UNPO Хәлқара саватсизлиқни түгитиш күни уйғурларға маарипта сүпәт вә баравәрлик тәләп қилди
2014.09.08
Вакаләтсиз милләт вә хәлқләр тәшкилати дүшәнбә күни елан қилған баянатида, шәрқий түркистанни өз ичигә алған унпо әзалириниң маарип вә инсани тәрәққият җәһәтләрдә тәңсизлик вә адаләтсизликкә учраватқанлиқини оттуриға қоюп, бу әһвалдин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
Баянатта, саватсизлиқ мәзкур органға әза хәлқләрдә кәң тарқалған омумйүзлүк һадисә, дәп көрситип, бу, йәрлик хәлқләр вә аз санлиқ милләтләр чекиватқан иҗтимаий тәңсизлик вә адаләтсизликни намаян қилиду. Бу хәлқләрдики охшимиған қатламларниң инсан тәрәққиятидики тәңсизлик, уларниң мувапиқ маарип тәрбийәсигә еришәлмәслик пәйда қилған зәип орни бизни давамлиқ әндишигә салмақта, дегән.
8-Авғуст хәлқара саватсизлиқни түгитиш күни мунасивити билән елан қилинған баянатта көрситишичә, һазир хитайниң саватлиқ нисбити 95% гә йәткән болсиму, бирақ шәрқий түркистанда саватлиқ орами 40 % әтрапида болуп, бу зор пәрқ йәрлик хәлқ вә аз санлиқ милләтләрниң чәткә қеқилғанлиқи, бу, уларниң өзини ипадилишидики зор тосқунлуққа айланғанлиқини көрситиду.
Мәзкур баянат хитай һөкүмитиниң қош тиллиқ маарип сиясити хәнзу тилини уйғур миллий маарипиниң орниға дәсситип, уйғур өктичи гуруһларниң вә кишилик һоқуқ органлириниң күчлүк наразилиқини қозғиған вә уларниң қаттиқ тәнқидигә учриған мәзгилдә елан қилинди. Вакаләтсиз милләт вә хәлқләр тәшкилатиниң программа мәсул хадими ева петкович, уйғур миллий маарипиниң хитайлаштуруши уйғур балилириниң ғурури, кимлики вә өзини тонушиға зор тәсир қилғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: саватсизлиқ бизгә әза хәлқләр ичидә кәң тарқалған һадисә. Бу һәқиқәт шуни көрситиду, йәни бизгә әза хәлқләрниң тәңсизлик вә адаләтсизликкә учраватқанлиқини көрситип бериду. Чүнки, улар өзлири еһтияҗлиқ болған сүпәтлик маарип вә әркин маарипқа еришәлмигән. Хитайдики шәрқий түркистан мәсилисигә охшаш һадисиләрдә маарип пәвқуладдә муһим мәсилә. Чүнки, хитайниң сиясити сәвәблик уйғур хәлқи өзлири еһтияҗлиқ маарип тәрбийәсигә еришәлмәй кәлди. Уйғур хәлқи башланғуч, оттура вә алий мәктәпләрни өзиниң ана тилида оқуялмайду. Улар хитай тили өгинишкә мәҗбурланди. Нәтиҗидә бу, уларниң ғурури, кимлики вә өзини тонушиға қаттиқ тәсир қилди.
Вакаләтсиз милләт вә хәлқләр тәшкилатиниң көрситишичә, шәрқий түркистанни өз ичигә алған йәрлик хәлқ районлириниң саватсизлиқ вә маарип мәсилисидики йәнә бир тосқунлуқ-мәвҗут маарип системисидур. Мәвҗут маарип системиси йәрлик хәлқ вә аз санлиқ милләт әнәниви қиммәт өлчәмлирини нәзәргә алмиғанлиқи, уларниң турмуш йолиға алақидар тоғра учурларни әкс әттүрмигәнлики үчүн, бу уларниң ғурурини сундуруп, улардики етирап қилиниш, нәтиҗә вә билимгә болған иштияқ туйғусини зәипләштүргән.
Вакаләтсиз милләт вә хәлқләр тәшкилатидики ева петкович, бу хил маарип системисиниң йәрлик хәлқ яки аз санлиқ милләт балилирида пәйда қилидиған сәлбий тәсири һәққидә тохталди, униң көрситишичә, оқуғучиларни китаб, компютер қатарлиқ қораллар билән тәминләп, саватсизлиқни түгитиш муһим болупла қалмай, оқуғучиларда хоҗайинлиқ туйғуси яритиш муһим болуп, бу хил туйғу ана тил маарипи, шу хәлқниң әнәниви қиммәт өлчими вә турмуш йолиға мувапиқ маарип системиси арқилиқ тиклиниду.
