Лукарно филим фестивалида уйғур вә тибәт мәсилиси күнтәртипкә елип келинди
2024.08.12
Бүгүн йәни 12-авғуст күни, шивейтсарийәниң лукарно шәһиридә башланған хәлқара филим фестивалида д у қ, мәркизи германийәдики уйғур яшлар һәрикити вә шивейтсарийәдики тибәт, уйғур тәшкилатлири бирләшмә паалийәт елип берип уйғур вә тибәт мәсилисини күнтәртипкә елип кәлгән.
Лукарно филим фестивали һәр йили бир қетим өткүзүлидиған явропадики әң чоң дуняви фестивал. Бу фестивалда дуняниң һәр тәрипидин филимлирини көрситиш үчүн локарноға кәлгән филим ширкәтлири, режиссорлар вә артислар қизил гиләмдә тамашибинлар билән йүз көрүшидиған болуп, бу йилқи фестивали лукарнодики 12 кинохана вә үсти очуқ тәнтәрбийә сарайлирида елип берилидикән вә шундақла хитайниң шивейтсарийәдики лоби тәшкилати болған “шивейтсарийә хитай сода уюшмиси” өзиниң тәшвиқат филимлирини қатнаштуридикән.
Бу мунасивәт билән, мәркизи шивейтсарийәниң лукарнодики “лукарно кишилик һоқуқ фонди” ниң орунлаштуруши вә д у қ, шивейтсарийә уйғур җәмийити, германийәдики уйғур яшлар һәрикити тәшкилати, шивейтсарийә тибәт достлуқ җәмийити вә шивейтсарийәдики һәр қайси кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бирликтә елип бериши билән, 12-авғуст күни лукарнода “уйғурларға әркинлик”, “тибәтләргә әркинлик” дегән темида наразилиқ паалийәтлири елип берилған.
Бу һәқтә шивейтсарийә тибәт достлуқ җәмийитидин бәттина әккәр ханим, тәпсилий мәлумат берип өтти.
У мундақ деди: “бүгүн биз тибәт достлуқ җәмийити, лукарнодики тибәт җәмийити, уйғур тәшкилатлири бирлишип лукарно филим фестивалида наразилиқ паалийити елип бардуқ. Биз паалийитимизни шивейтсарийә федератсийә һөкүмитиниң пирезиденти касис филим фестивалиниң ечилишиға кәлгәндә башлидуқ. Дуняниң һәр тәрипидин кәлгән дипломатлар, сиясәтчиләр, сәнәткарлар вә даңлиқ артисларниң филим фестивалиға киришигә үлгүрүп елип барғанлиқимиз үчүн, уларниң һәммиси бизни вә қоллиримиздики пилакатларни, шәрқий түркистан, тибәт байрақлиримизни көрди”.
Шивейтсарийәдики мәзкур филим фестивали мунасивити билән 12-авғустни шивейтсарийә һөкүмити “дипломатийә күни” дәп бекиткән болуп, бу күни лукарнода шивейтсарийәдики чәт әл әлчилири, дипломатлар вә дуняниң һәр тәрипидин кәлгән филим ишлигүчиләр, артислар вә режиссорларға һөкүмәт зияпити берилгән.
Бу дипломатийә күниниң асаслиқ мәқситиниң хитай билән болған дипломатик мунасивәт вә хитай-шиветсарийә сода уюшмисиниң тәшвиқатини қилиш икәнликини илгири сүргән дуня уйғур қурултийи яшлар комитети рәиси әркин зунун радийомизниң зияритини қобул қилип, бу һәқтә тәпсилий мәлумат берип: “бизниң мәқситимиз шивейтсарийәгә өзиниң кишилик һоқуқ қиммәт қаришиға һөрмәт қилишни хатирилитиш вә хитайдәк шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ елип бериватқан бир диктатор дөләт билән әркин сода келишимини имзалашниң тарихий хаталиқ икәнликини билдүрүш” дәйду.
Бу филим фестивалидин бурунла хитайниң бу йәрдә өзиниң тәшвиқатини қилидиғанлиқидин хәвәр тапқан “лукарно кишилик һоқуқ фонди” вә “шивейтсарийә уйғур җәмийити” бу қетимқи паалийәтни наһайити қисқа вақитта тәшкилләп рояпқа чиқарған болуп, 12-авғуст шивейтсарийә федератсийә һөкүмити рәиси егназо кассиниң алдиға шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ байриқини көтүрүп чиққан, шивейтсарийә уйғур җәмийити рәиси ризванай илһам “хитайдәк бир ирқий қирғинчилиқ елип бериватқан дөләт билән келишим имзалаш шивейтсарийәниң қиммәт қаришиға зит,” дәп радийомиз арқилиқ бу һәқтики өзиниң көз қаришини аңлармәнләр билән ортақлашти.
Бу паалийәттә мәхсус “уйғурларға әркинлик” , “тибәткә әркинлик” дегән хәтләр бесилған миңдин җиқ майка бу фестивалға қатнашқили кәлгән кишиләргә тарқитилған болуп, бәзи кишиләр уйғурлар вә тибәтләргә мәдәт берип нәқ мәйдандила үстидики көңликини чиқирип бу майкиларни кийишип фестивалға қатнашқан. Тибәт достлуқ җәмийитидин бәттина әккәр ханим йәнә бу һәқтиму мәлумат берип өтти.
У сөзидә “биз бүгүн бу йәрдә қилған бу паалийәтлиримизниң шәрқий түркистан, тибәт вә уйғур хәлқигә азрақ болсиму ярдими болса, һөкүмәт бизниң бу наразилиқимизға диққәт қилса дегән үммитимиз” дәйду.
Д у қ яшлар комитети рәиси әркин зунунниң билдүрүшичә, бу фестивалда 14-авғуст күни хитай филим ширкәтлириму бир қисим қизил филимларни вә аталмиш ғәрбий юрт тәсвирләнгән тәшвиқат филимлирини қуйидиған болуп, бу мунасивәт бу қетимқи бирләшмә наразилиқ паалийити йәнә үч күн давам қилидикән.