Лагер қурбанлириниң аилә тавабиатлири түркийәдики паалийәтлирини давамлаштурмақта
2020.11.30
Хитай һөкүмитиниң етник қирғинчилиқ сиясити сәвәблик аилә тавабиатлири йиғивелиш лагерлириға соланған түркийәдики бир қисим уйғур яшлири 28-ноябир күни истанбулниң вәтән кочисида наразилиқ намайиши илип барди. Йеқинқи бир нәччә йилдин буян түркийәдә бир түркүм уйғур яшлири аилә тавабиатлириниң әркинлики үчүн һәрхил паалийәтләрни изчил орунлаштуруп кәлмәктә.
Әслидә бакиркөй мәйданида өткүзүш пиланланған паалийәт сақчиларниң рухсәт қилмаслиқи сәвәблик вәтән кочисиға йөткәлгән иди. Паалийәтчиләрдин алимҗан турди әпәндим зияритимизни қобул қилип, паалийәтниң орунлаштурулуши вә җәряни һәққидә тәпсилий тохталди.

Намайишқа қатнашқучилардин қазақистан пуқраси гүлайшә оралбай ханим язғучи вә әдәбий тәрҗиман дилшат оралбайни өз ичигә алған үч қериндишиниң хитайниң йиғивелиш лагерлириға соланғанлиқини вә һазирғичә улар һәққидә һечқандақ мәлумат алалмиғанлиқини ейтти. У йәнә қериндашлириниң әркинлики үчүн ахириғичә күрәш қилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “мениң қазақистандики туғқанлиримниң кимликлирини сорап бисим қиливетипту, бирақ мән бундақ бисимдин қорқуп қалмаймән. Һәқиқәт бәрибир йеңиду. Қериндашлирим әркинликкә чиққучә тохтап қалмаймән.”
Намайиш җәрянида лагер қурбанлири йеқинлириға һессидашлиқини билдүргән бир түркийә пуқраси зияритимизни қобул қилип, бир түрк болуш сүпити билән уйғурлар учраватқан зулумға қарши һөкүмәттин ярдәм тәләп қилидиғанлиқини ейтти.
Тонулған кишилик һоқуқ паалийәтчиси, доктор дилнур рәйһан ханим паалийәткә қатнашти вә аилисиниң әркинлики үчүн күрәш қиливатқан яшларни һәр вақит қоллап қуввәтләйдиғанлиқини ейтти. Доктор дилнур рәйһан ханим зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “мән истанбулда болған вақтимдин пайдилинип қиливатқан давасини қоллаш үчүн намайишқа биллә бардим. Намайиштин кийин улар параңлашқан болдуқ. Мәқситимму улар биллә биллә икәнликимни, һәмнәпәс икәнликимни билдүрүш иди. Булар бир түркүм яшлар биваситә өзлириниң ата-аниси яки бир туғқан қан қериндашлири лагерда болғанлиқи үчүн уларниң из-дерикини қилип, уларни лагердин қутулдуруш үчүн һәрикәт қиливетипту. Улар өзлири коллектип һалда һечқандақ орган вә тәшкилатниң ярдимисиз қилишқа тиришиветипту. Түркийәниң шараитида буларниң һәрикәт қилиш даириси интайин кичиккән. Нурғун чәклимиликләр бар икән. Шуңа өзлириму авайлап һәрикәт қилишқа тоғра келидикән. явропадикигә охшаш халиған шәкилдә дәрдини аңлитиш үчүн һәрхил партийәләр билән учришишта чәклимигә учрайдикән. Уларға бир қисим тәклипләрни бәрдим. Хәлқни қозғаш, муһими яшларни қозғаш тәклипини бәрдим. Фирансийәдики тәҗрибимиз бойичә түркийәдики яшларниң қоллишини қолға кәлтүрүшни тәвсийә қилдим. Келәчәк яшларниң қолида, яшлар бу хил ишларда сәзгүр вә асан һәрикәтләндүргили болиду. Шуңа яшларни қозғаш интайин муһим. Бу җәһәттин бир қисим тәҗрибилиримни ортақлаштим.”
Лагер қурбанлири аилә тавабиатлириниң түркийәдики паалийәтлири бәзи чәклимиләргә учрап кәлмәктә. Игилинишичә, 7-авғуст таксим мәйданида сүрәткә чүшкәнлики үчүн аилә әзалириниң рәсими бесилған майкиси тәтүр кийдүрүлгән вә сақчиларниң паракәндичиликигә учриған лагер қурбанлириниң йеқинлири 6-сентәбир күни әнқәрәниң кириш еғизида 50 тәк сақчи тәрипидин тосувелинип, истанбулға қайтуруветилгән иди.









