Лос анҗелистики уйғурлар китаб йәрмәнкисидә һесдашлиқ қозғиди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.04.15
uyghurlarni-qutquzayli-los-angeles.jpg Җәнубий калифорнийә университетида өткүзүлгән китаб йәрмәнкисигә ечилған, “уйғурларни қутқузайли” дегән лозунка есилған бир ботка. 2019-Йили 13-апрел, лос анҗелис.
RFA/Gülchéhre

Американиң калифорнийә штатида яшаватқан уйғурлар, лос анҗелистәк түрлүк хәлқаралиқ мәдәний, аммиви вә иҗтимаий паалийәтләр көпләп өткүзүлидиған бу алаһидә даңлиқ шәһәрниң һәр түрлүк пурсәтлирини уйғурларниң вәзийитини аңлитиш мәйданиға айландурушқа қолдин келишичә тиришчанлиқ көрситиватқанлиқи мәлум.

Лос анҗелиста яшаватқан он нәччә аилилик уйғурниң өзлүкидин уюшуп тәйярлиқ көрүши билән, 13 вә 14-феврал күнлири лос анҗелис шәһиридики даңлиқ университетлардин җәнубий калифорнийә университетида өткүзүлгән китаб йәрмәнкисигә “уйғурларни қутқузайли” дегән лозунка есилған бир ботка ечилған. Боткиға уйғурчә нәшр қилинған китаблардин башқа йәнә уйғурларниң мәдәнийәтлириниң өрнәклири сүпитидә, һәр хил қол-һүнәрвәнчилик буюмлири, чалғу әсвабларниң моделлири қатарлиқларму қоюлған болуп, булар йәрмәнкигә қатнаштурулған башқа нәччә йүзлигән китаб боткилиридин бәкрәк көзгә челиқип, саяһәтчиләрни өзигә җәлп қилған.

Мәзкур китаб йәрмәнкисидә уйғурларни тонуштурушта түрткилик рол ойниғучилардин 20 нәччә йилдин буян лос анҗелис шәһиридә яшаватқан нурниса қурбан ханимниң ейтишичә гәрчә өзиниң йилда бир өткүзүлидиған бу чоң китаб йәрмәнкисигә даим қатнишип келиватқан болсиму, бу нөвәт уйғурларниңму тунҗи қетим бу йәрмәнкидин орун елиши икән.

Нурниса ханим йәнә, вәтинидә уруқ-туғқанлири хитай һөкүмити тәрипидин лагерларға қамалған уйғурлар һәр хил шәкилләрдә паалийәтләргә актип қатнишип, дуняниң диққитини хитай һөкүмитиниң уйғурлар вәтинидә инсанийәткә қарши елип бериватқан җинайәтлиригә қаритиш вә уларниң ярдимигә еришиш йоллирини издәватқанлиқи, бу йәрмәнкиниңму дәл шундақ мәқсәттә елип-берилғанлиқи шундақла өзлири күткәндәк инкасларға еришкәнликини билдүрди. Униң қәйт қилишичә, бу китаб йәрмәнкисигә 100 миңдин 150 миңғичә адәм қатнашқанлиқи мөлчәрләнмәктикән. Уйғурлар йәрмәнкигә қатнашқучиларға өзлири тәйярлиған уйғурлар вә лагерлар һәққидики тәшвиқат варақлирини тарқатқан.

Бу йәрмәнкигә қатнишип, зиярәтчиләргә уйғурлар вәзийитини тонуштурушта актип хизмәт қилғанлар пәқәт уйғурларла болуп қалмастин, бәлки йәнә уларниң америкилиқ достлириму уларға халис ярдәмдә болған. Һәптә ахиридики дәм елиш күнлирини уйғурлар үчүн һесдашлиқ қозғаш паалийәтлири үчүн сәрп қилғанлиқидин мәмнунлуқини билдүргән, бир америкилиқ ханимдин немә сәвәбтин бу китаб йәрмәнкисидә уйғурларға ярдәм қилғанлиқини сориғинимизда, у сәмимийлик билән “мән уйғур достлурумни сөйүмән, уйғурларни сөйимән” дәп сөзини башлиди.

Бу ханим йәнә “уйғурлар бунчә еғир зулумға учраватқан пәйттә, улар меһри-шәпқәт вә ярдәмгә әң моһтаҗ вақтида уларға қолумдин келишичә ярдәм қилиш мениң бурчум, һәрбир инсанниң бурчи. Йәрмәнкә җәрянида әпсуски нурғун адәм уйғурларни тунҗи қетим аңлаватқанлиқини билдүрди, демәк йәниму кәң аңлитиш керәк, мениңчә мәйли кичик болсун, чоң болсун һәр қандақ паалийәт соруни бир пурсәт. Һәр қандақ бир паалийәткә қатнишиш бир нәтиҗә. Биз уйғурлар учраватқан бу паҗиәни, мәсилиниң җиддий вә еғирлиқини тохтимай аңлитишимиз керәк” деди.

Уйғурларға һесдашлиқ қозғаш паалийитигә қатнашқан бу ханим йәнә әтраптики уйғур достлириниң, өз аилиси хитай һөкүмитиниң тәһдити астида турған шараиттиму, уларниң имканиниң йетишичә зулумға қарши һәрикәт қиливатқанлиқидәк пидакарлиқидин тәсирләнгәнлики вә илһам алғанлиқини, уларға чәксиз һөрмәт вә қайил икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.