Лагер шаһитлири хәлқара җумһурийәтчиләр иниститутида уйғур ирқий қирғинчлиқини аңлатти
2023.03.23
Хитайниң уйғурларға қарита ирқий қирғинчлиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқанлиқини дуняға аңлитишта лагер шаһитлири муһим рол ойнап кәлмәктә. Фиранисийәдә турушлуқ лагер шаһитлиридин гүлбаһар хативаҗи вә голландийәдә турушлуқ қәлбинур сидиқ ханим иккәйлән уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәклипи билән америкаға кәлгән болуп, улар бир қанчә күндин бери америкадики охшимған органларда өзлириниң лагерда бешидин кәчүргән кәчмишлирини аңлатқан.
3-Айниң 22-күни мәркизи вашингитондики хәлқара җумһурийәтчиләр иниститути (International Republican Institute) уйғур кишилик һоқуқ қурулуши билән һәмкарлишип, хитайнң уйғурларға қарита йүргүзүватқан ирқий қирғинчлиқи үстидин гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди.
Хәлқара җумһурийәтчиләр иниститутиниң программа ишлириға мәсул муавин рәиси сикот мәстик ечилиш сөзи қилип мундақ деди: “хәлқара җумһурийәтчиләр иниститутиға вәкалитән силәрниң лагер шаһитлирниң хитайниң уйғур ирқий қирғинчлиқи һәққидики гуваһлиқлирни аңлашқа кәлгиниңларни қарши алимән. Биз, димократик қиммәт қарашлириға асасән һәр бир инсанниң кишилик қәдир- қиммити, әркинлики вә иззәт- һөрмити билән яшаш һоқуқиниң барлиқиға ишинимиз. Лекин хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастурушлири дәл мушу һоқуқларни дәпсәндә қиливатиду. Хәлқара җумһурийәтчиләр иниститути уйғурлар билән бир сәптә туриду. Уларниң бастурушлардин қутулуп, әркин яшаш үчүн елип барған күрәшлирини қоллайду. Биз хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан җинайәтлиридики җинайи җавабкарлиқини сүрүштә қилишта йәршари характерлик қоллаш вә әмәлий һәрикәтни муһим дәп қараймиз. Бүгүн мушу лагер шаһитлириниң гуваһлиқлирниң силәргә шәрқий түркистанда йүз бириватқан вәһшийликләр һәққидә азрақ болсиму чүшәнчигә игә болушиңларға ярдәм қилишни үмид қилимиз.”
Арқидин йиғин башқурғучиси, хәлқара җумһурийәтчиләр иниститутиниң хадими мустафа ақсу, гүлбаһар хативаҗи вә қәлбинур сидиқ ханимларни қисқичә тонуштуруп өтти. Андин кейин, лагер шаһитлири айрим- айрим һалда өзлири лагерда баштин кәчүргән дәһшәтлик кәчмишлирини аңлатти.
Гүлбаһар хативаҗи ханимниң қизи гүлхумар, апси лагерға соланған 3 йил җәрянида фирансийә һөкүмити вә хәлқаралиқ ахбарат васитлириниң ярдимидә апсини сақ-саламәт фирансийәгә әкәлгән болуп, у хитайниң лагеридин аилә тавабиатлирини қутқузуп чиқалиған санақлиқ кишиләрниң бири.
Мәкур йиғинға гүлхумарму қатнашқан болуп, у йиғин башқурғучиси тәрипидин тонуштурулғанда, һәммәйлән униң аписини қандақ қутқазғанлиқиға қизиқти. У өзиниң аписини қутқузуш җәрянини сөзләп бәрди:
“апам хитайға меңиштин бурун биз фиранисийәниң бейҗиңда тууршлуқ әлчиханисиға хәвәр қилған. Хитай нормал виза бәргән болсиму, биз һечқачан хитайға пүтүнләй ишәнч қилалмиған идуқ. Апамниң паспорти тартивелинғанлиқини аңлиған вақтимда бәк әнсиридим. Чүнки иҗтимаий таратқуларда кишиләрниң тәрбийәләшләргә елип кетиливатқанлиқи, йеңидин қурулуватқан катәктәк-катәктәк нәччә онмиңлиған қурулушлар һәққидики хәвәрләр көппийишкә башлиғанди. Мән фирансийә әлчиханисиға тохтимай хәт яздим. Башта улар ишәнмиди болғай, бәк көңүл бөлмиди. Мән фирансийәдики йәһудий тәшкилатлири билән алақилаштим. Мухбирлар билән алақилаштим. Аридин икки йил өтти. Кейин бир достумниң тәвсийәси билән иҗтимаий таратқуларда мураҗиәтнамә илан қилидим. Қисқа муддәт ечидә мураҗиәтнамигә нәччә йүз миң киши имза қойди, шуниң билән хәлқаралиқ таратқулар диққәт қилишқа башлиди. Фирансийә һөкүмитиму диққәт қилшқа башлиди. Хәлқаралиқ ахбарат вастилириниң бесими ишқа яриған болса керәк, фирансийә һөкүмити бу мәсилини дипломатик йол билән һәл қилидиғанлиқиға вәдә бәрди. Шуниң билән мәнму тәмкин болуп, фирансийә һөкүмитиниң һәл қилишиға қоюп бәрдим. Шундақ давам қилдим.”
