Америка ташқи ишлар министири марко рубийониң тунҗи учришиши вә униңдики сигналлар
2025.01.23
Американиң 47-нөвәтлик пирезиденти доналд трамп тәрипидин ташқи ишлар министири қилип көрситилгән марко рубийо америка дөләт мәҗлисидә толуқ аваз билән бу вәзипигә лайиқ көрүлди вә нәтиҗидә рәсмий һалда американиң йеңи ташқи ишлар министири болди. 21-январ сәйшәнбә күни әтигәндә қәсәм берип вәзиписини тапшурувалған марко рубийо, шу күни чүштин кейин һиндистан, австралийә вә японийә қатарлиқ “төт дөләт хәвпсизлик диялоги” ға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири билән учрашқан.
Учришишидин кейин тарқитилған баянатта мунулар дейилгән: “америка, австралийә, һиндистан вә японийәниң ташқи ишлар министирлири бүгүн вашингтонда учришип, әркин вә очуқ һинди-тинч окянни күчәйтиштики ортақ вәдимизни қайта тәкитлидуқ, биз бу районда қанун билән идарә қилишни, демократик қиммәт қарашни вә игилик һоқуқниң пүтүнлүкини қоғдаймиз. Төт дөләт хәлқара қанун, иқтисадий пурсәт, тинчлиқ, муқимлиқ вә деңиз-окянни өз ичигә алған барлиқ саһәләрдә һинди-тинч окяндики хәлқләрниң тәрәққияти вә гүллинишигә капаләтлик қилиду. Биз һазирқи бу һаләтни зорлуқ яки мәҗбурлаш арқилиқ өзгәртмәкчи болған бир тәрәплимә һәрикәтләргә қәтий қарши туримиз. ”
Дәрвәқә, “төт дөләт хәвпсизлик диялоги” хитайниң һинди-тинч окян районидики һәрбий күчини чәкләш вә униңға тақабил туруш мәқситидә қурулған бир бирлик, дәп билинидиған болғачқа марко рубийониң вәзипигә олтуруп тунҗи күнидә бу бирлик рәһбәрлири билән учришишини ройтерс агентлиқи вә бирләшмә агентлиқи қатарлиқ мәтбуатлар “алаһидә мәнигә игә”, дәп баһалиған.
Америкадики хитай ишлири тәтқиқатчиси, доктор андерс кор сөзидә, хитайға тақабил туруш мәсилиси рубийониң хизмәт мәзгилидики муһим мәсилиләрниң бири болидиғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду:
“мәнчә бу рубийониң әң көп тиришчанлиқ көрситидиған мәсилилириниң бири болиду. У, узундин бери буниң үчүн күрәш қилди. Әмма әлвәттә бу ишқа һөкүмәт җәһәттинму қараш керәк. Һөкүмәт ичидә хитайға тақабил туруш мәсилисидә охшимайдиған көз қараштикиләр мәвҗут. Шуңа хитай мәсилисидә қандақ илгириләш һәққидә һөкүмәт ичидә бәзи ихтилапларниң болидиғанлиқи муқәррәр. Омумән қилип ейтқанда, һазирқи дөләт мудапиә министири, ташқи ишлар министири вә дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси вәзипилиригә тәйинләнгән шәхсләрниң һәммиси хитайға нисбәтән қаттиқ қол позитсийәдики кишиләр болғачқа буниң тәсири зор болиду, дәп ойлаймән” .
Андерс кор әпәнди сөзи давамида, мәйли немә болушидин қәтийнәзәр американиң ташқи ишлар министирилиқиға марко рубийоға охшаш һәр икки партийә тәрипидин етирап қилинған, тәҗрибилик вә актип бир сиясәтчиниң тәйинлиниши америка вә униң шериклири үчүн интайин пайдилиқ икәнликини тәкитлиди.
Америка кеңәш палата әзаси марко рубийо америкадики көзгә көрүнгән сиясәтчиләрниң бири болуп, у, өзиниң хитай компартийәсигә тақабил туруштики вә шундақла оттура шәрқ мәсилилиридики кәскин мәйдани билән тонулған.
