Малайсия исламий тәшкилатлар ортақ баянат елан қилип, уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн уйғурларни қоллашни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.05.03
malaysiye-ziyaret-04 Малайсиядики исламий тәшкилат рәһбәрлири
RFA/Erkin Tarim

Дуня уйғур қурултийи вә уйғур кишилик һоқуқ қурулушидин тәшкилләнгән 4 кишилик һәйәт йеқинда малайсияға берип, исламий тәшкилатлар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән учришиш паалийәтлиридә болған. Паалийәттин кейин, малайсиядики исламий тәшкилатлар ортақ баянат елан қилип, уйғур мәсилисини унтуп қалмиғанлиқини вә уни өзлириниң күнтәртипидә тутуп туридиғанлиқини алаһидә җакарлиған.

Ислам ханим қизлар тәшкилати рәһбәрлири
Ислам ханим қизлар тәшкилати рәһбәрлири
RFA/Erkin Tarim

1-Май күни малайсияниң куалалумпур шәһиридин айрилиш алдида зияритимизни қобул қилған өмәр қанат әпәнди, бу йил 4-айниң 25-күнидин 5-айниң 1-күнигичә өзлириниң малайсияға елип барған зияритиниң мувәппәқийәтлик өткәнликини билдүрүп мундақ деди: “малайсиядики әң чоң ғәлибә шу болдики, 30-апрел күни малайсиядики исламий тәшкилатлар ортақ баянат елан қилип, уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн давамлиқ тиришидиғанлиқини, пәләстин мәсилиси билән болуп кетип уйғур мәсилисини унтуп қалмиғанлиқини, уйғур мәсилисиниму пәләстин мәсилисигә охшаш өзлириниң күнтәртипидә тутуп туридиғанлиқини җакарлиди. Бу, малайсиядики паалийәтлиримизни тосушқа тиришиватқан хитайға берилгән әң яхши җаваб болди.”

Өмәр қанат әпәнди һәйәтниң малайсияға елип бериватқан зияритини тосуш үчүн хитайниң малайсияда турушлуқ әлчиханисиниң көп һәрикәт қилғанлиқини баян қилип мундақ деди: “хитай әлчиханиси наһайити көп рәзилликләрни қилди. Бизниң малайсиядики йолимизни тосуш, сөһбәт йиғинлиримизниң алдини тораш, болупму бизниң исламий тәшкилатлар билән болған мунасивитимизни бузуш үчүн өсүк сөзләр тарқитип, яман хапа қилди. Лекин буниңда ғәлибә қилалмиғанлиқи, мәғлуп болғанлиқи 30-апрел күни исламий тәшкилатлар елан қилған ортақ баянат билән испатланған болди. ”

Малайсия дөләтлик кишилик һоқуқ комитети комиссари пирофессор ноор азиаһ муһид авал(оңдин иккинчи киши)
Малайсия дөләтлик кишилик һоқуқ комитети комиссари пирофессор ноор азиаһ муһид авал(оңдин иккинчи киши)
RFA/Erkin Tarim

Дуня уйғур қурултийи һәйити2019-йилдин башлап малайсия билән һиндонезийәни көп қетим зиярәт қилип, бир қатар паалийәт вә учришишларни елип берип, малайсиядики аммиви тәшкилатлар билән наһайити яхши һәмкарлиқ орнатқаниди. Өмәр қанат әпәндиниң билдүрүшичә, йеқиндин буян хитайниң тәтүр тәшвиқати түпәйлидин һәйәтниң паалийәтлири бәзи бузғунчилиқларға учриған болсиму, бу қетимқи зиярәт арқилиқ, һәмкарлиқ қайта орнитилған. У мундақ деди: “биз бурун малайсиядики исламий тәшкилатлар билән наһайити яхши мунасивәтләр орнатқан идуқ. Хели узун йиллардин буян улар билән һәмкарлишип ишләвататтуқ. Өткән йил 7-өктәбирдин кейин бәзи уқушмаслиқлар мәйданға кәлди. Әмма бу қетимқи зияритимиз җәрянида бу һәмкарлиқни қайта орнатқан болдуқ. ”

 Өмәр қанат әпәнди бу қетимқи зиярәттә исламий тәшкилатлар биләнла әмәс, кишилик һоқуқ тәшкилатиға охшаш башқа тәшкилатлар биләнму көрүшкәнликини вә буниң бу қетимқи зиярәтниң алаһидә мувәппәқийити икәнликини билдүрүп мундақ деди: “биз бу йәрдә пәқәт исламий тәшкилатлар биләнла әмәс, кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән наһайити кәң даиридә сөһбәтләр елип бардуқ. Мәсилән хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң бу йәрдики вәкиллири билән сөзләштуқ. Муһаҗирлар тәшкилатиниң вәкиллири биләнму көрүштуқ. Бәзи кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири билән учраштуқ, уларға өзимизниң мәсилилирини аңлитип, улар билән йеңидин мунасивәт орнаттуқ. Улар билән бундин кейин қандақ қилип малайсияниң һалқилиқ, муһим органлирида шәрқий түркистан мәсилисини аңлитип қарар чиқарталаймиз. Бу һәқтә муһим пиланлар түздуқ. Булардин сирт, парламент әзалири, яш паалийәтчиләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири билән учраштуқ наһайити яхши пиланларни түзүп чиқтуқ” .

 Өмәр қанат әпәндиниң билдүрүшичә, улар 29-апрел күни малайсияниң һакимийәт қатлимидики партийә яшлар ячейкисиниң баш катипи муһид һафиз бин арифин вә униң муавинлири, малайсия дөләтлик кишилик һоқуқи комиссари пирофессор ноор азиаһ муһид авал ханим, шуниңдәк ислам тәшкилатлири вә мусулман аял тәшкилатлири рәһбәрлири билән учришип, уйғур қирғинчилиқини тохтитиш үчүн хәлқарада вә малайсияда немиләрни қилиш тоғрисида музакирә елип барған һәмдә пиланлар түзгән.

Малайсия дөләтлик кишилик һоқуқ комитети комиссари пирофессор ноор азиаһ муһид авал(оңдин үчинчи киши)
Малайсия дөләтлик кишилик һоқуқ комитети комиссари пирофессор ноор азиаһ муһид авал(оңдин үчинчи киши)
RFA/Erkin Tarim

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси, қурултай аяллар комитетиниң мудири вә қурултай хәлқара алақә бөлүминиң директори зумрәтай әркин малайсияға елип берилған зиярәтниң барлиқ тосалғуларға қаримай яхши өткәнликини, әһмийитиниң зор болғанлиқини илгири сүрди.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши мудири өмәр қанат әпәнди, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши мутәхәссиси луйиса грев (Louisa Greve) ханим, дуня уйғур қурултийи хадимлиридин зумрәтай әркин ханим вә адил абдукеримдин әпәндиләрдин тәркиб тапқан һәйәт малайсиядики мустәқил адвокатлар бирлики рәиси җамалидин әпәнди, 80 дин көп аммиви тәшкилаттин тәркиб тапқан исламий тәшкилатлар бирлики рәиси азми вә “уйғурларни қоллайдиған малайсиялиқлар” тәшкилатиниң рәиси зуһри юһйи әпәнди қатарлиқлар билән көрүшкән. Бу учришишларда улар бурун дуня уйғур қурултийи билән түзгән бәзи келишимләр, иш пиланлири вә бәзи һәмкарлиқларниң әмәлийлишиш әһвали тоғрисида музакирә елип берилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.