Литва парламенти хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан зулумини “ирқий қирғинчилиқ” дәп тонуди

Мухбиримиз нуриман
2021.05.20
Литва парламенти хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан зулумини “ирқий қирғинчилиқ” дәп тонуди Литва хитай уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватиду дәп җакарлиди. 2021-Йили 20-май.
Yettesu

Литва дөләтлик радийо-телевизийә ториниң 20-майдики хәвиридә ейтилишичә, литва парламенти мутләқ йоқири аваз билән қарар мақуллап, хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бастурушлирини “инсанийәткә қарши җинайәт” вә “ирқий қирғинчилиқ” дәп рәсмий итирап қилған.

Литва парламентиниң мәзкур қарарда йәнә бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә явропа иттипақини “уйғур қирғинчилиқи һәмдә хитайниң инсанийәткә қарши җинайәтлири” һәққидә тәкшүрүш елип беришқа чақирған. Литва парламенти йәнә хитай һөкүмитидин уйғурларға йүргүзүватқан қирғинчилиқни тохтитиш, қанунсиз ичкий әза содисиға хатимә бериш, барлиқ виҗдан мәһбуслирини дәрһал қоюветиш һәмдә лагерларни тездин тақашни тәләп қилған.

Хитайниң “қара тизимлики” гә киргүзүлгән вә бу қарарни кәскин қоллиған литва парламент әзаси довил сакалиен мундақ дегән: “биз демократийәни қоллаймиз, чүнки биз 50 йил коммунизмниң ишғалийити астида яшаштәк рәһимсиз тарихни һәргиз унтуп қалмаймиз.”

Литвадики LRT ториниң хәвиригә қариғанда, бу йил априлда хитайниң литвадики әлчиханиси литва парламентиға “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилиш лайиһәси сунған парламент әзаси довел сакален билән бу лайиһәни қоллиған башқа парламент әзалириға хәт йезип, бесим ишләткән.

Литва парламентиниң “уйғур қирғинчилиқи” һәққидики қарари мақуллуқтин өткәндин кейин, хитай әлчиханиси бу қарарға “хитайниң ичкий ишлириға арилашқанлиқ” дәп инкас қайтурған.

Көзәткүчиләр тарихта совет коммунизминиң қурбаниға айланған балтиқ деңизи бойидики литва, латвийә вә естонийәдин ибарәт үч дөләтниң хитайниң нөвәттә уйғурлар үстидин елип бериватқан җинайәтлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп тонуши хитайни чөчүтиду, дәп қарашмақта.

Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссари нури түркәл әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “бу хитай һөкүмити көрүшни әсла халимайдиған бир вәзийәт.”

Литва парламинти америка һөкүмити, әнгилийә парламенти, канада парламенти вә голландийә парламентидин кейин, хитайниң уйғур вә башқа түркий милләтләргә қаратқан бастурушлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп тонуған бәшинҗи дөләт аппарати болуп қалди.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди “литиваниң ‛уйғур қирғинчилиқи‚ ни етирап қилиши, демократик дөләтләрниң хитайға қарши рәсмий һәрикәткә өткәнликиниң ипадиси,” дәп көрсәтти.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири, тәтқиқатчилар, лагер шаһитлири хтай даирилириниң 2016-йилдин башлап уйғур районида кәң көләмдә лагерларни қуруп, бир милйондин үч милйонғичә уйғурларни асас қилған йәрлик түркий милләтләрни тутқун қилғанлиқини ашкарилған иди.

Нури түркәл әпәнди ахирида мундақ деди: “литва хитайға қарши туралиғудәк күчлүк бир дөләт болмисиму, әмма коммунизмниң езишигә учриған болғачқа хитайдәк бир мустәбит һакимийәтниң уйғурларға қилған зулумини чоңқур чүшиниду, дәп ойлаймән.”

Мәлум болушичә, 1940-йили балтиқ деңизи бойидики литва, латвийә вә естонийә қатарлиқ қошлири билән бирликтә сабиқ совет иттипақиниң мустәмликисигә айланған вә коммунизмниң зулумини йәткүчә тартқан. Литва 1990-йили 11-март күни мустәқиллиқ җакарлиған. Литва мустәқил болғандин кейин, һазирғичә дунядики мустәбитликкә қарши күрәштә алдинқи сәптин орун елип кәлгән болуп, у шималий атлантик әһди тәшкилатидики хитай тәһдитигә қарши мәйдани әң мустәһкәм бир дөләт һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.