“NBC” вә “FOX” қаналлирида уйғур елидики лагерларниң маһийити ашкариланди

Мухбиримиз ирадә
2019.10.04
NBC-lagir “NBC” қанилиниң ”бүгүн“ намлиқ әтигәнлик хәвәр программисида “хитайдики йиғивелиш лагерлири ичидә” мавзусида мәхсус уйғур мәсилиси тонуштурулди
NBC

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, хитай һөкүмитиниң уйғур елида йүргүзиватқан қаттиқ қоллуқ сиясәтлири вә болупму униң 2 милйон әтрапида уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләрни “қайта тәрбийә мәркизи” намидики лагерларға қамап, уларға меңә ююш һәрикити елип бериватқанлиқи америка һөкүмити вә шундақла америкадики һәрқайси мәтбуатларниң күчлүк диққитигә еришип кәлмәктә.

Йеқиндин буян америкадики һәрқайси теливизийәләрниң хәвәр программилири вә яки башқа сөһбәт программилирида уйғурлар мәсилиси алаһидә тилға елинидиған, музакирә қилинидиған болди. Болупму уйғурлар мәсилисиниң адәттә кишиләр әң көп теливизийә көрүдиған “алтун вақит” лардики муһим программиларда бериливатқанлиқи алаһидә әскәртишкә әрзийду.

4- Өктәбир күни америкадики көрүлүш нисбити юқири қаналлардин болған н б с “NBC” қанилиниң ”бүгүн“ намлиқ әтигәнлик хәвәр программисида “хитайдики йиғивелиш лагерлири ичидә” мавзусида мәхсус уйғур мәсилиси тонуштурулди. Бу программа үчүн қаналниң мухбири кийир симонс түркийәдә шундақла хотән вә қәшқәрдә зиярәттә болған. У гәрчә һөкүмәт тәрипидин “тәрбийәләш мәркизи” дәп алдин тәйярлап қоюлған орунларни зиярәт қилған болсиму, әмма у йәрдики һөкүмәт кадирлиридин һалқилиқ соалларни сориған.

Униң программиси алди билән әң кичик оғли билән түркийәдә яшайдиған абдулхәбәр рәҗәпниң һекайиси билән башлайду. Абдулхәбәр рәҗәпниң аяли айгүл абдулла юртида қалған 4 оғлини қайтуруп келиш үчүн 3 йил авал уйғур елигә қайтқан пети қайтип келәлмигән. У 2017- йили 5- айда тутқун қилинған. Абдулхәбәр рәҗәп кейин аялиниң 9 йиллиқ кесилгәнликини аңлиған. Мухбир уйғур елида бир милйондин ошуқ уйғурниң һазир лагерларда тутуп турулуватқанлиқини баян қилғандин кейин уйғур елидики зиярити үстидә тохтилиду. У бу зияритидә қәшқәрдики бир аталмиш “қайта тәрбийә мәркизи” дин биридә зиярәттә болған болуп, у бу йәрдә хитай тили өгиниватқан уйғур тутқунлардин биридин немә үчүн бу йәрдиликини сориған. У уйғур яш өзиниң “қанунсиз диний тәблиғ” үчүн бу йәргә соланғанлиқини ейтқан.

У хотәнниң қарақаш наһийәсидики йәнә бир “қайта тәрбийәләш мәркизи” ни зиярәт қилған. Һөкүмәт кадирлири бу мәркәзләрдә униңға ақ халатлар билән бақмичилиқ қилишни өгиниватқан бир синип оқуғучилирини вә бала беқишни, йөгәк йөгәшни өгиниватқан бир синип аялни көргән. Мухбирниң баян қилишичә, униң ичидики аяллардин бири “дини радикаллиқ билән юқумланған” дегән сәвәб билән бу йәргә соланған болуп, бу аялниң ери техи йеқинда түгәп кәткән вә бу аял 4 яшлиқ балисидин айриветилип, бу орунға “тәрбийәләш” кә солап қоюлған икән. Мухбир шу йәрдики хитай һөкүмәт кадиридин “силәрниң ери техи йеңила өлүп кәткән бир анини 4 яшлиқ балидин айрип тәрбийәлимәкчи болушуңлар залимлиқ әмәсму?” дәп сориған. Бу хитай кадир болса униңға җавабән: “у һәптә ахирида өйигә қайтип көрәләйду” дәп җавап бәргән. Мухбир йәнә “униң ери түгәп кәткән вә бу бала аписини һәптидә аран бир қетим көрәләйду. Сиз буни нормал дәп қарамсиз?” дәп сорайду. Хитай кадир җавабән: “һәммимизниң балилиримиздин айрилидиған вақитлири болиду, ата - ана дегән балини сеғинидиған гәп” дегәндәк җавапларни бәргән. Бирақ у ахирида әгәр шундақ қилмиғанда бу аялниң балисини ашқун идийәси билән зәһәрләйдиғанлиқини вә бу балиниң “террорчи” болуп чоң болидиғанлиқини ейтқан. Мухбир бу гәпни қаттиқ һәйранлиқ ичидә баян қилиду.