Кубаниң диктатор коммунист һакимийитидин қечип америкаға йәрләшкән аилиниң пәрзәнти болған марко рубийо, хитай коммунист һакимийитиниң уйғурларға қаритиватқан вәһшийликлирини наһайити чоңқур чүшәнгән вә һәмдә уни қаттиқ әйибләп, тәдбир қоллинип кәлгән бир сиясәтчи иди. У, бу вәһшийликләрниң америкада “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекитилишидә һәмдә уйғурларға мунасивәтлик қанунларниң елан қилинип, хитай муәссәсәлиригә җаза тәдбири қоюшта һәл қилғуч рол ойниған.
Хитай һөкүмити бу сәвәбтин 2020-йили өч елиш характерлик җаза тәдбири елан қилип, кеңәш палата әзаси марко рубийони өз ичигә алған җәмий 11 нәпәр америкалиқ сиясәтчини “қара тизимлик” кә алған, шундақла уларниң хитайға киришини чәклигәнликини елан қилғаниди. Әмдиликтә, хитайниң болса өзи қара тизимликкә алған бу шәхс билән дипломатик мунасивәтлирини қандақ бир тәрәп қилидиғанлиқи диққәт қозғимақта.
Доктор андерс корниң қаришичә, хитай бу җаза тәдбирини көрмәскә селиши мумкинкән. У мундақ дәйду:
“мәнчә хитай һөкүмити маркор рубийоға қойған җаза тәдбирини көрмәскә селип, нәзәрдин сақит қилиши мумкин. Чүнки бир дөләтниң ташқи ишлар министириға җаза тәдбири қоюш, дипломатик мунасивәт орнитиш үчүн пайдилиқ әһвал әмәс. Шуңа хитай буни ойлишиду, дәп қараймән.”
Дәрвәқә, хитай ташқи ишлар министирлиқи 21-январ сәйшәнбә күнидики ипадисидә бу җаза тәдбириниң икки дөләт оттурисидики дипломатийәгә тәсир көрситәлмәйдиғанлиқидин бешарәт бәргән. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси го җякун мухбирларни күтүвелиш йиғинидики сөзидә: “биз һәр икки дөләтниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири өзара алақини мувапиқ усулда сақлап қелиши керәк дәп қараймиз” дегән.
Америкадики уйғур тәшкилатлири болса марко рубийониң рәсмий һалда вәзипигә олтурушини тәбрикләш билән биргә, униң уйғурлар мәсилисини һәл қилиш үчүн конкрет һәрикәт қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрүшти. Америка уйғур бирләшмиси рәиси әлфидар илтәбир мундақ деди:
“биз марко рубийо әпәндиниң ташқи ишлар министирилиқ вәзиписини рәсмий башлиғанлиқини қизғин тәбрикләймиз. Биз униң наһәқчиликкә қарши күчлүк турушиға вә инсанийәткә қарши елип бериливатқан адаләтсизликләргә күчлүк қарши туридиғанлиқиға ишинимиз. Марко робийо хитай коммунист һакимийитини вә униң инсанийәткә қиливатқан зораванлиқлирини обдан чүшинидиған адәм. Шу сәвәбтин биз униң уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш вә хитай һөкүмитини җавабкарлиққа тартишта башламчилиқ рол ойнишини үмид қилимиз. Биз буниң үчүн марко рубийо әпәнди билән бирликтә һәрикәт қилишни үмид қилимиз.”
Марко рубийо әпәнди 21-январ күни, америка ташқи ишлар министирлиқида сөзлигән тунҗи нутқида һазирқи дунядики вәзийәтниң интайин тез сүрәттә өзгириватқанлиқини тәкитлигән вә мисли көрүлмигән риқабәтләргә қарши американиң мәнпәәтини қоғдаш, дуня миқясида тинчлиқни илгири сүрүш үчүн хизмәт қилидиғанлиқини билдүргән.