“ана тил дәрслики” намлиқ китаб түркийәдә нәшрдин чиқти
2017.01.30

Чәтәлдики уйғур нопусиниң көпийишигә әгишип, чәтәлдики уйғурларда ана тил өгинишкә болған қизиқишму күчәймәктә.
Уйғурларниң бу тәлипини қандуруш мәқсити билән ана тил паалийәтчиси, уйғур зиялийси абдувәли аюп әпәнди язған “уйғур аилә маарипи қолланмилири-ана тил дәрслики” намлиқ әсәр истанбул тәдбир нәшрияти тәрипидин нәшрдин чиқти. Китаб 164 бәттин тәркиб тапқан болуп, уйғурчидин савати чиқмиған яки чала чиққан 6 яштин 10 яшқичә болған балиларниң уйғурчә өгиниши үчүн тәйярланған.
Китаб һәққидә зияритимизни қобул қилған мәзкур китабниң түзгүчиси абдувәли аюп әпәнди, чәтәлдики уйғурларниң җиддий тәлипигә бинаән бу китабни түзүп чиққанлиқини баян қилди.
Абдувәли аюп әпәнди китабниң уйғурларға хас балилар қошақлири, мәсәл вә балилар чөчәклири, апторниң әсәрлиридин текистләр вә мәшиқләрни өз ичигә алғанлиқини оттуриға қойди.
Абдувәли аюп әпәнди “ана тил дәрслики” китабини пәқәт мәктәпләрдә уйғур тили өгитиш үчүнла әмәс, балиларға аилиләрдә уйғурчә өгитишниму нәзәрдә тутуп, бу китабниң омумий исмини“аилә маарипи қолланмиси” дәп қойғанлиқини илгири сүрди.
Мәркизи милләтләр университетини пүттүргәндин кейин, истанбулда тәтқиқат ишлири билән шуғуллиниватқан батур қарахан әпәнди абдувәли аюп язған вә бундин кейин давами чиқидиған “аилә маарипи қолланмиси-ана тил дәрслики” намлиқ әсәрниң бир бошлуқни толдурғанлиқини илгири сүрди.
Абдувәли аюп әпәнди уйғур диярида ана тил дәрслики намида китабниң барлиқини, әмма униң пәқәтла уйғур балиларға коммунист идийәсини сиңдүрүш мәқситидә тәйярланғанлиқини, буниң болса илмий, балилар қобул қилалайдиған, уйғурларниң миллий әнәнисини сиңдүрүш мәқситидә тәйярланғанлиқини тәкитлиди.
Түркийәдики һаҗитәппә университетиниң тарих оқутқучи, доктор әркин әкрәм әпәнди абдувәли аюпниң мәзкур дәрслик китабиға юқири баһа берип, бу хилдики уйғур ана тил дәрсликлириниң вә уйғур тили оқутушниң чәтәлләрдики уйғурларниң миллий кимликини сақлап қелишта муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.