Моңғулийә билим министирлиқи вәкиллири алмутадики уйғур мәктипидә зиярәттә болди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2018.12.12
Mongghuliye-bilim-ministirliqi-almuta.jpg Моңғулийә билим, мәдәнийәт, илим-пән вә тәнтәрбийә министирлиқиниң вәкиллири алмутадики 153-мәктәп-гимназийәсидә учрашти. 2018-Йили 9-декабир.
RFA/Oyghan

9-Декабирда алмута шәһириниң достлуқ мәһәллисигә орунлашқан абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп-гимназийәсидә моңғулийә билим, мәдәнийәт, илим-пән вә тәнтәрбийә министирлиқиниң вәкиллири билән учришиш болуп өтти. Униңға явропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати вәкиллири, моңғулийә билим министирлиқи һәмдә моңғулийәниң асасән қазақлар олтурақлашқан баян-үлгә аймиқиниң билим башқармиси хизмәтчилири, уйғур зиялийлири, мәктәп мәмурийити, йәрлик һакимчилиқ вә ата-анилар комитети вәкиллири қатнашти.

Меһманлар арисида явропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати аз санлиқ милләтләр ишлири бойичә баш комиссариниң билим мәсилилири бойичә мутәхәссислири анастасия стоянова, гюлназ саирова, моңғулийә билим, мәдәнийәт, илим-пән вә тәнһәрикәт министирлиқи омумий билим бериш бөлүминиң мутәхәссиси герелтуя баримид, баян-үлгә билим, мәдәнийәт вә сәнәт бөлүминиң башлиқи зауре хавдислам қатарлиқлар болди.

Учришишни ачқан алмута шәһәрлик алий кеңишиниң әзаси, 153-мәктәп-гимназийәниң мудири шавкәт өмәроф алди билән йиғин қатнашқучилирини тонуштурди. Андин у учришиш давамида йеңичә мәзмунда билим бериш җәрянлирини, оқуш-методикилиқ асасларни, муәллимләрниң кәспий алаһидиликлирини, мәктәпниң юрт-җамаәтчилик билән ишләш йөнилишлирини вә башқиму мәсилиләрни муһакимә қилишта өзара тәҗрибә алмаштурушниң муһимлиқини оттуриға қойди.

“мәктәпниң ярдәмлишиш кеңиши ишини уюштурушниң методикилиқ асаслири” мавзусида мәктәпниң ярдәмлишиш кеңишиниң рәиси, иқтисад пәнлириниң доктори һакимҗан арупоф доклат қилди. У өз сөзидә мәзкур гимназийәниң қазақистан бойичә әң алдинқи қатардики мәктәпләрниң бири болуш билән бирликтә дунядики тунҗи уйғур гимназийәси икәнликини алаһидә тәкитлиди. Һакимҗан арупоф мундақ деди: “силәр уйғур аптоном районида йүз бериватқан әһвални яхши билисиләр. У йәрдә мәктәпләрни йепиш, миллий маарипни йоққа чиқириш, мәдәнийәтни, илим-пәнни, билимни хитайлаштуруш әһваллири йүз бериватиду. Әнә шундақ бир вәзийәттә бизниң мәктипимизгә болған қизиқиш өсмәктә. Силәр бизниң зиялийлиримизниң бу мәктәпни өзлириниң ана мәктипидәк қобул қиливатқанлиқини көрүватисиләр.”

Һакимҗан арупоф қазақистанниң билим бериш системисида бәзи өзгиришләрниң йүз бериватқанлиқини, шу җүмлидин мәктәпләрниң юрт-җамаәтчилик, ата-анилар билән ишләш җәрянидиму йеңилиқларниң йүз бериватқанлиқини, бу йәрдә ярдәмлишиш кеңәшлириниң ишиға чоң диққәт бөлиниватқанлиқини илгири сүрди. Униң ейтишичә, ярдәмлишиш кеңишиниң асасий мәқсити мәктәпләрни һәр җәһәттин қоллаштин, болупму муәллимләрни, яхши оқуватқан оқуғучиларни риғбәтләндүрүштин ибарәт икән. Һакимҗан арупоф йиғин қатнашқучилирини мәзкур кеңәшниң ишләш усуллири, ички түзүлүши, вәзипилири билән тәпсилий тонуштурди.

Радийомиз зияритини қобул қилған явропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати аз санлиқ милләтләр ишлири бойичә баш комиссариниң мәркизий асия вә җәнубий кафказ бойичә лайиһиләрни уйғунлаштурғучи михаел аңерманн әпәнди мәркизий асиядики мәмликәтләрдә яшаватқан хәлқләрниң мәмликәтлик тилни өзләштүрүш билән бир қатарда өз ана тилини сақлап қелишиға ярдәмлишиватқанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “биздә мәркизий асия билим программиси болуп, бу программа бойичә йеқинда бәш күнлүк паалийәт өткүздуқ. Униңға мәркизий асияниң бәш мәмликити вә шундақла моңғулийә вә гирузийә вәкиллириму қатнашти. 2012-Йилдин башлап бизниң тәшкилатқа моңғулийә әза болғандин буян биз улар биләнму һәмкарлишип ишләватимиз. Йеқинда биз моңғулийә пайтәхти уланбаторда болдуқ. Бу йәргә мана мушу мәктәпниң мудири шавкәт өмәрофму келип, қазақистанда көп тилда оқутушниң мәсилилири тоғрилиқ өз тәҗрибисини бизгә йәткүзди. Бу йиғинда көп тилда билим беришниң көплигән мәсилилири муһакимә қилинди. Бүгүн болса биз моңғулийәлик меһманлар билән биллә бу мәктәпкә келип, мәктәпниң ата-анилар комитети, юрт-җамаәтчилик билән ишләш тәҗрибисидин пайдилиқ мәлуматларни алдуқ. Биз бу йиғинда дөләт тили қазақ тилини раваҗландуруш билән биллә, мәсилән, уйғур тилини қандақ сақлап қелишниң йол-йоруқлирини билдуқ. Әмди моңғулийәлик меһманларму моңғул тилини раваҗландуруш билән бир қатарда қандақ қилип қазақ тилини сақлап қелишниң тәҗрибилирини өгәнди.”

