ма җү: "хитайниң уйғур дияридики юқири бесимлиқ бастуруш модели ғәрбий-шималдики туңганлар районлириғиму кеңәймәктә"

چېقىلىۋاتقان تۇڭگان مەسچىتى. (ۋاقتى ۋە ئورنى ئېنىق ئەمەس)
чеқиливатқан туңган мәсчити. (вақти вә орни ениқ әмәс) (Ma Jü teminligen)

0:00 / 0:00

уйғур аптонум районлуқ һөкүмәт ториниң 15-феврал күнидики санида, 2-айниң 14-күни уйғур аптонум районлуқ һөкүмәт билән гәнсу өлкилик һөкүмәтниң ләнҗуда бирләшмә йиғин ечип, "шинҗаң-гәнсу истратигийәлик һәмкарлиқ келишими" имзалиғанлиқи хәвәр қилинған.

"тәңритағ тори" ниң 15-феврал көчүрүп тарқатқан хәвиридә дейилишичә, ма шиңруй, әркин тунияз қатарлиқлар йетәкчиликидики уйғур аптонум районлуқ партком вә һөкүмәтниң вәкилләр өмики 14-феврал ләнҗуға берип, гәнсу өлкилик партком вә һөкүмәт билән бирликтә өза-ара өгиниш вә тәҗрибә алмаштуруш паалийитидә болған. ләнҗуда ечилған икки районниң ортақ һәмкарлиқ хизмәт йиғинида йәнә уйғур аптонум райониниң рәиси әркин тунияз вә гәнсу өлкисиниң өлкә башлиқи лю хе бирликтә "шинҗаң-гәнсу истратигийәлик һәмкарлиқ келишими" ни имзалиған.

ню-йорктики туңган паалийәтчиси ма җү әпәндиниң қаришичә, "шинҗаң-гәнсу истратигийәлик һәмкарлиқ келишими", әмилийәттә "хитайниң уйғур дияридики ирқий қирғинчилиқ моделиниң хитайниң ғәрбий-шимал районлиридики туңганалар арисиға кеңәйтиватқанлиқиниң ипадиси" икән.

نيۇ-يوركتا ياشاۋاتقان تۇڭگان پائالىيەتچىسى ما جۈ ئەپەندى.
ню-йоркта яшаватқан туңган паалийәтчиси ма җү әпәнди. (Ma Jü teminligen)

ма җү мундақ деди: "бу җайларниң һәммиси һазир шинҗаңдин өгәнмәктә. улар шинҗаңниң башқуруш моделини өзлиригә тәдбиқлимақта. әң йеқинда елан қилинған хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитайниң бирликсәп бөлүми, диний ишлар идариси дегәнләрниң нәзәридә гәнсу, ниңшя, чиңхәй қатарлиқ өлкә вә районлар ши җинпиңниң шиҗаңда уйғурларға йүргүзгән сияситини өз әйни иҗра қилмиған. уларниң қаришичә, бу җайлар бу сиясәтни иҗра қилишта кәскин болмиған. һазирқи әһвалдин қариғанда, бу уларниң нөвәттә үзүл-кесил һалда пүткүл ғәрбий-шимал районидики һәрқандақ бир аз санлиқ милләткә, болупму ислам диниға етиқад қилидиған туңганларға техиму қаттиқ контроллуқ йүргүзмәкчи вә йоқатмақчи болуватқанлиқиниң башлиниши. чүнки уларниң уйғурларға йүргүзгән зиянкәшлики, пүткүл дуня миқясида күчлүк вә әмәлий болған қаршилиққа учримиди. әң көп болғиниму пәқәт әйибләш биләнла купайиләнди, халас. шуңа һазир уларниң қиливатқини әмәлийәттә пүткүл дунядики кишилик һоқуқ органлириға өзиниң күчини намайән қилиш, дисәк хата болмайду. әгәр мушундақ давам қиливәрсә, уларниң бастуруш нишани гәнсу вә ниңшядики туңганлар, моңғуллар вә тибәтләрниму уйғурларға охшаш қисмәткә учритиду. улар илгири бу җәһәттики хизмәт йетәрлик болмиди дегән болса, һазир әмди бу хил бастурушни техиму кәскинләштүрмәкчи."

у сөзини давам қилип йәнә мундақ деди: "һазир гәнсу, ниңшя, чиңхәй қатарлиқ җайларда бу хил сиясәт йүргүзүливатамду, дегән мәсилигә кәлсәк, хитайда туңганларниң көп қисми бу өлкиләргә тарқақ олтурақлашқан. туңганларниң һәрқайси өлкиләрдики тарқилиши вә турмуш адәтлириму пәрқлиқ. шуңа улар охшимиған өлкиләрдә охшимиған бастуруш усулини қолланмақта. бәзи районларда мәсчитләр зор көләмдә чеқилмақта. туңганлар топлишип олтурақлашқан районлар чеқилмақта. гәнсуда мәсчитләрни чеқип азайтиватиду, диний затларни тутқун қиливатиду яки компартийәниң өзиниң усули бойичә диний затлар тәрбийәлиниватиду. улар һазир ислам дининиң гәнсудики әслидики тәрәққият әндизисини бузуп ташлимақта. ислам диний мәктәплирини тақимақта."

ма җү әпәнди, хитай һөкүмитиниң нөвәттики бастуруш нишаниниң барлиқ мусулман мухлислири икәнликини тәкитләп йәнә мундақ деди:

"биз шуни унтумаслиқимиз керәкки, хитай коммунист һөкүмитиниң уйғур диярида бастуруш обйекти қиливатқанлар мусулманлар топлуқидур, йәни етиқади күчлүк болған ислам мухлислиридур. улар хитай компартийәсиниң дүшмәнлири дәп қаралмақта. шуңа уларниң ислам диниға етиқад қилидиған һәрқандақ бир топлуқни бош қоювәтмәсликидики сәвәбму дәл мушу йәрдә. буниңдин һазир туңганларниң қандақ бир вәзийәттә икәнликиниму тәсәввур қилалаймиз."

ма җү әпәнди бу һәқтә өзиниң йеқинда бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға оттуз икки бәтлик доклат йоллап, уйғур диярида тутқун қилинип лагирларға қамалған туңганлар вәзийитини аңлатқанлиқини билдүрди.

у мундақ деди: "әлвәттә, мән бу қетим бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға йоллиған доклатимдиму, туңганларниң бастурулушқа учраватқанлиқи, лагерларға қамиливатқанлиқи, сотлинип түрмиләргә қамалғанлиқи вә өлгәнликигә даир пакитларни аңлаттим. буларниң һәммиси хитай компартийәсиниң ашкариланған һөҗҗәтлиридин елинди. улар зор түркүмдики туңганлардин башқа йәнә доңшяңлар, саларлар, бавән қатарлиқ ислам диниға етиқад қилидиған милләтләрниму нишанға алмақта."

маҗү әпәнди йәнә өзи б д т ға йоллиған доклатида, тутқундики туңган өлималиридин уйғур дияриниң санҗи шәһридин 2018-йили тутқун қилинип, турмигә ташланған җиң хәйде, йәни мусулманчә исми давут ахунниң; йүннәндә тутқун қилинған ма чаңшең ахун қатарлиқларниң тәпсилий әһвалиниң тилға елинғанлиқини тилға елип өтти.

ма җү әпәндиниң тәкитлишичә, хитай һөкүмити уйғурларға нисбәтән пүткүл милләт бойичә ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан вақитта, туңганларға нисбәтән уларниң диний етиқадини йоқитишни нишан қилған мәдәнийәт қирғинчилиқи йүргүзмәктә икән.