Хитайниң 2016-йилидики “қош тиллиқ маарип” ға даир сиясәт тәдбирлиригә нәзәр

Мухбиримиз гүлчеһрә
2016.12.28
qosh-til-yesli-dolet-bayriqi-oginish.jpg Уйғур районидики мәлум бир “қош тиллиқ” йәслидә хитай дөләт байриқи билән хитай дөләт гербини хитайчә тоғра тәләппуз қилишқа зорланған 3-4 яшлиқ уйғур бала.
Social Media

Бу йил хитай һөкүмитиниң уйғур елида қош тил маарип сияситини йүргүзүватқиниға 16 йил болди. Хитай һөкүмитиниң аталмиш “қош тиллиқ маарип” истратегийәси нөвәттә юқири пәллигә көтүрүлгән болуп, хитай даирилири өзи тарқатқан учурлар болса, хитай һөкүмитиниң қош тил маарипи сиясити салмиқини алдимизда йәниму күчләндүридиғанлиқидин шундақла нишаниниң мәркәзлик һалда йәсли маарипиға қаритилидиғанлиқидин шәпә бәрмәктә.

Нөвәттә мухбиримиз гүлчеһрә хитай һөкүмитиниң 2016-йили, бир йил җәрянида уйғурларға қаратқан қош тиллиқ маарип сиясәт вә тәдбири һәмдә униң тәсирлири һәққидә, радийомизда берилгән бир қисим учур вә мәлуматлардики муһим нуқтиларни қисқичә әслитип өтиду.

Хитай һөкүмити 2000-йилидин башлап “қош тиллиқ маарип сиясити” ни уйғурларға системилиқ һалда йолға қоюшқа башлиған иди. Һазирқи вәзийәттин қарайдиған болса, нөвәттә бу истратегийә бойичә сәбийләргә дәсләпки аң тәрбийиси елип берилидиған бағчә маарипидин башлап қош тиллаштурулди. Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң йәслиләрдин башлап йолға қоюватқан бу аталмиш қош тил маарипи уйғурларни мәҗбурий һалда пәқәт хитай тилинила өгиниш, ана тилидин ваз кечиш һалитигә елип кәлди. Уйғурчә “шинҗаң гезити” ниң 1-майда хәвәр қилишичә, 28-апрел аптоном районниң “қош тил” маарипиниң сүпитини өстүрүш хизмити йиғини үрүмчидә ечилған. Йиғинда “13-бәш йил” мәзгилидә хитай һөкүмити вә аптоном район даирилири бир қатар һөҗҗәт вә тәдбирләр арқилиқ “қош тил” маарипини йәниму илгири сүридиғанлиқ ирадисини ениқ ипадилигән иди.

Дәрвәқә, уйғур аптоном районлуқ маарип назарити 8-декабир, райондики “қош тиллиқ маарип” һәққидә баянат елан қилип, аталмиш “қош тиллиқ маарип” тәрбийәси еливатқан оқуғучиларниң 2 милйондин ашқанлиқини, йәслиләрдики “қош тиллиқ тәрбийә” ниң омумлишиш нисбитиниң 90% кә йеқинлашқанлиқини, башланғуч, оттура мәктәпләрдә “қош тиллиқ маарип” ниң қаплаш нисбитиниң 70% кә йәткәнликини елан қилди.

Қош тил йәслилири көпәйтилди, оқуш вақти узартилди

2016-Йилдики хитайниң уйғур ели маарипиға даир хәвәрләрдин мәлумки, хитай даирилири уйғур елида қош тил маарипини күчәйтиш һәққидә йәниму җиддий тәдбирләрни алған, булардин нишанниң йәнила йәсли маарипиға бәкрәк қаритилғанлиқини көрәләймиз. Алақидар учурларға асасланғанда, тарим вадисидики һәрқайси җайларда һөкүмәт башқурушидики “қош тиллиқ йәсли” ләр җиддий ешип меңиватқан болуп, һазир бу хилдики йәслиләрдә оқуватқан уйғур өсмүрлириниң сани 350 миңдин ашқанлиқи мәлум. “тәңритағ тори” ниң ашкарилишичә, уйғур аптоном райони вә хитай мәркизи һөкүмити бу йил райондики балилар бағчилириниң 2 йиллиқ қош тил тәйярлиқ маарипиға 949 милйон сом пул аҗратқан.