Ахирида лагер шаһитлири йиғин қатнашқучилири вә америка һөкүмитидин күтидиған илитимас вә тәләплирини оттуриға қойди.
Йиғин ахиридики суал-җавап қисимида йиғин қатнашқучилиридин кәвсәр ваһит сөз қилип, хитайниң һазирғичә лагерларға солашни давам қиливатқанлиқини, нәччә айниң алдида 19 яшлиқ сиңлиси камилә ваһитни тутуп кәткәнликидин хәвәр тапқанлиқни ейтти. У гүлхумардин өзигә охшаш аилә тавабиатлири һелиһәм лагер-түрмиләргә соланғанларға қандақ тәкилп-тәвсийәлирниң барлиқини сориди.
Гүлхумар җавабән мундақ деди: “мән нурғун яшларниң тутулуп кәткән аилиси үчүн очуқ-ашкара сөзләштин қорқуватқанлиқни аңлидим. Мениң уларға дәйдиғиним, силәр ялғуз әмәс. Ғәрб дөләтлиридә бизни қоллайдиған нурғун тәшклат-органлар бар. Улардин пайдилиниңлар. Мән фирансийә һөкүмитигә бесим чүшүрдүм. Башқа дөләтләрдә алисини әкәлгәнләр билән алақилишип, улар тутқан йоллани фирансийә һөкүмитигә йоллидим. <Мениң апамни әкиләлишмиз мумкин> дәп мушундақ қилсаңлар, бәлким үнүми көрүлүп қелиши мумкин. Мениңчә, бир дөләткила әмәс, бәлки өзүңлар турушлуқ дөләтләрниң иттипақдаш дөләтлиригиму бесим чүшүрсәңлар, пайдиси болиду, дәп қараймән. Йәнә дәйдиғиним, силәр һәргиз ялғуз әмәс. Биз бирликтә техиму күчлинимиз. Уйғур болғанлиқимиздин пәхирлинәйли. Әгәр биз әрзимәс бир милләт болған болсақ, хитай бизни йоқитишқа бунчә күчәп кәтмәйтти. Бизниң шанлиқ тарихимиз, нәччә миң йиллиқ күчлүк мәдәнийитимиз болғачқа, улар бизни йоқтивәтмәкчи болуватиду. Шуңа биз кимликимизни қоғдаш үчүн тәң күрәш қилайли.”
Ахирида уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң иҗраийә директори өмәр қанат әпәнди йепилиш сөзи қилип мундақ деди: “биз алтә йилдин буян йүргүзүливатқан ирқий қирғинчлиққа шаһит болуватимиз. Вақитлиқ қурулған <тутуп туруш мәркәзлири> дейилгән лагерлар мәңгүлүк түрмиләргә айланди. Ирқий қирғинчлиқ әһдинамисигә имза қойған дөләтләр хихтайниң ирқий қирғинчлиқ җинайитини җазалиши керәк иди. Биз көрүп туурватимиз. Пүтүн дуня бу темида мәғлуп болди. Әмәлий һәрикәткә өтмәсликкә һечқандақ баһанә йоқ иди. Хуласә қилип ейтқанда, биз наһайити хәтәрлиқ бир әһвалда туруватимиз. Мушу йәрдики һәммиңлар бу мәсилини һәл қилидиған кишиләрдин һесаблинисиләр. Хәлқара җумһурийәтчиләр иниститутини бу сәптә көргәнлкимиздин толиму хурсәнмиз. Һәр бириңларниң бу гуваһлиқни аңлашқа кәлгәнликиңлар үчүн рәһмәт!”
Игилишимизчә, лагер шаһитлири уйғур кишилик һоқуқиниң тәшкиллиши билән американиң бир қанчә шәһәрлиридә, муһим орган вә тәшкилатлар орунлаштурған паалийәтләргә қатнишишни давам қилидикән.