Көзәткүчиләр: “қош тил маарип” иниң сүрити ассимилятсийә қәдимини көрситиду
2017.05.15

Бу йил хитай һөкүмитиниң уйғур елидики қош тиллиқ маарипни күчәйтиш сүритиниң һәссиләп ашқанлиқини көрәләймиз. Хитай даирилири 2016-йилида уйғур елиниң йәсли вә оттура, башланғуч мәктәплиригә җәмийәттин 10 миң оқутқучини ашкара қобул қилған болса, бу йил бир һәссә көпәйтип 19 миңдин артуқ киши қобул қилидиғанлиқини елан қилди. Бу оқутқучилар асасән уйғурлар зич олтурушлуқ җәнубтики 3 вилайәт, бир областтики мәктәпләргә әвәтилидиған болуп, көзәткүчиләр, хитай һөкүмити илгири “ассимилятсийә” сияситини “қош тил маарип” намида йошуруп иҗра қилған болса, нөвәттә бу сиясәтниң сүритини һәссиләп ашурупла қалмай, маарип билән тәң мәдәнийәт җәһәттин ассимилятсийә қилишниму күчәйтмәктә, дәп оттуриға қоймақта.
Хитай даирилириниң уйғур районидин тарқитилидиған учур васитилиридә 15-май хәвәр қилинишичә, даириләр 2017-йили уйғур елиниң йәсли, оттура вә башланғуч мәктәплиригә алаһидә оқутқучилиқ иш орниға җәмийәттин 19 миң 182 оқутқучи қобул қилидикән. Бу орунларғиму илгирикидәк сиясий вә кәспий вә хитай тили өлчимигә даир шәрт вә тәләпләр бойичә йеши 35 яштин төвәнләр қобул қилинидиған болуп, бүгүндин башлап тизимлаш башланған. Уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң торида тизимлитишқиму болидикән. Қобул қилинмақчи болған оқутқучилар асасән уйғур елиниң җәнубидики қош тил йәсли, башланғуч вә оттура мәктәпләрниң қош тил оқутқучиларға болған еһтияҗини қамдашни мәқсәт қилған болуп, һәр қайси вилайәтлик маарип тармақлиридиму мәхсус тизимлаш, имтиһан елиш аппаратлири сәпләнгән.
Юқириқи уқтуруштин қариғанда, қош тил йәслилиригә қобул қилидиған алаһидә оқутқучиларниң сани 2000 нәпәр болуп хизмәт қилиш мөһлити 3 йил икән. 3790 Нәпири адәттики оттура мәктәплиригә қобул қилинғандин башқа, көп қисми қош тил башланғуч мәктәп алаһидә оқутқучилиқиға қобул қилинидикән.
Хитай даирилири буниң алдида уйғур районидики 3 йиллиқ “қош тил” йәслилирини давамлиқ кеңәйтип, униңға техиму көп оқутқучи қобул қилишни қарар қилған иди. Уйғур аптоном районлуқ маарип назарити 2017-йили уйғур районида 4387 “қош тил” йәслисиниң йеңидин қурулидиғанлиқини яки кеңәйтип қурулуп, 10 миң оқутқучи қобул қилинидиғанлиқини билдүргән.
Әгәр бу 19 миң 182 нәпәр алаһидә оқутқучи җәмийәттин уйғур елиға қобул қилинғанда, бу өткән йилдин аз кәм бир һәссә артуқ қобул қилинған болиду. Даириләр 2016-йили 10 миң оқутқучини җәмийәттин йәсли, башланғуч вә оттура мәктәп қиш тил оқутқучилиқиға қобул қилған иди.
Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин бери, уйғурларда “қош тил” йәсли маарипиға болған әндишә көпәйгәнсери, униңға мәбләғ селишни ашуруп, 2020-йилға қәдәр “қош тил” маарипини уйғур аптоном районида омумлаштуруп болушқа күчимәктә. Бу йил аптоном район маарип саһәсидики муқим мүлүк селинмиси 28 милярд 960 милйон сомға йетидиған болуп, мәбләғ селиш көлимидә тарихтики әң юқири рекорт яритилған.
Хәлқ тори уйғурчә қанилиниң 18-апрел хәвиридә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң орунлаштурушиға асасән, 2017-йили, аптоном район бойичә оқуштин бурунқи үч йиллиқ һәқсиз қош тиллиқ маарип “оқутуш мәйдани болуш, оқутқучи қошуни болуш, дәрслики болуш” әмәлгә ашурулиду. Шуниң билән бир вақитта, бу йил дөләт, аптоном район вә һәрқайси вилайәт, шәһәрләр җәмий 7 милярд 700 милйон сом мәбләғ селип, 3845 йеза қош тил йәслиси салиду, буниң ичидә 2899 йәсли уйғур елиниң җәнубидики төт вилайәт, шәһәргә тарқалған.
Хитайниң “қош тил” маарипи уйғур зиялийлирини вә паалийәтчилирини изчил әндишигә селип келиватқан, уйғурлар учраватқан өткүр мәсилиниң бири. Америкидики хәлқара уйғур кишилик һоқуқ қурулушиму 2015-йили 20-май “қош тил маарип сиясити” һәққидә мәхсус доклат елан қилип, буниң уйғур ана тил тәрәққиятини боғуп, уйғур миллий маарипини йоқитидиғанлиқини, уйғур балилирини өзиниң мәдәнийити вә әнәнилиридин йирақлаштуридиғанлиқини агаһландурған иди.