2014-Йилидин башлап башланғуч мәктәпкә кириштин бурун балиларниң қош тил йәслилиридә икки йиллиқ мунтизим хитай тилида тәрбийилинишини шәрт қилип бекиткән хитай һөкүмитиниң, әмдиликтә уйғур районида қош тил маарипини омумлаштуруш үчүн, мәктәп йешиға тошмиған балиларни хитай тилида тәрбийиләш вақтини йәнә бир йил узартқанлиқи мәлум болди. Бу һәқтә хитайниң “җуңго маарипи тори” ниң 6-декабир хәвәр қилишичә, байинғолин аптоном областида 6-декабир сәйшәнбә күни ечилған “област тәвәсидә 3 йиллиқ қош тиллиқ йәслини һәқсизләштүрүш пилани” сәпәрвәрлик йиғинида, 2016-йил 12-айниң 6-күнигә қәдәр корлада област бойичә 142 орунда “қош тиллиқ йәсли” қурулуп, йәслиләрдики балилар саниниң 3963 нәпәргә йәткәнлики, һазирғичә 330 нәпәр қош тиллиқ йәсли оқутқучиси тәрбийиләнгәнлики, 2017-йиллиқ пиланда пүтүн област бойичә 4 яштин 6 яшқичә болған гөдәкләрдин 11 миң 678 балини 3 йиллиқ қош тиллиқ йәслиләрдә һәқсиз оқутуш әмәлгә ашуридиғанлиқи оттуриға қоюлған.

Хәвәрдә, бу йил 549 миң 600 йәрлик милләт өсмүриниң балилар бағчилириниң қош тиллиқ тәйярлиқ синипида оқуйдиғанлиқини билдүргән.

Қош тил маарипини илгири сүрүштә назарәтчилик вә мәбләғ күчәйтилди

Уйғур аптоном районлуқ партком 15‏-авғуст сәпәрвәрлик йиғини чақирип, хитай өлкилиридики “шинҗаң синиплири” ға аз кәм 3000 нәпәр оқутқучини тәлим тәрбийә вә назарәтчиликкә әвәтидиғанлиқини елан қилди.

Бу хитай даирилириниң һазирға қәдәр ичкиридики уйғур оқуғучиларниң идийиви тәрәққияти вә уларниң һәрикитини назарәт қилишқа әң көп оқутқучи чиқиришидур.

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң 2939 нәпәр оқутқучини ичкиридики “шинҗаң толуқ оттура синиплири” ни йетәкләшкә әвәтиш пилани икки йиллиқ “ярдәм бериш программиси”ниң бир қисми болуп, уларниң хизмити оқуғучиларниң “бөлгүнчиликкә қарши туруш” чүшәнчисини турғузушқа ярдәм қилиш икән.

Уйғур аптоном районлуқ партком секретари җаң чүншйән, 15‏-авғуст чақирилған сәпәрвәрлик йиғинида оқутқучиларниң вәзиписи һәққидә тохтилип, уларниң вәзиписи оқуғучиларни иттипақлиқни алға сүрүшкә йетәкләш, “диний әсәбийлик”, “бөлгүнчилик”кә қарши күрәшкә риғбәтләндүрүш икәнликини тәкитлигән.

Даириләр бу йил йәнә аптоном райониниң йеза қош тил йәсли оқутқучилирини җәмийәткә йүзлинип ашкара тәклип қилиш хизмитини күчәйткән иди. Шинхуа ториниң 2016-йили 20-май ечилған җәмийәттин оттура, башланғуч мәктәп (алаһидә маарип мәктипини өз ичигә алиду) вә балилар бағчиси оқутқучилирини ашкара тәклип қилиш ахбарат елан қилиш йиғиниға даир хәвиридә, бу йил уйғур аптоном райони 11 миң 853 оқутқучи тәклип қилидиғанлиқи, буниң ичидә қош тил бағчилириға алаһидә иш орни оқутқучилири 3551икәнлики көрситилди.

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, һазир уйғур райониниң җәнубидики “қош тиллиқ” йәсли, башланғуч-оттура мәктәпләрдә хитай һөкүмити бу йилму давамлиқ түрдә “қош тил” маарипини уйғур елиниң “мәңгүлүк әминлики” вә “милләтләр иттипақлиқи”ниң капалити сүпитидә җиддий тутуп ишлимәктә. Уйғур районлуқ парткомниң муавин секретари ли пиңшин йеқинда ақсудики зиярити давамида қилған сөзидә, уйғур елида муқимлиқ вә мәңгүлүк әминликни ишқа ашуруш үчүн “қош тил маарипи” ни күчләндүрүш керәк, яш әвладларни кичикидин тартип сотсиялистик қиммәт қариши билән чоң қилиш керәк дегән иди.

