Уйғур зиялийлири: “кәспий әхлақниң бузулуши маариптин башлиниду!”
2017.01.12

Хитайдики бәзи саһәләрдә көрүнәрлик иҗтимаий мәсилә қатарида оттуриға чиқиватқан кәспий әхлаққа мунасивәтлик әһваллар һәққидә бир қисим уйғур зиялийлири пикир қилип, сотсиялистик маарип системисидики “сотсиялистик түзүлмини мәркәз қилиш” идийисиниң тәсиридә кәспий әхлақ системисиниң, болупму теббий әхлақ қаришиниң вәйран қилинғанлиқини баян қилди. Шуниң билән биргә, буниң уйғурлар дияридики тәсири һәққидиму өз қарашлирини оттуриға қойди.
Ашкара учур мәнбәлиридин “тәңритағ тори” вә “хитай хәвәрләр тори” қатарлиқларда уйғурлар дияридики теббий давалаш саһәсидә қолға кәлтүрүлгән утуқлар һәмдә ичкиридики теббий орунларниң уйғурлар дияридики һәрқайси намрат наһийиләргә ғайәт зор миқдарда арқиму - арқидин бериватқан ярдәмлири һәққидики хәвәрләр хитайдики һөкүмәт башқуруватқан ахбарат васитилиридә кәң йәр еливатқанлиқи мәлум. Шуниң билән биргә, иҗтимаий таратқуларниң омумлишишиға әгишип һөкүмәт тәрәпниң ахбаратлирида һечқачан көзгә челиқмайдиған алақидар сәлбий һадисиләрму ташқи дуняға ашкара болушқа башлиди. Буниңда һәммидинму бәк кишини чөчүтидиғини хитайниң һәрқайси җайлиридики дохтурханиларда барғансери әвҗ елишқа башлиған кесәл көрситиш қийин болуш, шундақла дохтурлардики кәспий әхлақниң бузулуши һәмдә кесәлни биринчи орунға қоюшниң орниға давалиниш һәққини һәммидин муһим орунға қоюшниң ямрап кәткәнлики болмақта. Шулар қатарида уйғурлар дияридики үндидар қатарлиқ иҗтимаий таратқу сәһипилиридә пат- патла көзгә челиқидиған “... Дохтурханидики маву қериндишимизға ярдәм қилайли” дегән мәзмундики давалиниш хираҗитигә алақидар мураҗиәтнамиләрни, шу кишигә тездин ианә топлап кейинки давалашқа йоллимиғанда һаятиниң ахирлишиш еһтимали барлиқи һәққидики еланларни көрситиш мумкин.
Иҗтимаий турмуштики мушу хил һадисиләрниң барғансери авуп кетиши түпәйлидин, мәктәп тәрбийиси алған һәрқандақ пуқраға балилиқидин тартип сиңдүрүлидиған “дохтур- кесәлни давалиғучи ақ халатлиқ пәриштә” дегән уқумниң һазир һечқанчә җәзибдарлиқи қалмайватқанлиқи мәлум. Илгири уйғурлар диярида алдинқи қатарда санилидиған теббий давалаш орунлириниң бири болған үрүмчи төмүрйол дохтурханисида мәсул дохтур болуп ишлигән әнвәр тохти әнә шу хил давалаш муһитини баштин кәчүрүп баққан сабиқ дохтур. У адәттики кесәлләрни давалаштин башқа йәнә, һазирқи күндә теббий саһәдә дуняви миқяста қизиқ нуқта болуватқан қанунсиз адәм органлири содисиниму өз көзи билән көргән. Әнвәр тохтини дохтурлуқ саһәсидә хизмәт қилиш җәрянида йиллардин буян ойландуруп кәлгән соалларниң бири, немә үчүн бир қисим дохтурларниң бимар өлүп кетиватқан әһвалдиму һечқанчә гунаһкарлиқ туйғусида болмаслиқи болған. У бу хил һадисиниң келип чиқишини “түзүм һәммидин әла” дәйдиған коммунистик идеологийә йетәкчи орунда туридиған маарипниң биваситә нәтиҗиси, дәп йәкүнләйду.
Кичикидин хитайчә мәктәптә оқуған уйғур зиялийси, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсәнму бу нуқтида коммунистик түзүм бәрпа қилған атеизм тәрбийисиниң барчә етиқад шәкиллирини йоқатқанлиқини алаһидә тәкитләйду. Униң қаришичә, бу хилдики етиқад кризисиниң оттуриға чиқиши билән әнәниви әхлақ мизанлири тәдриҗий ташлинип қалидикән. Бу һал һазир хитайлардиму, уйғурлардиму охшаш шәкилдә мәвҗут болуватқан бир зор иҗтимаий мәсилә икән.
Әнвәр тохтиниң баян қилишичә, униң кәспий һаятида бу җәһәттә әң қаттиқ тәсир қилған бир нуқта, коммунистик идеологийә йетәкчи орунда туридиған мәктәпләр арқилиқ йетишип чиққан теббий хадимларға сиңип кетиватқан идийәләр қатарида инсанни бир түрлүк материял қатарида чүшиниш хаһиши икән. Чүнки,бу хил маарип системисида дуня миқясида сават характерлик билимләрдин саниливатқан инсан һәқлири вә демократийә чүшәнчилири һечқачан оқутуш мәзмунидин орун алмайдикән. Буниң билән хитай милләтчилики әвҗ еливатқан һазирқи күндә, хитай миллитидин болмиған уйғур бимарларниң һаяти бәзи хитай дохтурларниң нәзиридә техиму әрзимәс нәрсигә айлинип қелиши мумкин икән.
Елшат һәсән бу һәқтә сөз болғанда, бу хилдики кәспий әхлақ бузулушиниң һазир башқа саһәләрдиму көпләп оттуриға чиқиватқанлиқини, буниңдики түп амилларниң бири, дәл хитайчә маарип системисидики маддий байлиқниң зиядә тәкитлиниши арқисида келип чиққан идеологийә саһәсидики әхлақ кризиси икәнликини билдүрди.
Теббий әхлақ саһәсидики бу хил бузулушниң һазирқи әһвали һәққидә, һазир америкида яшаватқан дохтур җүрәт обул пикир баян қилип, буниңда йәниму муһим болған бир амил - теббий саһәгә болған назарәтниң йетәрлик әмәсликини тилға алди. Униң қаришичә, мушу амил ашу хилдики теббий әхлақниң бузулушиға йочуқ ечип бәрмәктә икән.
Алақидар учурлардин мәлум болушичә, уйғурлар дияриниң һәрқайси җайлирида теббий әхлақ җәһәттики бу хил бузулуш еғир дәриҗидә мәвҗут болуватқан болуп, изчил түрдә җамаәт пикридики муһим темилардин болуп кәлмәктә.