Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң истанбул-сәфакөй районида шөбиси ечилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2021.10.15
Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң истанбул-сәфакөй районида шөбиси ечилди Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң истанбул-сәфакөй районидики шөбиси. 2021-Йили 15-өктәбир, түркийә.
RFA/Arslan

Мәркизи истанбулниң фатиһ райониға җайлашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң, уйғурлар көп олтурақлашқан сәфакөй районида шөбә ишханиси ечилди.

Бу шөбидә 15-өктәбир җүмә күни ечилиш мурасими өткүзүлди. Ечилиш мурасимиға истанбулдики шәрқий түркистан өлималар бирлики, уйғур академийәси, дуня уйғур қурултийи вәхписи қатарлиқ тәшкилатларниң мәсуллири вә уйғурлардин көп санда киши қатнашти.

Ечилиш мурасимида шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтулла оғузхан сөз қилип истанбулниң сәфакөй районида шөбә ечилишиниң мәқсити вә әһмийити тоғрисида тохталди.

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң истанбул-сәфакөй районидики шөбисиниң ечилиш мурасими. 2021-Йили 15-өктәбир, түркийә.
Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң истанбул-сәфакөй районидики шөбисиниң ечилиш мурасими. 2021-Йили 15-өктәбир, түркийә.

Биз бу һәқтә пикир-қарашлирини елиш үчүн шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан билән сөһбәт елип бардуқ. Һидайәтулла оғузхан истанбулниң күчүкчәкмәҗә наһийәсигә қарашлиқ сәфакөй районида он миң әтрапида уйғур яшайдиғанлиқини, улар билән җәмийәт оттурисидики мунасивәтләрни күчәйтиш, иҗтимаий мәсилиләрни һәл қилиш вә паалийәтләрни техиму тәсирлик һалда түркийә сияситидә, түркийә хәлқ аммиси вә тәшкилатлар арисида қанат яйдуруш вә тәрәққий қилдуруш мәқстидә шөбә ишханиси ечилғанлиқини вә бу шөбигә сираҗидин кәрим исимлик уйғур яшни мәсул қилип тәйинлигәнликини билдүрди.

Ечилиш мурасимида шәрқий түркистан өлималар бирлики муавин рәиси сираҗидин әзизи, атавулла хәлпәт һаҗим, дуня уйғур қурултийи вәхписи рәиси абдурешит абдулһәмит, уйғур академийәси баш катипи доктор шәвкәт насир қатарлиқлар сөз қилип, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити сәфакөй шөбисиниң йеңидин ечилғанлиқини тәбриклиди һәм бу шөбиниң уйғурлар үчүн, уйғур мәсилиси үчүн пайдилиқ хизмәтләрни рояпқа чиқиришта рол ойнишиға тиләкдашлиқ билдүрди.

Ечилиш мурасимида сөз қилған җамаәт әрбаби абдуқадир япчан әпәнди, һазир хәлқара сәһнидә уйғурларни хурсән қилидиған җиддий бир өзгириш вә бурулушниң мәйданға кәлгәнликини тәкитлиди.

Абдулқадир япчан әпәнди сөзидә, хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан зулум вә ирқий қирғинчилиқниң арқа көрүнүшидә шәрқий түркистан земинини хитай земиниға әбәдийлик қетивелиш мәқситидә шәрқий түркистан земинини дәва қилидиған кишиләрни тамамән йоқ қиливетиш туридиғанлиқиини тәкитлиди.

Абдулқадир япчан мундақ деди: “хитай бүгүн хәлқарада шунчивала еғир бесимға учриған болсиму, лекин хәлқараниң һеч қандақ гепигә писәнт қилмай шәрқий түркистанда инсанийәткә қарши, һаятлиққа қарши ишләватқан җинайитини күндин күнгә һәссиләп ашуруп, бу милләтниң иззәт-абруйи, кимлики, виҗдани, мәдәнийити, әқли-мүлки, өрүп-адити қатарлиқ һәммигә охшаш таҗавуз қиливатиду”.

Игилинишичә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити 2006-йили истанбулда қурулған болуп, бу җәмийәтниң мәркизи истанбулниң фатиһ райониға җайлашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.