Михаел ангерман әпәнди уйғур елидә хитай даирилириниң уйғур вә башқиму аз санлиқ милләтләрниң маарипиға қарши йүргүзүватқан сиясити һәққидә тохтилип, мундақ деди: “әлвәттә, бу бәк назук мәсилә. Хитай бу тәшкилат тәркибигә кирмигәнликтин мән бу соалға җаваб берәлмәймән. Әмма биз бу әлдики вәзийәтни көзитип туруватимиз. Һазир қазақистанда уйғур, өзбек, таҗик тиллиқ мәктәпләргә қарита йүргүзүлүватқан билим бериш сиясити, әлвәттә, бу тиллар арисидики тәңпуңлуқни сақлап қелишқа ярдәмлишиду. Шуниң билән биргә бу милләтләр ара разимәнликни сақлап қелишта, һәр қандақ тоқунушларниң, муқимсизлиқниң алдини елишта муһим амил болуп һесаблиниду. Бу башқа мәмликәтләргиму үлгә-ибрәт болуши мумкин.”

153-Мәктәп-гимназийәдә өткән учришишта шундақла “өрлев” муәллимләрниң кәспини мукәммәлләштүрүш институтиниң хадими руслан арзийеф “қазақистанниң билим бериш системисидики ислаһатлар даирисидики уйғур тилидики мәктәпләр”, мәктәп тамамлиғучилар бирләшмисиниң рәиси реһимҗан семәтоф “мәктәп тамамлиғучилар бирләшмисиниң раваҗлиниш роли”, мәктәп устази мәһмуд сихимбайева “а. Розибақийеф намидики 153-мәктәп-гимназийәдә қазақ тили вә әдәбиятини оқутушниң алаһидиликлири” мавзусида доклатлар қилди.

Зияритимизни қобул қилған моңғулийә билим, мәдәнийәт, илим-пән вә тәнһәрикәт министирлиқи йенидики моңғул билим институти тәтқиқатлар бөлүминиң илмий хадими тасбике-бектемир ханат ағазай әпәнди мундақ деди: “моңғулийәдә һазир 100 миңдин ошуқ қазақ туриду. Униң 75 пирсәнти баян-үлгә аймиқида, қалғини башқа өлкиләрдә зич олтурақлашқан. Биздә қазақларниң икки чоң мәсилиси бар. Биринчиси, моңғулийәниң ғәрбидики қазақларниң моңғуллар дәриҗисидә мәмликәтлик тилни билиш мәсилиси. Иккинчиси, ички аймақлардики өз өрп-адәтлирини унтуп кетиватқан қазақ яшлириниң ана тилини сақлап қелиш мәсилиси. Қазақистанниң көп милләтләр орунлашқан районлирида мушу мәсилиләр қандақ һәл қилиниватиду? биз бу мәсилини абдулла розибақийеф намидики мәктәптә яхши игилидуқ. Биз өз әвладлиримизниң келәчикини қандақ сақлап қалимиз дегән мәсилидә бизгә, бизниң көңлимизгә әң йеқин болғини мушу қазақистан. Йәнә келип уйғур мәктипиниң бу җәһәттә топлиған тәҗрибиси биз үчүн чоң савақ болди, наһайити пайдилиқ болди дәп ойлаймән.”

Бу җәһәттә қазақистандики уйғур мәктәплириниң әһвали қандақ?

153-Мәктәп-гимназийәниң мудири шавкәт өмәроф қазақистандики миллий мәктәпләрдә биринчи нөвәттә мәмликәтлик тилни өгинишкә барлиқ имканийәтләрниң яритиливатқанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “уйғур мәктәплириниң тәрәққияти яхши. Мәктәплиримиздә дәрслиримизниң һәммиси ана тилида. Икки яки көп тилда билим бериш уйғур тили асасида елип бериливатиду. Уйғур балилири өзлириниң өрп-адәтлирини, мәдәнийитини, тилини сақлап келиватиду. Дөләт тилиму яхши өзләштүрүлүватиду. Буниңдин ташқири рус вә инглиз тиллирини яхши өзләштүрүп, өзлириниң арман қилған оқуш орунлириға чүшүватиду.”

Шавкәт өмәроф ахирқи он йилниң ичидила өзи рәһбәрлик қиливатқан мәктәп оқуғучилириниң 70-80 пирсәнтиниң алий оқуш орунлириға чүшкәнликини, қазақистан президентиниң йол-көрсәтмилиригә мувапиқ уйғур балилириниңму өз ана тилини сақлап қелишиға барлиқ имканийәтләрниң мәвҗут икәнликини билдүрди.

Учришиш давамида мәктәп мудири вә доклатчилар меһманларниң соаллириға җаваб бәрди. Мәктәп мудири шавкәт өмәроф йиғин ахирида меһманларға хатирә совғилирини тапшурди. Йиғин мәктәп оқуғучилири тәрипидин тәйярланған консерт программиси билән аяғлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.