистан җумһурийитиниң дөләт байриқиму есилған. 2021-Йили өктәбир, түркийә.

“анатолийә сәпири” паалийити җәрянида, мәзкур паалийәтни тәшкиллигән лагер тутқунлириниң йеқинлири һәр қайси шәһәрләрдә һәр хил сиясий партийиләр, пуқрави тәшкилатлар, оқуғучилар вә һөкүмәт хадимлири тәрипидин қизғин күтүвелинған вә қоллап қуввәтләшкә еришкән.

Мәзкур паалийәтниң тәшкиллигүчиллиридин уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси мәдинә назими ханим зияритимизни қобул қилип, бу җәрянда өзлирини қоллап қуввәтлигән сиясий партийиләр вә пуқрави тәшкилатларниң ярдәмлири тоғрисида тәпсилий тохbтилип өтти.

Лагер тутқунлири йеқинлири “шәрқий түркистан үчүн анатолийә сәпири” паалийитиниң әң ахирқи бекити болған измит шәһиридә һәр қайси сиясий партийиләрниң рәһбәрлири вә шәһәрлик һөкүмәт хадимлири тәрипидин қизғин күтүвелинған. Измит шәһәрлик һөкүмәтниң хизмәт бинасиға шәрқий түркистан җумһурийитиниң дөләт байриқи есилған болуп, измит хәлқи вә шәһәрлик һөкүмәт хадимлири лагер тутқунлири йиқинлириниң паалийәтлирини изчил қоллайдиғанлиқини, һәрқандақ шәкилдә ярдәм беришқа тәйяр икәнликини билдүргән.

Мәзкур паалийәтни тәшкиллигән кишилик һоқуқ паалийәтчиллиридин мирзәхмәт илясоғли әпәнди зияритимизни қубул қилип, мәзкур паалийәтниң интайин үнүмлүк болғанлиқини, түрк хәлқниң уйғур давасиға болған қизғинлиқидин интайин сөйүнгәнликини ейтти.

Паалийәт җәрянида лагер тутқунлири йеқинлири бир айға йеқин аилисидин узақ қилишқа мәҗбур болған болуп, паалийәтчиләр һәр хил мадди вә мәнивий қийинчилиқларға учриған болсиму, паалийәтни ахириғичә давамлаштурған. Или мәшрипи уйғур вәхпиниң рәиси қудрәт ғулҗа әпәндим зияритимизни қубул қилип, мәзкур паалийәт җәрянида йолуққан қийинчилиқлар һәққидә көз қарашлирини биз билән ортақлашти.

2016-Йилидин кийин хитайниң уйғур елидики йәрлик милләтләргә қаритилған ассимилиятсийә сиясити ирқий қирғинчилиққа қарап тәрәққий қилған болуп, муһаҗирәттики уйғурлар бир қанчә йилдин буян хитай тәрипидин зиянкәшликкә учриған аилә тавабиатлириниң из-дерикини қилип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.