Уйғур зиялийлири: муһаҗирәттики уйғур өсмүрләрниң асасий маарипта тәрбийилиниши муһим

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2016.09.26
mektep-oqughuchi-qosh-til-gimnastika.jpg Мәлум бир башланғуч мәктәптики оқуғучилар мәйданға тизилип һәрикәт қиливатқан көрүнүш. 2013-8-Ноябир, қәшқәр.
AFP

Йеқинқи йиллардин буян уйғур дияридин чәтәлгә чиқип пәрзәнтлирини чәтәлдә оқутуш имканийитигә еришкән бир қисим ата-анилар пәрзәнтлирини чәтәлләрдә оқутушқа башлиди.

Болупму, уйғур диярида диний чәклимигә учрап диний оқутуштин мәһрум қалған бир қисим уйғурлар мисир, түркийә қатарлиқ дөләтләргә пәрзәнтлирини чиқирип, ислам динға болған тәшналиқи сәвәблик, пәрзәнтлирини диний курсларға бериш билән чәклинип, оқуш йешидики пәрзәнтлириниң асасий маарип тәрбийисигә сәл қарайдиған әһваллар көрүлүшкә башлиған.

Асасий маарип тәрбийисидин мәһрум қалған уйғур пәрзәнтлириниң ноқул һалда диний тәрбийә елип, қари, молла болуп җәмийәткә чиқиши нәтиҗисидә уларниң келәчики қандақ болиду? булар өзлири яшаватқан җәмийәткә қандақ шәкилдә һәссә қошиду? булар қандақ кәсип билән шуғуллинип кейинки турмушни қамдайду? дегәндәк соаллар оттуриға чиқишқа башлиди.

Биз бу һәқтә көз қарашлирини елиш үчүн, истанбулда уйғур мусулманлири үчүн дини тәшвиқат вә тәлим -тәрбийә хизмити билән шуғуллиниватқан һәбибулла күсәнини зиярәт қилдуқ.

Һәбибулла күсәни оқуш йешидики пәрзәнтләрни асасий маарип тәрбийисидин айришниң тоғра әмәсликини, асасий маарип тәрбийисидә болмиған пәрзәнтләрниң нәтиҗисиниң яхши болмайдиғанлиқини билдүрди. Униң қаришичә, алди билән асасий маарип тәрбийиси пәрзәнтләр үчүн әқәллий вә әң муһим тәрбийилиниш басқучидин ибарәттур.

Һәбибулла күсәни сөзидә йәнә, уйғур диярида ата-анилар пәрзәнтлирини пәнний мәктәпкә бәрмәй яки өзи өйидә пәрзәнтлириниң пәнний билимләрни өгинишигә ярдәмдә болмай, ноқул һалда қари қилип тәрбийиләп чиққан пәрзәнтләрниң җәмийәттә өз орнини тапалмай қелиштәк кризисқа йолуқуватқанлиқини, шу көз қараштики ата-аниларниң пәрзәнтлирини чәтәлгә елип чиқипму, йәнә шу уйғур дияридики һалитидә пәрзәнтлирини түркийә вә мисирдәк дөләтләрдә пәнний мәктәпкә әвәтмәй, әксичә пәқәт қуран курслирида оқутуватқанлиқини илгири сүрди.

Истанбулда яшаватқан уйғур тил тәтқиқатчиси, маарипшунас абдувәли аюп әпәнди, зияритимизни қобул қилип уйғур пәрзәнтлириниң дини билимләрни өгинишкә болған қизғинлиқиға тоғра шәклидә йипәкчилик қилип, уларни пәндиму, диндиму тәрбийилишиниң муһимлиқини тәкитлиди.

Һәбибулла күсәни чәтәлләргә чиққан уйғур пәрзәнтлириниң башланғучтин толуқ оттурини пүттүргүчә толуқ оқуш билән биргә, диний билимләрниму әтигән,ахшамлири вә шәнбә, йәкшәнбә күнлүк дәм елиш күнлиридә курсларға берип дәрс елип толуқлишини тәвсийә қилди.

Қуран кәримидә тунҗи айәтниң “оқу” дәп чүшкәнликини сөзлигән һәбибулла күсәни пән билән динниң һәмнәпәс икәнликини, динниң илим-пән өгинишни, пән-маарипни раваҗландурушни тәшәббус қилидиғанлиқини көрсәтти.
У, ахирда пәрзәнтләрни чоқум асасий маарип тәрбийисидә оқутқандила, андин пәрзәнтләрниң диний маарип тәрбийисидә лаяқәтлик болуп тәрбийилинип чиқидиғанлиқини билдүрди.

Һазирчә, қанчилик уйғур пәрзәнтиниң мисир, түркийә вә башқа әлләрдики ислам дини курслирида оқуватқанлиқи һәққидә ениқ мәлумат йоқ, әмма, әһвалдин хәвири бар затларниң ейтишичә, мундақ пәрзәнтләрниң сани илгирикидин көпәймәктә икән.

Бу программини силәр үчүн шиветсийәдин еһсан тәйярлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.