Әскишәһәр осман гази университетида “зулум астидики шәрқий түркистан” темисида лексийә паалийити өткүзүлгән

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2022.01.06
Әскишәһәр осман гази университетида “зулум астидики шәрқий түркистан” темисида лексийә паалийити өткүзүлгән Түркийәниң әскишәһәр осман гази университети илаһийәт факултетиниң йиғин залида “зулум астидики шәрқий түркистан” темисида өткүзүлгән лексийә паалийитидә кишилик һоқуқ паалийәтчиси мәдинә назими ханим лексийә сөзлимәктә. 2022-Йили 6-январ, түркийә.
RFA/Azigh

6-январ күни түркийәниң әскишәһәр осман гази университети илаһийәт факултетиниң йиғин залида “зулум астидики шәрқий түркистан” темисида лексийә паалийити уюштурулған. Мәзкур паалийәтни әскишәһәр осман гази университети илаһийәт факултети вә кишилик һоқуқ вә һөрийәт кулуби бирлишип орунлаштурған болуп, лексийәгә факултет мудири, оқутуш бөлүминиң мунасивәтлик хадимлири, оқутқучилар вә оқуғучилар болуп 100дин көп киши қатнашқан.

Паалийәткә “лагер тутқунлири мунбири” ниң мәсуллиридин кишилик һоқуқ паалийәтчиси мәдинә назими ханим тәклип қилинған болуп, мәдинә ханим йеғинға қатнашқан оқутқучи-оқуғучиларға уйғур елиниң нөвәттики вәзийити тоғрисида тәпсилий мәлумат бәргән.

Мәдинә ханим хитай һөкүмити тәрипидин зиянкәшликкә учриған сиңлиси мәвлүдә назиминиң һекайиси арқилиқ “шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ вә җаза лагерлири тоғриси” да паалийәткә қатнашқучиларға мәлумат бәргән. Униңдин башқа йәнә вәтәндики аилә әзалири билән алақилишәлмәйватқан муһаҗирәттики уйғурларниң әһвали тоғрисидиму тохталған. Лексийә давамида мәдинә ханим оқутқучи вә оқуғучиларниң уйғур мәсилиси билән мунасивәтлик соаллириға җаваб бәргән.

Түркийәниң әскишәһәр осман гази университети илаһийәт факултетиниң йиғин залида “зулум астидики шәрқий түркистан” темисида өткүзүлгән лексийә паалийитидә кишилик һоқуқ паалийәтчиси мәдинә назими ханим лексийә сөзлимәктә. 2022-Йили 6-январ, түркийә.

Биз мәзкур паалийәтни орунлаштурғучилардин паалийәт һәққидә мәлумат игиләшкә тириштуқ, бирақ зиярәт тәлипимиз рәт қилинди.

Уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси мәдинә назими ханим зияритимизни қобул қилип, өзиниң мәзкур йиғинда уйғурлар учраватқан ирқи қирғинчилиқ тоғрисида оқутқучи-оқуғучиларға мәлумат бәргәнликини, оқуғучиларниң уйғур мәсилисигә болған қизғинлиқидин интайин тәсирләнгәнликини ейтти.

Мәдинә ханим йәнә мәзкур йиғинда хитай хәлқиниң уйғур ирқи қирғинчилиқиға болған позитсийәси вә түркийәниң уйғур сиясити тоғрисида һәр хил мулаһизиләрниң оттуриға қоюлғанлиқини ейтти.

Хитай һөкүмити түркийәдики нопузини күчәйтишкә урунуватқан бүгүнкидәк вәзийәттә академийәлик органларда уйғур мәсилисиниң илмий услубта аңлитилиши мутәхәссисләр тәрипидин интайин муһим дәп қаралмақта. Мәзкур паалийәткә қатнашқан түркийәдики кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә шаир аминә сәдәп ханим зияритимизни қобул қилип паалийәт һәққидә тохталди. У йәнә илмий қурулушлар тәрипидин уйғур мәсилисиниң күнтәртипкә елип келинишиниң уйғур мәсилиси билән мунасивәтлик җамаәт пикри һасил қилишта интайин муһим икәнликини тәкитлиди.

Хәлқара җәмийәтниң уйғур мәсилисигә болған диққити күнсери күчийиватқан бүгүнкидәк вәзийәттә түркийә вә дуняниң башқа җайлиридики илмий органларниң уйғур мәсилисини тәтқиқ қилиш вә мәлумат игиләш қизғинлиқиму күчийип бармақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.