Тәңритағ ториниң хәвиридә дейилишичә, уйғур аптоном районлуқ партком вә һөкүмәт 3 вилайәт, бир областта “қош тиллиқ” йәсли маарипини давамлиқ түрдә кеңәйтиш үчүн аптоном районда мәхсус рәһбәрлик гурупписи тәсис қилинғанлиқини җакарлиған. Даириләр 14-өктәбир күни үрүмчидә җиддий йиғин чақирип, җәнубий уйғур елида аталмиш “қош тиллиқ” йәсли маарипини йениму кеңәйтиш үчүн 3000 нәпәр кадир әвәтидиғанлиқини елан қилди.

Бу қетимлиқ маарип саһәси бойичә җәнубқа кадир әвәтиш иши даириләрниң 2014-йилиниң май айлиридин башлап аталмиш “муқимлиқ хизмити” бойичә 200 миң кадирни асасий қатламға әвәтиш долқунидин кейинки йәнә бир қетимлиқ зор һәрикәт һесаблинидикән.

Тәңритағ ториниң хәвиридин қариғанда, уйғур аптоном районлуқ даириләр йеқинда “җәнубий шинҗаңдики үч вилайәт, бир област йезилирида ‛‛қош тил‚‚ йәслиси қуруш хизмитини илгири сүрүш йиғини” чақирип, йезиларда “қош тил” йәслиси қурушни тезлитиш баш нишанини әмәлийләштүрүшни тәләп қилған.

Қәшқәр вилайәтлик интизам тәкшүрүш комитети “қош тил йәслиси” қурулуши хизмитидә актип болмиған яки пикир җәһәттә партийә билән бирдәк болмиған һаким вә бөлүм дәриҗилик җәмий 37 нәпәр кадирни “бир тәрәп” қилған иди.

Бу һәқтә йеқинда “шинҗаң гезити” дә дейилишичә, қәшқәр вилайәтлик интизам тәкшүрүш комитети 11 наһийә, шәһәрдики һаким дәриҗилик 15 кадирға вә бөлүм башлиқи дәриҗилик 22 кадирға айрим-айрим партийә ичидә агаһландуруш, тәнбиһ бериш, вәзиписидин қалдуруп бир тәрәп қилиш чариси қолланған һәм 11 наһийә, шәһәрниң асаслиқ партийә, һөкүмәт рәһбәрлирини өзини чоңқур тәкшүрүшкә буйруған.

Хитай һөкүмәт даирилири 2000-йиллардин кейин, хитай өлкилиридә мәхсус “шинҗаң синиплири” тәсис қилип, 14-15 яшлар әтрапидики уйғур оқуғучиларни ана юрти, ата-аниси техиму муһими уйғурларниң мәдәнийәт муһитидин айрип хитай маарипи вә идеологийиси бойичә тәрбийиләш елип бериватқан иди.

Үрүмчидики педагогика университетиниң мәктәп торидин мәлум болушичә, мәзкур мәктәптә 2016-йиллиқ “шинҗаң синиплири” ға әвәтилидиған курсларға йетәкчи оқутқучи тәрбийиләш мәркизи қурулған болуп, педагогика университетида тәсис қилинған язлиқ курсқа 9-авғусттин 18-авғустқа қәдәр 1207 нәпәр оқутқучини тәрбийиләш вәзиписи берилгән.

Хитайниң шинҗаң хәвәрлири, йәр шари вақти гезити қатарлиқлардиму хитай өлкилиригә әвәтилидиған оқутқучилар һәққидә хәвәр берилгән болуп, 15-авғуст күни үрүмчидә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң мәхсус узитиш мурасими өткүзүп, мурасимда уйғур дияриниң тәйинләнгән әмәлдари җаң чүншәнниң сөз қилип, оқутқучилардин “бөлгүнчиликкә вә диний радикаллиққа қарши бирлик, иттипақлиқ шәкилләндүрүш” ниң зөрүрийитини тәкитлигәнлики алаһидә тилға елинған иди.

Қош тил мәктәплиридики уйғур тил әдәбияти, тарих дәрсликлиригә омумйүзлүк өзгәртиш киргүзүлгән

“қош тил маарипи” сиясити билән уйғур елида өзгәртип, қошувелип яки йеңидин қурулған аталмиш қош тил мәктәплиридә барлиқ дәрсләр хитайчә оқутулуп, уйғур ана тил маарипи һәптидә пәқәт бир нәччә саәтлик аталмиш “ана тил” дәрси вә “уйғур тил әдәбияти” дәрси билән чәкләнгәнниң үстигә, бу дәрсликләр китаблириғиму өзгәртиш киргүзүлүп, әслидики уйғур классик әдәбияти нәмунилири вә тарихий шәхсләр орниға асасән хитайларниң классик, тарихий нәмунилири алмаштурулған.

