Уйғур сәбийлири аталмиш “қош тиллиқ” йәслиләрдә қандақ қисмәтләргә дуч келиватиду?

Мухбиримиз қутлан
2016.12.08
qosh-til-yesli-dolet-bayriqi-oginish.jpg Уйғур районидики мәлум бир “қош тиллиқ” йәслидә хитай дөләт байриқи билән хитай дөләт гербини хитайчә тоғра тәләппуз қилишқа зорланған 3-4 яшлиқ уйғур бала.
Social Media

Алдинқи һәптидин буян иҗтимаий таратқуларда 3-4 яшлар әтрапидики бир сәбий уйғур балиниң мәлум бир “қош тиллиқ” йәслидә өзиниң чүчүк уйғурчә аһаңи билән хитай оқутқучисиниң мәҗбурий һалда хитайчә өгитишигә қаршилиқ көрситиватқан бир син көрүнүши тарқалди.

Мәзкур син көрүнүшидә хитай йәсли оқутқучисиниң нәсрулла исимлик бу уйғур балиға турмушқа лазимлиқ адәттики хитайчә сөзләрни әмәс, бәлки хитай дөләт байриқи билән хитай дөләт гербини хитайчә дейишкә зорлиши техиму күчлүк инкас пәйда қилди.

7-Декабир күни хитай дөләтлик телевизийә истансисиниң 13-қанилида хитайдики йәсли оқутқучилириниң 2-3 яшлиқ йәсли балилирини уруп қийнаватқанлиқиға даир нәқ мәйдан хәвири көрситилди.

Иҗтимаий таратқулардин таки хитай һөкүмәт ахбаратлириғичә орун алған бу һадисиләр, хитайниң йәсли маарипида, болупму уйғур елидики аталмиш “қош тиллиқ” йәсли маарипида көрүлүватқан қандақ бир аччиқ реаллиқни ечип бериватиду?

Хотән вилайитиниң мәлум йезисидики бир “қош тиллиқ” йәслидә ишләйдиған бир нәпәр уйғур йәсли оқутқучисиниң бу һәқтики баянлири юқириқи син көрүнүшидики реаллиқниң әмәлийәттә уйғур елидики йәслиләрдә омумйүзлүк әһвал икәнликини тәстиқлимақта.

Униң билдүрүшичә, бирму хитай балиси яки хитай оқутқучиси болмиған бу йәслидә күндилик программа асасән хитай тилида елип берилидикән. Бу һал илгири һечқандақ хитай муһити билән учрашмиған уйғур балилирида йәслидин бизар болуш кәйпиятини һасил қилмақтикән.

Хотән вилайитидики мәлум бир йезилиқ башланғуч мәктипидә хизмәт қилидиған бир нәпәр хизмәтчи хадимму бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилди. У мәзкур башланғуч мәктәпниң “қош тиллиқ” оқутуш вә сиясий-идийә тәрбийәсидә интайин чиң түзүм билән башқурулидиғанлиқини, мәктәп балилириниң диний паалийәтләргә қатнашмаслиқ вә өйидә диний тәлим-тәрбийә берилмәслик һәққидики җәдвәлни толдуридиғанлиқини, ата, анилириниң бу җәдвәлгә имза қоюп мәктәпкә тапшуридиғанлиқини илгири сүрди.

Муһаҗирәттики уйғур сәрхиллири бу һәқтә җиддий инкас қайтуруп, уйғур дияридики аталмиш “қош тиллиқ” йәсли вә башланғуч мәктәпләрдә оқуватқан уйғур балилириниң нөвәттики әһвалидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

Америкида яшаватқан медитсина пәнлири доктори җүрәт обул әпәнди өз оғлиниң үрүмчидики йәсли вә башланғуч мәктәп һаяти билән японийәдики мәктәп һаятини селиштуруп, арилиқтики зор пәрқни көрситип өтти.

У йәнә, хитайдики йәсли вә мәктәп маарипиниң сәбий балиларға дөләт сиртида японларни, дөләт ичидә уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрни яман көрситишкә урунуштәк тәшвиқат характеригә игә икәнликиниму тәкитләп өтти.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.