Бу йил маарип саһәсигә 28 милярд 960 милйон сом мәбләғ селинғандин башқа, қобул қилидиған оқутқучиларниму һәссиләп көпәйтиши шундақла қош тил намида елип бериватқан маарип сияситидики ашкара хитайлаштуруш елементлири көзәткүчиләрниң диққитини тартмақта. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған хәлқара уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор аспиранти һенрй шеҗиски әпәнди, хитай һөкүмитиниң аталмиш қош тил маарипиға селинған зор мәбләғ вә күчниң пәқәт хитай тилидин ибарәт йәккә тиллиқ маарипқа селиниватқанлиқини билдүрүп, бу нуқтида хитай һөкүмитини сәмимий болушқа чақирди.У мундақ деди : “қош тил маарипи дегән икки тиллиқ маарипни көрситиду, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң уйғур елида йолға қоюватқини вә күчәп тәрәққий қилдуруватқини қош тил маарипи әмәс, хитай тилидин ибарәт бирла тиллиқ маарип, шундақла уйғур елидә җәмийәттә иҗтимаий, иқтисадий бир капаләткә игә болмақчи болсиңиз, чоқум хитай тилини билишиңиз шәрт, һазир бу шәртни орунлиған тәқдирдиму уйғурлар һәргизму хитайлар билән баравәр һоқуққа игә болалмайду, маарипниң өзидиму охшаш тәләпкә лайиқ уйғур оқутқучилар хизмитидин қалдурулуп, орниға хитай оқутқучилар қобул қилинмақта. Техиму ениқрақ қарайдиған болсақ, бу бир ассимилятсийә сиясити. Уйғурларниң кимликини йоқитиш сиясити, буни маарип арқилиқ әмәлийләштүрүш аталмиш қош тил маарип сиясити дегән нам билән елип берилмақта. Шундақла уйғурларниң кимликигә мунасивәтлик болған дин, тарих вә мәдәнийәт җәһәтләрдиму чәклимигә дуч кәлмәктә. Шуниң билән бир пәйттә, йәслидин тартип алий мәктәпләргичә, хитай оқутқучилар көпәйтилип, уйғур балиларниң хитай тили вә мәдәнийити билән учришиш пурситини көпәйтмәктә. Маарипниң ассимилятсийә қилишта растинла роли күчлүк боламду? дегәнгә өзүмнила мисал қилип өтәй, мениң ата-анам әсли полшадин, инглиз мәдәнийити вә тилиниң тәсиридә мән һазир полша тил вә мәдәнийитини йерим унтудум, башқа бир милләтниң мәдәнийити вә тилида ассимилятсийә болдум десәм болиду. Бу йәрдә ениқ көрүвелишқа болиду, хитай һөкүмити уйғурларни ассимилятсийә қилиш сияситини күчәйтмәктә.”
Бу һәқтә йәнә, қош тил маарип сиясити һәққидики мақалилиридә мулаһизилирини оттуриға қоюп келиватқан доктор әркин сидиқ әпәнди, илгири хитай һөкүмитиниң өзиниң қош тил маарип сияситини бир аз япта намларда әмәлийләштүрүп кәлгән болса, йеқинқи йилларда қош тил маарипиниң сүритини тезләткәндин башқа, ассимилятсийә қилиш мәқситини йошурмай ашкара әмәлийләштүрүватқанлиқини оттуриға қоюп, буни һәтта, маарипта пүтүнләй хитай тилини асас қилғандин башқа, хитай мәдәнийитиниму маарипқа елип кирип, уйғур балилирини һәр тәрәптин хитайлаштурушқа урунуватқанлиқидин көрүвелишқа болидиғанлиқини билдүрди.
Һенри әпәнди хитай һөкүмитиниң қош тил маарипи намидики ассимилятсийә сияситини йеқинқи мәзгилләрдә уйғурларға һәссиләп күчәйтишниң сәвәби һәққидә мулаһизисини оттуриға қоюп, “әлвәттә,қош тил маарипи йеқинқи йилларда һәссиләп күчәйтилди, болупму 2009-йилидин кейин уйғур тилидики мәктәпләрла әмәс, уйғур тилидики тор бекәтлиридин тартип тәқибгә учрап, уйғурларниң уйғур тилини өгиниши, ишлитиши һәр тәрәптин чәклиниватиду, бу маарипла әмәс, уйғурларниң қануний инсан һәқлиригә мунасивәтлик натоғра бир сиясәт йеқиндин буян алаһидә күчәйтилгәнлики мәлум, буниң хитайниң түп мәнпәәти билән мунасивәтлик сиясити болған бир бәлвағ, бир йол билән мунасивәтлик дәп қараймән, чүнки уйғур райони бу истратегийидики һалқилиқ орун, шуңа хитай уйғурларни техиму қаттиқ контрол қилиш арқилиқ бу истратегийисиниң бихәтәр мувәппәқийәтлик болушиниң асасини селиватиду, йәнә бир тәрәптин болса, хитайниң бу истратегийисидә, нурғун хитай билән һәмкарлашқан дөләтләр хитайдики инсан һәқлири мәсилисини муһим орунға қоймай, бәкрәк иқтисадий мәнпәәтини чиқиш қиливатиду, уйғурлар шундақ бир қийин басқучта, шуңа бу мәзгилдә бу һәқтики авазимиз күчәйтилиши зөрүр” деди.
Бу нуқтида әркин сидиқ әпәндиму нөвәттики вәзийәттә уйғурларниң сиясий вә қануний һәқ-һоқуқлиридин башқа, тил, мәдәнийәт вә маарипни өз ичигә алған әқәллий кишилик һәқ-һоқуқлирини қоғдашниң техиму риқабәткә учраватқанлиқидәк охшаш қарашлирини оттуриға қойди.