Ева петкович, әлвәттә, оқуғучиларни қоллинишиға компютер, китаб қатарлиқ қораллар билән тәминләп, уларниң маарип сапаси вә саватлиқ болушини юқири көтүрүш муһим. Бирақ шундақла йәнә, оқуғучи вә кишиләрдики һәр хиллиқ, рәңга-рәңликни алға сүрүп, уларға җәмийәтниң бир парчиси икәнликини һес қилдурушму муһим. Әгәр уларға тарихий, мәдәнийити, диний вә тилиниң һөрмәт қилиниватқанлиқи, униң бу җәмийәткә дахил икәнликини һес қилдурмисиңиз, сизниң әнәниви қиммәт өлчимиңизгә мәктәп программилирида орун берилмисә, бу сизниң өзиңизни тонушиңизға, актипчанлиқиңизға қаттиқ тәсир қилип, өзиңизни чәткә қеқилғанлиқ туйғуси пәйда қилиду, деди.
Б д т мәдәнийәт, маарип, илим-пән тәшкилати 1966-йилдин бери һәр йили 8-авғуст күни хәлқара саватсизлиқни түгитиш күнини хатириләп кәлди. Б д т 1965-йили 17-ноябир қарар мақуллап, һәр йили 8-авғустни хәлқара саватсизлиқни түгитиш күни қилип бекәткән.
Вакаләтсиз милләт вә хәлқләр тәшкилати өзиниң “саватсизлиқ UNPO әзалириға нимидин дерәк бериду” сәрләвһилик баянатида, маарип һоқуқи кишилик һоқуқниң башқа барлиқ саһәлиригә бағлиқ асасий кишилик һәқ-һоқуқ икәнликини әскәртип, иҗтимаий, мәдәнийәт һаяти вә тәрәққиятқа иштирак қилиш, әркинлик вә өзини тонуштики зөрүрийәт, дәп дегән.
Баянатта көрситишичә, мәктәпләрдики миллий, тил, мәдәнийәт вә диний кәмситиш маарип тәңсизликидики әң зор тосалғу болуп, бу, йәрлик хәлқ вә аз санлиқ милләтләрдики яхши оқумаслиқ, мәктәп пүттүрәлмәслик нисбити юқирилиқиниң сәвәби. Баянатта, бу хил намувапиқ система йәрлик хәлқ яки аз санлиқ милләтләр яхши оқумиса, бу уларни намратлиқ, иҗтимаий сәрсанлиқ, намувапиқ тәрәққиятқа муптала қилип, уларниң сиясий, иқтисади, иҗтимаий һаятниң һәр қайси саһәлиридә йәклинишкә дучар қилидиғанлиқини билдүрди.
Ева петковичниң қаришичә, саватсизлиқни түгитиш зораванлиқниң алдини елип, муқимлиқ вә пуқралардики иҗтимаий мәсулийәтни күчәйтиду. Буниң нөвәттики шәрқий түркистан вәзийитидә әһмийити зор. Ева петкович мундақ деди: хитай һөкүмити саватсизлиқни түгитишниң муһимлиқини чүшиниши керәк. Чүнки, бу инсан һәқлири вә мәдәнийәт һоқуқини алға сүрүшниң бир қисми. юқири сәвийәдики сават шәхсләрниң өз җәмийитигә, муһитқа болған яки демократик мәсулийәтчанлиқини өстүриду. Шундақла бу йәнә, кишиләрниң тоқунушни ғәйрий зораванлиқ васитилиригә тайинип һәл қилиш иқтидари вә қабилийитини күчәйтиду. Буниң шәрқий түркистан үчүн әһмийити зор. Маарип системисидики юқири саватлиқ нисбити, юқири тәрбийә мәктәпләрдики көп хиллиқни җанландуруп, мәдәнийәт оттурисидики алақини яхшилайду.
Бирақ уйғур паалийәтчилириниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити маарип системисидики көп хиллиқ уйғурларниң мустәқиллиқ еңини күчәйтиду, дәп қарап, хитай тили вә хитай маарипини мәркәз қилған бир хиллиқни тәшәббус қилмақта икән. Шуңа, у һәр хил бәлгилимиләрни чиқирип, мәктәп орунлирида уйғур оқуғучиларниң миллий, диний хаслиқини гәвдиләндүрүшкә чәклимә қойған.