Истанбулдики уйғур ана тил синипи вә қуран курси оқуғучилирини тәбрикләш мурасими өткүзүлди
2017.05.30

Түркийәниң истанбул шәһиридики он нәччә орунда уйғур ана тил синиплири вә қурани-кәрим курслири ечилған болуп, шулардин бири истанбулниң сәфакөй районидики сутуқ буғрахан ана тил вә қуран курси мәктипидур. Бу йәслидә 100 дин артуқ уйғур өсмүр дәрс оқумақта. 5-Айниң 28-күни, йәкшәнбә чүштин кейин истанбулниң уйғурлар көп олтурақлашқан сәфакөй районидики мәзкур уйғур ана тил йәсли вә қуран курсиниң яз мәвсумлуқ оқуш ахирлаштуруш мунасивити билән оқуғучиларни тәбрикләш паалийити өткүзүлди.
Паалийәткә истанбул көчүкчәкмәҗә муптилиқ идарисиниң мәсуллири, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллири вә әзалири, сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхпиниң мәсуллири, шәрқий түркистан өлималар бирликиниң мәсуллири һәм оқуғучиларниң ата-анилири болуп көп санда киши қатнашти.
Сәфакөй мәдәнийәт мәркизи залида өткүзүлгән бу паалийәт қуран керәм тилавәт қилиш билән башланди, мурасимда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан ечилиш нутқи сөзләп өсмүрләрни тәбриклиди.
Һидайәтулла оғузхан сөзидә, қурани-кәриминиң тунҗи болуп чүшкән айитиниң “оқу”дегән сөз билән башланғанлиқини, оқу-оқутушниң муһимлиқини, хәлқимизниң асарәттин қутулуш үчүн алди билән наданлиқ вә җаһаләттин қутулуш керәкликини, җаһаләт вә наданлиқтин қутулуш үчүн оқу-оқутушқа әһмийәт бериш керәкликини оттуриға қойди.
Һидайәтулла оғузхан сөзидә йәнә, хәлқниң һәр саһәдә йетишкән ярамлиқ әвладларға еһтияҗи барлиқини, шуниң үчүн пәрзәнтләрни мәйли пәнни саһәдә болсун мәйли диний саһәдә болсун ярамлиқ қилип йетиштүрүшкә әһмийәт бериш керәкликини тәкитлиди.
Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити қармиқидики бу йәслидә оқуватқан өсмүрләр өзлири тәйярлап кәлгән һәр хил номурларни көрсәтти.
Бәзи өсмүрләр нахша усул ойниди, сама салди. Бәзи өсмүрләр шеир декламатсийә қилди.Өсмүрләр йәнә “ана тилим” дегән темида шеир декламатсийә қилип ана тили өгинишниң муһимлиқини тәкитлиди.
Паалийәт ахирида мәсуллар, йәслидики вә қуран курсидики оқуғучиларниң һәммисини сәһнигә тәклип қилип тәбриклиди. Оқуғучиларға медал тәқдим қилинди вә таҗ кийдүрүлди.