Студент қиз: елишқуда балилирини оқуталмайватқан нурғун аилиләр бар

Мухбиримиз әркин
2015.08.31
saqchi-uyghur-qiz-tekshurush-305 Уйғур елидики тәкшүрүш понкитлириниң биридә, хитай сақчи бир уйғур қизниң салаһийитини тәкшүрүп сорақ қилмақта. (Орни вә вақти ениқ әмәс)
AFP Photo

Йәкәнниң илишқу йезисиниң нами 2014‏-йили 28‏-июлдики мәшһур “илишқу вәқәси” билән дуняға тонулди.

Хитай һөкүмити вәқәдә 97 адәм өлгән, өлгәнләрниң 59 нәпири “зораван террорчилар” дәп җакарлиған болсиму, бирақ у, хәлқара тәкшүргүчиләрниң илишқуға кирип, тәкшүрүш елип бериш тәлипини изчил рәт қилип кәлгән.

Хитай даирилириниң учурни қаттиқ контрол қилиши нәтиҗисидә “илишқу вәқәси” ниң һәқиқий әһвалиға қарита соал вә гуманлар давамлиқ күчийип барди. Д у қ хитай аманлиқ күчлириниң вәқәдә аз дегәндә 2000 уйғурни қирип ташлиғанлиқини илгири сүрүп кәлди.

Йеқинда уйғур аптоном районлуқ партком секретари җаң чүншйән илишқуни зиярәт қилған. У, илишқу базирида деһқанлар, диний затлар вә йәрлик кадирлар билән сөһбәт өткүзгән.

Биз илишқуниң һазирқи вәзийити, хәлқниң ой ‏пикри вә қийинчилиқини һәр тәрәплимилик йорутуп бериш үчүн мәхсус сөһбәт программиси тәйярлидуқ. Өткән қетимлиқ 2 программида, йәрлик аманлиқ хадимлирини вә деһқанларни зиярәт қилған идуқ. Бүгүн илишқулуқ бир студент қиз билән сөһбәт өткүздуқ.

Туранқиз уйғур илидики мәлум бир университетниң ахирқи йилқи студенти. У, илишқу вәқәсиниң тәпсилати һәққидә инчикиләп тохтилишни халимиди. Бирақ у, елишқуда намратлиқ сәвәбидин пәрзәнтлирини юқирилап оқуталмайдиған нурғун аилә барлиқини билдүрүп, һөкүмәт уларға ярдәм қилишқа тегишлик, дәп қараймән, деди.

Туранқиз: нурғун аилә бар деһқан кирими болмиғачқа балилирини оқуталмайдиған. Болмиса нурғун балилар бар оқуғуси бар. Гәрчә оқуш пули, маарип һәқсиз болған билән ятаққа киргәндин кейин турмуштин қийнилиду. Намрат оқуғучилар кирип қалса оқуялмаймиз, дәп әнсирәйдикән.

Деһқанларда, биз оқутқан билән ни-ни адәмләр хизмәткә орунлишалмайватса, бизниң балилиримиз қандақ орунлишиду, дәп. Ахири йәнила арқа ишик қилиду, дегән хиял бар. Мән нурғун балилар билән параңлишип бақсам уларниң оқуғуси баркән. Мән ойлаймән әмди, уларға яхши тәрбийә ишләп, балиларни оқутуңлар, десә. Маарип җәһәттин ярдәм қилса, дәймән.

Мухбир: илишқу вәқәси болғанда сиз мәктәптимитиңиз яки өйиңиздимитиңиз?
Туранқиз: биз у вақитта йезидики өйдә әмәстуқ. Өйдикиләр ағрип қелип шәһәрдики өйгә кирип кетип дохтурханиға барғантуқ.

Мухбир: шәһәр дегиниңиз қайси шәһәр? қәшқәрни дәмсиз яркәнттә?
Туранқиз: яркәнттә, йәркәнттә дохтурханида идуқ. Биз у вақитта елишқуда әмәстуқ. Кейин андин һейт болди, һейттин кейин бирәр һәптә өтүп биз елишқуға чиқтуқ дәймән. Биз у чағда елишқуда әмәстуқ.

Мухбир: у сиз нәдин аңлидиңиз елишқуда вәқә йүз бәргәнликини?
Туранқиз: мән у күниси аңлимиған у вәқәни. Кейин 2-3 күн өтүп андин башқиларниң еғизидин аңлидим.

Мухбир: аилиңиз деһқанму яки башқа кәсип билән шуғуллинамду? сиз немә иш қилисиз?
Туранқиз: бизниң аилә маарип билән шуғуллиниду, ата-анам оқутқучи. Мән өзүм аилә мәктәптә оқуймән.

Мухбир: дәрсиңларни қайси тилда өтиду? хәнзучә өтиләмду яки уйғурчә өтәмду?
Туранқиз: пүтүнләй хәнзучә өтилиду. Уйғурчә өтилидиған дәрсимиз асаси җәһәттин йоқ. Бир шу бәзи профессорлар келип доклат сөзләп қалса, уйғурчә сөзләйду. Лекин асаси җәһәттин пүтүн дәрсимиз хәнзучә өтилиду. Китап-материяллиримизниң һәммиси хәнзучә.

