Лагер шаһитлириниң һөр дунядики рамзанлиқ тиләклири
2020.04.30
Рамзан башлиниши билән уйғурлар қоллинидиған иҗтимаий таратқулар, уйғурларниң рамзанлиқ хәйрлик тиләклири вә чақириқлири билән қайтидин җанланди. Болупму уйғурлар диярида хитай һөкүмитиниң зулумлирини өз бешидин өткүзгән лагер шаһитлиридин, қазақистандики турсунай зиявудунниң, уйғур дияридики барлиқ қериндашлириниң хитай тәрипидин гөрүгә елинғанлиқиға қаримай, иҗтимаий таратқу арқилиқ һөр дунядики уйғурларға хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан қирғинчилиқини тохтитип үчүн бирликтә һәрикәт қилишқа чақириқ қилиши иҗтимаий таратқуларда кәңри тарқилип, бәлгилик инкас қозғимақта.
Турсунай зиявудин ханим лагердин қутулуп чиққандин кейин әң дәсләп радийомиз зияритини қобул қилип лагерниң сирлири һәққидә әң йеңи вә қиммәтлик мәлуматлар билән тәмин әткән лагер шаһитлириниң бири.
Икки қетим тутқун қилинип җәмий бир йерим йил зулмәтлик лагер һаятини баштин кәчүргән турсунай, қазақистан гираждани болған ериниң тохтимай әрзи қилиши билән 2018-йили өктәбирдә лагердин қутулуп чиққан. У, бир йилдин кейин йәни 2019-йили сентәбирдә қазақистанға саламәт чиқалиған. Әмма һазирғичә униң қазақистан гиражданлиқ яки мәңгүлүк туруп рухсити һәл болмай келиватқаниди. Нөвәттә, қазақистандиму вирус тарқилишниң алдини елиш тәдбирлири сәвәблик униң қазақистандики визисини узартиш рәсмийәтлирини беҗиришиму дәхлигә учримақтикән.
Хитайға қайтурулуш хәвпидә турупму аваз чиқарған турсунай “мән аваз чиқарғанниң әмәлий әһмийитини көрдүм. Мән еримниң аваз чиқириши маңа игә чиқиши билән лагердин қутулғанидим, муһаҗирәттики һәр бир уйғурумниң өз хәлқи үчүн чиқарған авази, уларни қутқузуш үчүн қилған һәр қандақ тиришчанлиқи бикар кәтмәйду дәп ишинимән” дәйду.
Бу нөвәт лагердин қутулуп чиққандин кейинки 3-рамзан айлирини әркин дуняда, өз ихтияри бойичә өткүзүватқан, 2018-йилниң бешидин башлап лагерниң ички сирлири һәққидә тунҗи болуп дуня мәтбуатлириға гуваһлиқ бәргүчи, һазир голландийәдә панаһлиниватқан өмәр бекали зияритимизни қобул қилди. Өмәр уйғурлар хитайниң уйғур елидики зулумлири вә лагер сияситини паш қилип елип барған паалийәтлириниң нәтиҗилирини көрүшкә башлиған пәйттә, хитайдин таралған ваба сәвәблик уйғурларниң авази суслап қалғандәк туюлсиму, әмәлийәттә буниң пүтүн дуня хитайниң зулуми вә вәһимисини техиму чоңқур чүшинишигә пурсәт яратти дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойди.
Икки айлиқ қабаһәтлик лагер һаятини баштин кәчүргән, пакистанлиқ ериниң сәвәби билән лагердин қутулуп чиққандин кейин, бултур 4-айда америкиға келип йәрләшкән зумрәт давут, хәлқаралиқ ахбарат һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилатида хитайниң, уйғур диярида қурған җаза лагерлирида инсанийәткә қарши җинайәт өткүзүватқанлиқи һәққидә испат берип, хитай һөкүмитиниң районда қурған лагерларниң ички йүзини ечиш вә американиң уйғурлар һәққидә хитайға қарши инкас қайтуруши һәм тәдбирләрни елишида муһим рол ойниған лагер шаһити һесаблиниду.
Зияритимизни қобул қилған зумрәт давут, өзиниң илгирики рамзанларни қандақ қорқунч ичидә өткүзгәнликини әсләп, гәрчә өзи у қабаһәтлик күнләрдин қутулуп әркин рамзанлиқ ибадәтлирини қилиш имканийитигә игә болған болсиму, әмма вәтинидики уйғурларни көз алдиға кәлтүргәндә, чоңқур азаблинидиғанлиқи ейтти. У бу һәқтә: “өзигә охшаш чоңқур азаб чекиватқан уйғурлар пәқәт имканийитиниң баричә өз ата-аниси вә қериндашлирини, хитайниң зулумидин қутулуши үчүн һәрикәт қилғандила өзлириниму вә башқиларниму қутулдуралайду” дәйду.