Уйғур мәктәплиридә хитай тили маарипини омумлаштуруш уқтуруши җиддий инкас қозғиди

Мухбиримиз меһрибан
2017.08.07
xitay-tili-maaripi-omumlashturush-hojjet.jpg Уйғур аптоном районлуқ маарип назарити елан қилған уйғур мәктәплиридә хитай тили маарипини омумлаштуруш тоғрисидики уқтуруш. 2017-Йили 5-июл.
Social Media

Өткән һәптә иҗтимаий алақә торлирида хотән вилайитидә дөләт тили маарипи намида мәктәпләрдә хитай тили маарипини йолға қоюш уқтуруши тарқалған иди. Ичкириләп ениқлаш давамида, мәзкур уқтурушниң уйғур аптоном районлуқ маарип назарити тәрипидин бу йил 7-айниң 5-күни һәрқайси вилайәт‏, областларға тарқитилғанлиқи вә 1-сентәбирдин башлап толуқсиз оттура мәктәп вә башланғуч мәктәпләрдә йолға қоюш бәлгиләнгәнлики ашкариланди.

Бу һәқтә пикир баян қилған анализчиларниң қаришичә, даириләр йолға қойған аталмиш “дөләт тили маарипини омумлаштуруш”бәлгилимиси хитай һөкүмити өзи елан қилған “миллий аптономийә қануни” ға хилап қилмиш болуп, бу, уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқләргә қаритилған миллий ассимилятсийә сияситиниң ашкара йолға қоюлуши.

Өткән һәптиниң җүмә күнидин буян уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң бу йил 7-айниң 5-күни елан қилған “аптоном районниң мәҗбурийәт маарипи басқучидики қош тил оқутуши дәрслик орунлаштуруш лайиһәси” намлиқ уқтурушниң хитайчә вә уйғурчә тамғилиқ фото копийиси фейсбок, твитир қатарлиқ иҗтимаий алақә торлирида кәң тарқилип, муназирә қозғиди.

Уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң 2017-йиллиқ 10-номурлуқ һөҗҗити намида елан қилинған “аптоном районниң мәҗбурийәт маарипи басқучидики қош тил оқутуши дәрслик орунлаштуруш лайиһәси” намлиқ уқтурушта ениқ қилип: “2017-йили 9-айниң 1-күнидин етибарән башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпләрниң биринчи йиллиқидин башлап, барлиқ дәрсләр дөләт ортақ тил-йезиқи арқилиқ өтилиду, шуниң билән бир вақитта мәзкур милләтниң әдәбият дәрслики қошумчә өтилиду” дейилгән .

Уқтурушта йәнә, маарип назаритиниң уйғур аптоном районлуқ парткомниң буйруқи билән мәзкур бәлгилимини елан қилғанлиқи алаһидә изаһлинип: “шинҗаң уйғур аптоном районлуқ парткомниң 2017-йиллиқ 36-номурлуқ һөҗҗити йәни ‛оттура-башланғуч мәктәпләрдики қош тил маарипи хизмитини күчәйтиш вә яхшилаш тоғрисида пикирләр‚ вә үрүмчидә ечилған оттура-башланғуч мәктәпләрдә қош тил оқутуши хизмитини илгири сүрүш сөһбәт йиғининиң роһиға асасән, әтраплиқ тәкшүрүп тәтқиқ қилиш, испатлаш асасида, назаритимиз бу бәлгилимини түзүп чиқти” дегән баянлар ишлитилгән.

Чәтәлләрдики уйғур зиялийлиридин илгири “шинҗаң университети”да тәтқиқат вә оқутуш билән шуғулланған, нөвәттә америкада уйғурларниң тил, мәдәнийәт, тарих тәтқиқатини давамлаштуруватқан доктор қаһар барат әпәнди вә түркий милләтләр фолклор тәтқиқатчиси меһриай мәмтили ханим радийомиз зияритини қобул қилип, өз қарашлирини ортақлашти.

Доктор қаһар барат әпәнди маарип назарити тәрипидин елан қилинған мәзкур һөҗҗәтниң уйғурларниң тил, маарип, мәдәнийитини хитайчилаштуруш, уйғурларни тил, маарип, мәдәнийәт җәһәттин пүтүнләй ассимилятсийә қилиш сияситиниң язма һөҗҗәт шәклидә ашкара елан қилиниши икәнликини тәкитләп, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң узундин буян уйғур миллий маарипини хитайчилаштуруш сияситини аталмиш “қош тиллиқ маарип” намида йолға қоюп келиватқанлиқини тилға елип, нөвәттә уйғур әвладлириниң ана тил маарипидин пүтүнләй мәһрум қелип, мәдәнийәт ассимилятсийисигә йүзләнгәнликини агаһландурди.

Доктор қаһар барат әпәнди баянида йәнә, даириләр елан қилған уйғур маарипини пүтүнләй хитайчилаштуруш бәлгилимисиниң хитай һөкүмити илгири елан қилған аптономийилик қанун, бәлгилимиләргә хилап қилмиш икәнликини тәкитләп, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә паалийәтчилирила әмәс, бәлки өзини уйғур дәп һесаблиған һәрқандақ бир уйғурниң хитай һөкүмити нөвәттә йүргүзүватқан “миллий маарипни хитайчилаштуруш сиясити”гә қарита наразилиқини ипадиләш вә рәт қилиш мәсулийити барлиқини тәкитлиди.

Илгири “шинҗаң университети”да уйғур фолклор тәтқиқати билән шуғулланған меһриай мәмтили ханим өзиниң хитай даирилири елан қилған мәзкур һөҗҗәтни толуқ оқуп чиққанлиқини билдүрүп, һөҗҗәттә тилға елинған “вақтинчә шараити һазирланмиған районларда, йәни җәнубий шинҗаңдики төт вилайәт, областта, толуқсизниң 1-йиллиқида вақтинчә аптоном районниң мәҗбурий маарип басқучидики миллий тилда дәрс берилидиған мәктәпләрдә уйғур тилида оқутушни бир мәзгил давамлаштуруш” һәққидики изаһатиниң даириләрниң хитайлар нопуси көп санлиқни игиләйдиған шимай уйғур дияриға қариғанда, уйғурлар мутләқ көп нопусни игиләйдиған җәнубий уйғур диярида маарипни хитайлаштуруш сияситини еһтиятчанлиқ билән иҗра қиливатқанлиқини тәкитлиди.

Меһриай мәмтили ханим йәнә, мәзкур бәлгилиминиң хитайниң өзи елан қилған миллий аптономийә қанунидики миллий тил-йезиқ маарипни қоллиниш бәлгилимилиригә еғир дәриҗидә хилап қилмиш икәнликини тәкитләп, мәзкур сиясәтни әмәлий иҗра қилиш давамида, хитай һөкүмитиниң мәзкур бәлгилимини йолға қоюши уйғурларниң қаттиқ наразилиқиға дуч келидиғанлиқини агаһландурди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.