Мухбир программисида йәнә америка кеңәш палата әзаси марко рубийони зиярәт қилған. У сенатор марко рубийоға уйғур елидики аталмиш “қайта тәрбийә мәркәзлири” дә тартилған сөрәтләрни көрситип туруп, “сиз хитай һөкүмити бизгә көрсәткән бу орунларниң һәқиқәтән әмәлийәтни әкс әттүридиғанлиқиға ишинәмисз?” дәп сориған. Марко рубийо буниңға җавабән “әлвәттә ишәнмәймән. Хитай һөкүмити районни йүз пирсәнт қамал қилған. Улар сизгә ким билән көрүшишиңиз, у кишиниң немини дәп, немини димәйдиғанлиқи, сизгә немини көрситиш, немини көрсәтмәслик қатарлиқларниң һәммисини контрол қилиду,” дәп җавап бериду.

Мухбир әтигәнлик программиниң ахирида өзиниң юқириқи бу зиярити һәққидә тохтилип, “хитай һөкумити зор дәриҗидә күчийиватқан бир шараитта униң өз пуқралириға қиливатқан муамилиси чоқум диққәт қозғиши керәк. Америкалиқларниң бу мәсилигә көңүл бөлүши зөрүр. Биз хитайниң бу ишни җимҗит һалда йүргүзүшигә йол қоймаслиқимиз, уни бу мәсилә һәққидә давамлиқ қейин соаллар билән сораққа тартип турушимиз керәк,” дәп тәкитлиди.

Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң рәиси, адовкат нурий түркәл әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити йеқиндин буян өз тәшвиқатлирини қанат яйдуруш үчүн бир қисим кишиләрниң аталмиш “қайта тәрбийә мәркизи” лирини зиярәт қилишиға ишик ечип бәргән болсиму, әмма бу зиярәткә барғанларниң әмәлийәтни көрүши вә техиму көп кишиләргә йәткүзүши үчүн йол ечип бәрмәктикән.

Булардин башқа йәнә америкадики даңлиқ телевизийә қаналлиридин FOX телевизийәсиниң тонулған риясәтчиси мария ханимниң әтигәнлик мәхсус программисидиму уйғур мәсилиси тонуштурулди. Мәзкур программиға адовкат нурий түркәл әпәнди бивастә тәклип қилинип, униңдин уйғур елидики вәзийәт соралған. Программида нурий түркәл әпәнди 2016- йилидин буян уйғур елида көрүлүватқан дәриҗидин ташқири еғир вәзийәт һәққидә мәлумат бәргән. У бу орунларниң “йиғивелиш лагери” икәнликини, уйғурларниң бу орунларда пәқәтла миллий вә дини кимлики сәвәблик йиғивелинғанлиқини әскәртип өткән. Мәзкур программида йәнә америка ташқий ишлар министири майк помпейониң мария ханимниң уйғурлар һәққидики соаллириға бәргән җаваби қистурулған болуп, ташқий ишлар министириму сөзидә хитай һөкүмити бу орунларни “тәрбийәләш мәркизи” дәп атисиму, әмма һечкимниң бу орунларни ихтиярий зиярәт қилишиға йол қоймайдиғанлиқини әскәрткән. Программида йәнә америка президенти трампниң өткән һәптә ню-йоркта чақирилған “дини әркинликни қоғдаш” йиғинида өз һөкүмитиниң дини әркинликни әң муһим ташқий сиястиниң бири қилидиғанлиқи һәққидә сөзиму қистурулған.

Нурий түркәл әпәндиниң радийомизға билдүрүшичә, уйғур мәсилиси һазир дуняниң һәрқайси җайлиридики бир қатар муһим программиларда орун алған болуп, мария ханимниң программисиму американиң тиҗарәт саһәсигә хитаб қилидиған муһим бир программа икән. У буни кәң аммиға хитаб қилиштики иҗабий бир бурулуш, дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.