Уйғур яшлирини тәрбийиләш курси бүгүн башланди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2017.03.30
yashlarni-terbiyelesh-3.jpg Уйғур яшлирини демократийә, кишилик һоқуқ, қануний билимләр билән тәрбийиләш курсидин көрүнүш. 2017-Йили 29-март, бирюссел.
RFA/Ekrem

Белгийә пайтәхти бирюсселдики уйғур яшлирини демократийә, кишилик һоқуқ, қануний билимләр билән тәрбийиләш курси бүгүн рәсмий башланди.

Мәлум болғинидәк, дуняниң һәр йеридин кәлгән 50 нәпәр уйғур яшлири 29-март явропа парламентида өткүзүлгән “уйғурларниң етиқад вә саяһәт әркинликиниң чәклиниши” намлиқ йиғинға қатнашқан иди. Бүгүн 30-март саәт 9:00 да уйғур яшлирини тәрбийиләш курси д у қ яшлар комитетиниң рәиси ғәюр қурбан әпәндиниң чечилиш нутқи билән башланди. Йиғинға қатнашқучилар алди билән шәрқий түркистан истиқлал маршиға һөрмәт билдүрди.

Бүгүнки бу йиғинда тунҗи болуп оксфорд университетиниң тәтқиқатчиси фиона ханим бу курисқа қәдәм тәшрип қилған яшлар арисида рай синаш паалийити елип барди. Саәт9дин 30 минут өткәндә башланған бу паалийәттә “шәрқий түркистанниң истиқбалиға қандақ қарайсиз?”, “бу нөвәт явропа парламентида өткүзүлгән уйғурларниң етиқад вә саяһәт әркинликиниң чәклиниши намлиқ йиғиндин рази болдиңизму?” дегәндәк соаллар оттуриға қоюлди. Уйғур яшлири оз вәтининиң кәлгүсигә үмид билән қарайдиғанлиқини бәс-бәстә тәкитләшти.

Фиона ханимниң рай синаш паалийити ахирлашқандин кейин, саәт 10:00 дин башлап кишилик һоқуқ мутәхәссиси пирре һегай әпәнди “кишилик һоқуқ вә б д т ниң хизмәт механизмни” дегән темида 3 саәт дәрс өтти. Бу дәрстә б д т кишилик һоқуқ кеңиши вә униң тәркибидики түрлүк комитетларниң хизмәт усули, б д т ға сунулидиған доклатларни һазирлашниң 6 түрлүк қаидә-принсиплири тәпсилий чүшәндүрүлди. Дәрстин кейин уйғур яшлирини нәқ мәйданда практикиға уюштуруп, шәрқий түркистан мәсилисини б д т ға аңлитиш үчүн 30 минут ичидә синақ доклат һазирлатқузди.

Чүштин кейин саәт 14:00 да, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати (UNPO) хадими лусия паррочи ханим уйғурлар мәсилисини явропа парламентида аңлитишниң усул-чарилири тоғрисида дәрс өтти. У сөзидә, хитай зулуми сәвәблик күнсери еғир вәзийәткә дуч келиватқан уйғурлар мәсилисини явропа парламентида аңлитиш һәм хитайға бесим болидиған үнүмлүк қарарлар алдуруш үчүн бесип өтүшкә тегишлик қәдәм басқучларни тәпсилий чүшәндүрди.

Саәт 15:00-18:00 да амистердам университетиниң профессори чарлоттә һиллә “хәлқара қанун вә өз тәқдирини өзи бәлгиләш” темисида 3 саәт дәрс өтти.

Бүгүнки бу курста уйғур яшлири өтүлгән дәрсләрни наһайити зор қизиқиш ичидә аңлиди. Чүшәнмигән мәсилилирини сорап билди. Курс арилиқидики арам елиш вақтида, һәр бир дөләттин кәлгән уйғур яшлири өзлирини тонуштуруп өтти вә оз вәтини, миллити үчүн бәҗанидил хизмәт қилиш ирадилирини билдүрүшти.

Биз бүгүнки курс хатимисидә, бу паалийәткә қатнашқан һәрқайси әлләрдин кәлгән уйғур яшлирини зиярәт қилип, уларниң курстин һасил қилған тәсиратлирини билишкә териштуқ. Америкидин кәлгән тәтқиқатчи зубәйрә ханимму өзиниң бу паалийәт һәққидики қарашлирини оттуриға қойди.

31-Март өткүзүлидиған д у қ ниң уйғур яшлирини демократийә, кишилик һоқуқ, қануний билимләр билән тәрбийиләш курсида йәнә бир қисим мутәхәссисләр дәрс сөзләйдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.