“мәркәзләштүрүп башқуруш” му яки сиясий вә идеологийә җәһәттин контроллуққа елишму?

Мухбиримиз қутлан
2017.01.17
uyghur-yeza-namrat-mektep-1.jpg Уйғур йезилиридики намрат мәктәп.
weibo.com

Уйғур диярида 1930-йиллардики миллий ақартиш һәрикити мәзгилидә нопуси нисбәтән зич, қәдимдин буян сода-тиҗарәт вә мәдәнийәт мәркизи болуп кәлгән районларда әң балдурқи башланғуч вә оттура мәктәпләрниң қурулғанлиқи мәлум.

Кейинки мәзгилләрдики толуқ оттура мәктәпләр мана мушу асаста қурулуп, шу районниң маарип-мәдәнийәт тәрәққияти һәмдә авамниң коллектип сапасиниң өсүшидә түрткилик рол ойниған.

Һалбуки, йеқинқи йиллардин буян, даириләр уйғур елидики “толуқ оттура мәктәпләрни мәркәзләштүрүп башқуруш” бәлгилимисини йолға қоюп, наһийәдин төвән дәриҗилик йеза-базарлардики әслидин бар болған толуқ оттура мәктәпләрни бирдәк әмәлдин қалдурған. Һәтта нопуси 10-15 миңдин ашидиған, әзәлдин шу райондики сода-тиҗарәт вә мәдәнийәт мәркизи болуп кәлгән йеза-базарлардики даңлиқ толуқ оттура мәктәпләрму тақиветилгән. Буниң билән миңлиған яш-өсмүрләр аилә тәрбийиси вә ата-ана меһридин айрилип, шәһәрләрдики мәркизий толуқ оттура мәктәпләргә берип оқушқа мәҗбур болған.

Ундақта, “мәркәзләштүрүп башқурулуватқан” толуқсиз вә толуқ оттура мәктәпләрдики уйғур оқуғучиларниң һазирқи әһвали қандақ болуватиду?

Қумул бостанлиқиниң ғәрбигә җайлашқан, шәһәр билән болған арилиқи 80 километир келидиған қарадөвә йезиси қумул вилайитидики мәшһур йезилардин бири. Маарип хизмити билән шуғуллиниватқан бирәйләнниң билдүрүшичә, буниңдин бирқанчә йиллар илгири бу йәрдики узун йиллиқ тарихқа игә толуқ оттура мәктәп әмәлдин қалдурулуп, оқуғучилар 80 километир йирақлиқтики қумул шәһиригә берип ятақта йетип оқушқа мәҗбур болған. Дәриҗиси толуқ оттура мәктәптин толуқсиз оттура мәктәпкә чүшүрүлгән қарадөвә оттура мәктипи бирқанчә йиллиқ “мәркәзләштүрүп башқуруш” җәрянида “яғлиқ салған бирму оқуғучи болмаслиқ” өлчимигә йәткүзүлгән икән.

Қарақаш наһийәси хотән вилайитидики нопуси зичлиқи әң юқири наһийәләрдин һесаблиниду. Һалбуки, қарақаш наһийисиниң йеза-базарлирида әзәлдин бар болған толуқ оттура мәктәпләр бирдәк әмәлдин қалдурулуп, наһийә мәркизигә мәркәзләштүрүлгән. Қарақаштики мәлум йезилиқ толуқсиз оттура мәктәпниң бир нәпәр хадими “мәркәзләштүрүп башқуруш” давамида мәктәпниң аманлиқи үчүн 24 саәт көзәттә туридиғанлиқини билдүрди.

Керийә наһийәлик маарип идарисиниң бир нәпәр мәсул хадимиму, мәктәпләрни “мәркәзләштүрүп башқуруш” йолға қоюлғандин буян, мәйли оқуш мәвсумида болсун яки тәтилләрдә болсун, оқутқучиларниң һәр сәйшәнбә күни мәктәпкә толуқ йиғилидиғанлиқини, андин оқуғучиларниң аилилиригә берип, уларниң бир һәптилик аилидики әһвалини сүрүштә қилидиғанлиқини, һәр җүмә күни оқуғучиларни мәктәптә тутуп туруп, уларниң җүмә намизиға кетишиниң алди елинидиғанлиқини билдүрди.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди бу һәқтә инкас қайтуруп, хитай даирилириниң мәктәпләрни “мәркәзләштүрүп башқуруш” баһаниси билән уйғур йеза-базарлиридики толуқ оттура мәктәпләрни әмәлдин қалдуруши, уларниң райондики миллий маарипни хитайлаштуруш истратегийәсиниң бир қисми, дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.