Мухбир: оқутқучилириңларчу? улар хәнзуму яки уйғур?
Туранқиз: уларниң бәзилири уйғур, бәзилири хәнзу. Лекин уйғурларму хәнзучә дәрс өтиду. Улар хәнзучә раван өтәләйду. Улар ишқилип тиришчанлиқ көрситип өзлүкидин хәнзучини өгинип дәрс өтүватиду бизгә.

Мухбир: сизниң хәнзучиңиз қандақ? сиз дәрс аңлап униңдин хатирә қалдураламсиз?
Туранқиз: һәә, аңлап чүшинәләймән һәм хатирә қалдуралаймән. Асаси җәһәттин яман әмәс чүшинимән. Мениң оқуватқинимға һазир 4 йил болди. Оқушум 5 йиллиқти, йәнә бир йил оқувәтсәм оқушум пүтиду.

Мухбир: өткән йили елишқуда йүз бәргән вәқәдин кейин һазир вәзийитиңлар қандақ болуп қалди?
Туранқиз: һазир яхши турмушимиз. У ишлар аллибурун өтүп кәтти. У ишларға бир йил өтүп кәткәчкә һазир гәп сөзләрму бесиқип қалди. Турмушимиз яхши.

Мухбир: лекин базарға чиқсаңлар сақчилар йәнила бар дәңә, қаравуллуқ қиливатқан?
Туранқиз: яқ әмди, шәһәрләргә кирип қалсақ мундақ кимлик тәкшүридиған ишлар бар, у һәммә йәрдә барғу бихәтәрлик үчүн, ашундақ тәкшүриду. Лекин базарлирида сақчилар унчилик маңғандәк қилмайду. Әмма ундақ тәкшүрүшләр бар. Йешил картини билмидим, лекин мән елишқуға кирип чиққанда кимлик картамни көрситип кирип чиқимән. Кимликни басидиған йәр бар, шу йәргә бесипла өтүп кетимән. Машина бар йәрләрдә кимликни машиниға басиду, йоқ йәрләрдә кимликни көрүп, тәкшүриду.

Мухбир: аңлисақ яшлар түрмигә кирип кетип аилидики қери-чөриләр қийин әһвалда қалған ишлар баркән. Йәрлик пуқралар һөкүмәт мушу мәсилисини һәл қилса болатти, дәйдикән?
Туранқиз: мән бәк хәвәр көрмәймән, елишқуда иш чиқти, дегән билән у иш чиққан йәр башқа йәрдә болғачқа биз пәқәт мундақла ашлидуқ, конкрет әһваллирини ениқ уқмаймән. Униң үстигә бизниң уруқ-туғқанларниң ичидә у вәқәгә четилип қалғанларму йоқ.

Мухбир: пәрзәнтлири бу вәқәгә четилип түрмигә кирип кәткән аилиләр қандақ қиливатиду һазир?
Туранқиз: аңлисам һелиқи төвәнгә чүшкән кадирлар келип һал сорап, бәк қийинчилиқ барларға ун, гүрүч вә башқа нәрсиләр билән тәминләп қиливатқан охшайду. У кирип кәткәнләрни бирәр ай тәрбийиләйдикәнғу аңлисам. Асаси қатлам кадирлири уларға ярдәм қилип етиз-ериқ ишлирини қилалмиған болса шулар қилип бериветипту, дәп аңлидим, мән. Мән аңлиғанлиримни дедим, өз көзүм билән көрмигәндин кейин. Мән буларни пәқәт хәвәрләрдә көргән. Ашундақ йетим-йесир, қери-чүри, кичик балилар қалған болса, һөкүмәт ярдәм қилип, уларни өзи оқутуп қилидикән, дәп аңлидим.

Мухбир: ата-аниси өлүп кетип йетим қалған балиларничу? аңлисақ уларни үрүмчигә елип кетидикән, дәп аңлидуқ?
Туранқиз: мәнму шундақ аңлиған, ата-анисиз қалған балиларни үрүмчигә елип кетидикән, дәп. Лекин униң тәпсилатини бәк ениқ уқмайдикәнмән. Раст елип кәттиму яки қандақ болди, бу ишларни мән бәк сүрүштүрүп кәтмигәчкә.

Мухбир: у мәктипиңизгә қайтип барғандин кейин бу вәқә тоғрулуқ сиясий йиғинларни ачтиму оқуғучиларға?
Туранқиз: һәә, мәктәпләр барғандин кейин мәсилән, мушу елишқулуқ балиларни йиғип, қорқмаңлар, қандақ гәп болса бизгә дәңлар, деди. Андин кейин бу дегән террорлуқ, дәп сиясий йиғин ечип, һәммимизниң пикрини елип бу вәқәниң сиясий характерини чүшәндүрүп шундақ қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.