Лагер қурбанлири йеқинлири фалунгоң җәмийитиниң паалийитигә қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2021.06.15
Лагер қурбанлири йеқинлири фалунгоң җәмийитиниң паалийитигә қатнашти Аш штаби мәрсин шәһиридә болған түркийә фалунгоң җәмийити тәрипидин тәшкилләнгән хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши паалийәткә түркийәдики уйғур лагер қурбанлири йеқинлириму қатнашти. 2021-Йили 12-июн, истанбулда .
RFA/Azigh

Баш штаби мәрсин шәһиридә болған түркийә фалунгоң җәмийити тәрипидин 12-июн күни истанбулда тәшкилләнгән хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши паалийәткә түркийәдики уйғур лагер қурбанлири йеқинлириму қатнашти.

Паалийәт истанбул бәшикташ районда өткүзүлгән болуп, фалунгоң паалийәтчилири хитайниң уйғурларға, тибәтликләргә вә фалунгоң муритлириға қарши қирғинчилиқ сияситини чүшәндүрди вә кишиләргә тәшвиқат варақлири тарқатти.

Паалийәттә, хитай коммунист партийәси билән четишлиқи болған, ички әза булаңчилиқи, уйғур қирғинчилиқи, хитайниң коруна вируси вабасидики мәсулийити, бир йол бир бәлвағ қурулуши вә хитайниң қәрз қилтиқи сиясити қатарлиқ мәсилиләр түрк хәлқигә чүшәндүрүлди.

Түркийә фалунгоң җәмийитиниң муавин мудири демәт су ханим мәзкур паалийәтниң мәқсити һәққидә радиойимизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “фалунгуң тәшкилати 1999-йилидин буян хитайда зулумға учраватиду. 23 Йилдин буян хитай һөкүмити фалунгоң әзалириниң ички органлирини еливатиду вә дөләт дохтурханилириниң васитиси билән сетиватиду. Бу һәқтә ғәрб дөләтлиридә тәпсилий доклатлар мәвҗут. Ғәрбтә, хитай һөкүмитигә иқтисадий ембарголар қоюлуватиду. Магинитсский қануний явропа, америка, канада қатарлиқ дөләтләрдә иҗра қилиниватиду. Зулумда бәлгилик рол ойнаватқан хитай мәсуллириниң бу дөләтләргә кириши чәклиниватиду. Бу хил тәдбирләрниң бизниң дөлитимиздиму йолға қоюлушини үмид қилимән.

Аш штаби мәрсин шәһиридә болған түркийә фалунгоң җәмийити тәрипидин тәшкилләнгән хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши паалийәткә түркийәдики уйғур лагер қурбанлири йеқинлириму қатнашти. 2021-Йили 12-июн, истанбулда .

Биз фалунгоң мәсилини тонуштуруштин башқа хәлқаралиқ бир имза қоюш паалийити башлаттуқ. Хитайда зулумға учраватқан пәқәтла биз әмәс, биз бу паалийәтни уйғур түрклири, фалунгоңчилар, пәрқлиқ етник гуруппилар, христианлар вә тибәтликләр қатарлиқ пүтүн зулумға учраватқан гуруппилар үчүн башлидуқ”.

Паалийәткә хитайниң истанбул консулханисиниң алдида 179 күндин буян “милләт нөвәттә” паалийитини давамлаштуруп келиватқан лагер қурбанлири йеқинлири қатнашти вә аилә әзалириниң бешиға кәлгән паҗиәлири һәққидә тохталди.

Түркийәдики тонулған уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин җәвлан ширмәмәт әпәндим зияритимизни қобул қилип түркийәдики йәрлик фалунгуң әзалириниң паалийитигә иштирак қилғанлиқидин хурсән болғанлиқини, һәр икки тәрәпниң хитайниң биваситә зулумиға учриғучилар икәнликини, фалунгоңчилар вә уйғурларниң охшаш мәқсәттә паалийәт қиливатқанлиқини, йәрлик фалунгоң паалийәтчилири тәшкиллигән мәзкур паалийәттә уйғурларға йәр берилгәнликидин қаттиқ сөйүнгәнликини, фалунгоң әзалири билән бундин кейинки паалийәтләр тоғрисида қизғин сөһбәт өткүзгәнликини ейтти.

Лагер қурбанлири йеқинлири хитайниң мустәбит түзүлмисигә қарши түркийәдики паалийәтләрниң роли вә әһмийитини тәкитлимәктә.

Лагер қурбанлири йеқинлиридин мәдинә назими ханим хитай һөкүмитиниң фалунгоңни қарилайдиған тәшвиқатларни кәң көләмдә елип барғанлиқини, әмәлийәттә инсанларға мәрһәмәт көрситишни вә көңлини азадә тутидиған кәйпиятни етиқад сүпитидә қобул қилған бир қурулма икәнликини ейтип мундақ деди: “хитайларниң ичидә бу хил принсиплар орниған болса бүгүнки күнлүктә бизниң миллитимизгә бундақ зулум қилмаслиқи мумкин иди. Буларниң мәрһәмәт, дуруслуқ вә кәң қорсақлиқ дегән үч пиринсипини пүтүн хитайлар өзигә маслаштурған болса бүгүнки күндә һечкимгә зиян йәткүзмигән җәмийәт шәкилләндүрәлмәйтти. Биз бүгүн улар билән мунасивәт орнаттуқ. Бәлким бундин кийин биллә паалийәтләрни қилишимиз мумкин. Чүнки бизму хитай һөкмитиниң зулумиға учраватимиз, уларму шундақ.

Зулумға учриғучилар болуш сүпитимиз билән, биллә паалийәт елип беришимиз тамамән әқилгә мувапиқ. Мән шәхсән уларни қоллаймән”.

Фалунгоң җәмийити хитайда зулумға учраватқан хәлқләр вә дини гуруппилар үчүн имза қоюш паалийити тәшкиллигән болуп, паалийәттә хәлқни хитай коммунист партийәсиниң динға болған өчмәнликигә вә етиқад қилғучиларни бастурушиға қарши турушқа чақирған.

Демәт су ханим зияритимиз давамида уйғурлар учраватқан қирғинчилиқ сиясити вә түркийәниң позитсийәси һәққидә тохтилип мундақ деди:

“һечбир түркниң һечбир йәрдә зулумға учришиға рухсәт қилмаслиқимиз лазим. Мусулманлиқни вә түркликни бир чәткә қайрип қоюп, кишилик һоқуқ үчүн, бир кишиниң яшаш һоқуқи үчүн орнимиздин дәс турушимиз керәк. Пәқәт түркийәниңла әмәс, пүтүн сүкүт ичидики дөләтләрниң әһвали охшаш. Әлвәттә бизниң сәзгүрлүкимиз түркийә. Чүнки биз бу дөләттә яшаватимиз вә хитай қанчилик инкар қилса қилсун биз бу зулумниң мәвҗутлуқини билимиз”.

Пүтүн дуняда милйонларчә әзаси болған фалунгоң 1999-йилидин буян хитай һөкүмитиниң бастурушиға учраватқан болуп, көзәткүчиләрниң қаришичә, фалунгоң мәсилиси уйғур, тибәт вә хоңкоң мәсилилири билән биллә хитайдики еғир кишилик һоқуқ кризислиридин бири һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.