Лагер шаһитлириниң ню-йорктики паалийәтлири ғәлибилик ахирлашти

Мухбиримиз нуриман
2023.04.04
gulbahar-xatiwaji-qelbinur-sidiq-amerikada-1.jpg Лагер шаһитлиридин гүлбаһар хативаҗи вә қәлбинур сидиқ ханимлар ню-йорқтики икки күнлүк паалийәтлири җәрянида хатирә сүрәт. 2023-Йили 4-апрел.
UHRP

Лагер шаһитлиридин гүлбаһар хативаҗи вә қәлбинур сидиқ ханим америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәклипи билән америкаға кәлгән үч һәптидин буян, американиң охшимиған шитат вә шәһәрлиридә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ирқи қирғинчлиқини аңлитишни давамлаштурмақта.

3-Април күни ню-йорк шәһиридики фордхам университети қанун институтида гүлбаһар хативаҗи ханимниң лагер һәққидә бәргән гуваһлиқлири асасида йезилған “хитай лагеридин һаят қалғучи” намлиқ китаби һәққидә мәхсус нәқ мәйдан муһакимә йиғини өткүзүлгән. Гүлбаһар хативаҗи ханим лагерда бешидин өткүзгән азаблиқ кәчмишләрни аңлитиш арқилиқ хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзгән җинайәтлири һәққидә гуваһлиқ бәргән.

4-Април күни улар ню-йорктики һөкүмәтсиз органларниң (NGO) кишилик һоқуқ комитети, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши вә башқа бир қанчә тәшкилатларниң һәмкарлиқида “уйғур киризиси” темисида уюштурған йиғинқа қатнашқан.

Гүлбаһар хативаҗи ханим радийомизға сөз қилип, ню-йорқтики икки күнлүк паалийәттә қанун мәктипиниң оқуғучилири вә б д т хадимлириға уйғур хәлқи дуч келиватқан зулумни аңлатқанлиқини һәмдә улардин наһайити яхши инкасларни алғанлиқни ейтти.

Қәлбинур сидиқ ханим америкаға кәлгән үч һәптидин буянқи паалийәтлирини дуняниң һәрқандақ бир йеридә елип барған паалийәтлиригә қариғандиму күчлүкрәк болғанлиқини һес қилғанлиқини ейтти. У йәнә америка һөкүмитидин мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини қәтий тохтитишни қайта тәләп қилғанлиқини билдүрди.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәклипи билән америкаға кәлгән лагер шаһитлиридин гүлбаһар хативаҗи вә қәлбинур сидиқ ханимлар мәзкур органниң хадимлири билән сөһбәттә. 2023-Йили 3-апрел.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәклипи билән америкаға кәлгән лагер шаһитлиридин гүлбаһар хативаҗи вә қәлбинур сидиқ ханимлар мәзкур органниң хадимлири билән сөһбәттә. 2023-Йили 3-апрел.
UHRP

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң ташқий мунасивәтләргә мәсул хадими луиза гирив лагер шаһитлириниң америкадики паалийәтлиригә баштин-ахир бирликтә қатнашқан болуп, у лагер шаһитлирниң нию-йоркта паалийәт елип беришиниң муһимлиқи һәққидә тохтилип, мундақ деди: “сияси паалийәтләр үчүн ню-йорк муһим, чүнки нию-йорк хәлқара дипломатийәниң мәркизи. Бу йәрдә нурғун даңлиқ қанун мәктәплири бар, нурғун хәлқара мунасивәт, хәлқара қанун мутәхәссислири бар. Әмма вашингитонда 23-март америка дөләт мәҗлиси қармиқидики америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети чақирған мәхсус гуваһлиқ йиғинида дейилгән уйғур қирғинчлиқи һәққидики гуваһлиқларни бу йәрдики мутәхәссисләр толуқ аңлимиған болуши мумкин. Шуңа фордхам унверситети қанун иниститутидики хәлқара қанун оқуватқанларға вә бу саһәдики мутәхәссисләргә, шундақла һөкүмәтсиз органларниң (NGO) кишилик һоқуқ комитити мәркизидики мутәхәссисләргә уйғур қирғинчилиқини бивастә аңлитиш бәк муһим.”

Униң ейтишичә, лагер шаһитлири б д т дики тоққуз дөләтниң дипломатлири билән көрүшкән. Улардин төвәндики үч түрлүк тәләпни оттуриға қойған: “биринчидин, хитай һөкүмити уйғурларни йоқтишни нишан қилған, шуңлашқа түркийә, австиралийә вә башқа дөләтләрдә уйғур тили вә мәдәнийити қоғдап қилиш вә раваҗландуруш үчүн ечлиған ана тил мәктәплири вә мәдәнийәт мәркәзлири бар. Уйғурларниң өз мәдәнийитини җанландуралиши үчүн ашу мәктәп вә мәркәзләрни вә уйғурларниң паалийәтлирни һәр қайси дөләтләрниң қоллиши вә қоғдиши зөрүр. Иккинчидин, дуняниң һәрқайси җайлирида хитайға қайтуурлуш хәвпи астида яшаватқан уйғур мусапирлирини бихәтәр дөләткә йөткәш. Үчинчидин, уйғур мәҗбурий әмгики арқилиқ ишләпчиқирлған мәһсулатларниң өзлириниң дөләтлиригә керишиниң алдини илиш арқилиқ хитайға иқтисади бисим чүшүрүп, хитайниң лагерларни тақашқа мәҗбурлаш.”

Гүлбаһар ханим вә қәлбинур ханим 20-март америкаға кәлгән күнидин башлап американиң муһим дөләт органлири вә муһим кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән көрүшүп, хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан “ирқи қирғинчлиқи” мәслисини қайтидин күнтәртипкә әкилиштә түрткилик рол ойниған.

Улар ахирида мушу үч һәптидин буян тиним тапмай бәргән гуваһлиқлири навада хитай һөкүмитинң зулуми астида езиливатқан хәлқиниң азадлиққа чиқишиға аз-тола пайдиси тәгсә, өзлириниң шуниңдин хурсән болидиғанлиқини билдүрүшти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.