Биз қош тил маарипиниң әмәлий үнүми вә балиларниң өз миллий мәдәнийәт нәмунилирини билиш әһвали һәққидә, уйғур аптоном райониниң бәзи җайлириға қаратқан зиярәтлиримиздә 12 яшлиқ уйғур балиси өзини қәшқәрдики қош тил башланғуч мәктипиниң 5 ‏-йиллиқ үчтә яхши оқуғучиси дәп тонуштурған болсиму, уйғур классик әдәбияти вә уйғур тарихидики бирму шәхсни билмәйдиғанлиқи, һазирғичә уйғурчә бир парчә китаб оқуп бақмиғанлиқи мәлум болған иди.

Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири болса, хитай һөкүмитиниң уйғурларни ассимилятсийә қилип йоқитиш арқилиқ муқимлиқ яритиш мәқситини ишқа ашуруш үчүн алди билән уйғурларниң тили вә диниға һуҗум қиливатқанлиқини билдүриду. Хитай һөкүмитиниң “мәсчит башқуруш сиясити” му уйғур тәшкилатлириниң тәнқидигә учриған иди.

Хитай қош тил маарип сияситиниң 2017-йилини пиланлап болди

10-Ноябир ечилған “җәнубий шинҗаңдики үч вилайәт вә областтики ‛қош тиллиқ йәсли‚ қурулуши сөһбәт йиғини” да мәркәз вә йәрликтин болуп икки милярд 600 милйон сом (тәхминән 380 милйон америка доллири) мәбләғ аҗритип мәзкур районларда йеңидин 1700 “қош тиллиқ йәсли” бәрпа қилинидиғанлиқи, һәрқайси җайларда төт яштин алтә яшқичә болған балиларниң бу йәслиләрдә пүтүнләй һәқсиз оқуйдиғанлиқи җакарланди. Даириләр йәнә, 2017-йили пүтүн уйғур дияри бойичә қош тиллиқ йәслиләргә бир милйон 120миңдин артуқ балини қобул қилиш, буниң ичидә 770 миңға йеқин балиниң уйғур дияриниң җәнубидики үч вилайәт вә бир областтики йеза, кәнтләрдин болуши керәкликини бәлгилигән.

28-Ноябир күни маарип назарити вә һөкүмәт бирлишип ачқан йиғинда, уйғур дияриниң йеза, кәнтлиридики, болупму нуқтилиқ һалда җәнубтики қәшқәр, ақсу, хотән, қизилсу қатарлиқ вилайәт вә областлардики үч йиллиқ һәқсиз қош тиллиқ йәсли маарипини техиму омумлаштуруш тәкитлиниш билән бир вақитта, 2017-йили пүтүн райондики қош тиллиқ йәслиләрниң санини 4387 гә, уйғурлар дияриниң җәнубидики қош тиллиқ йәслиләрни 3223 кә йәткүзүш қарар қилинған. Бундақ болғанда ақсу, қәшқәр, хотән, қизилсу қатарлиқ районлардики қош тиллиқ йәслиләр пүтүн уйғур дияридики қош тиллиқ йәслиләр нисбитиниң 74% ни игиләйдикән.

“қош тиллиқ маарип” дейиливатқан, әмәлийәттә хитай тилини асас қилған “йәккә тиллиқ маарип” ниң уйғур елида тарихтин буян давамлишип кәлгән уйғур тилидики миллий маарипни пәйдин-пәй сиқип чиқириватқанлиқидин қаттиқ әндишилиниватқан уйғур зиялийларниң қаришичә, хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан аталмиш қош тил маарипи әмәлийәттә хитай тилидин ибарәт йәккә тиллиқ маарип, буни қош тиллиқ маарип дейишкә болмайду, ассимилятсийәни мәқсәт қилған бу хил маарип сиясити кейинки әвладларниң нормал өсүп йетилиши вә уйғур тили вә мәдәнийитигә мөлчәрлигүсиз зор зиян елип келиши мумкин. Бу бир йил җәрянида, радийомизда сөһбәтләргә қатнашқан маарипчилар вә мутәхәссисләр уйғур ата-анилар үчүн өз пәрзәнтлирини һәм җәмийәттә бир кишилик орун игиләштин мәһрум қалмаслиқ һәм уйғурлуқ кимликини йоқатмаслиқ шәрти астида ана тилида тәрбийәләшниң наһайити мүшкүл болсиму, ата-аниларниң чоқум иҗра қилишқа тегишлик мәсулийити икәнликини тәкитләп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.