Мармара университетида “шәрқий түркистан: кимлик вә күрәш” дегән темида илмий муһакимә йиғини өткүзүлди

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2024.12.13
marmara-muhakime-01 Мармара университетида өткүзүлгән “шәрқий түркистан: кимлик вә күрәш” дегән темидики илмий муһакимә йиғини көрүнүши. 2024-Йили 11-декабир, истанбул
RFA/Arslan

Йеқиндин буян түркийәниң һәр қайси җайлиридики университетларда уйғурлар мәсилисигә аит йиғин, көргәзмә паалийәтлири уюштурулуп кәлмәктә.

11-Декабир чаршәнбә күни истанбулдики мармара университетида 10 дин артуқ яш пидаийлар кулубиниң уюштуруши билән “шәрқий түркистан: кимлик вә күрәш” дегән темида илмий муһакимә йиғини өткүзүлди. Йиғинға мармара университетиниң оқутқучи вә оқуғучилири болуп көп санда киши қатнашти.

Йиғинда хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң түп мәқситиниң уйғурларниң миллий кимликини йоқитиш икәнлики, бирақ хитай 1949-йили шәрқий түркистан ишғал қилғандин буян һазирғичә уйғурлар үстидин һәр түрлүк зулум вә бесим сиясити йүргүзгән болсиму, уйғурларниң миллий мәдәнийәт алаһидилики вә диний етиқадини йоқиталмиғанлиқи, уларни түркий хәлқ кимлики вә мусулманлиқ әқидисидин ваз кәчтүрәлмигәнлики тәкитләнди.

Мармара университетида өткүзүлгән “шәрқий түркистан: кимлик вә күрәш” дегән темидики илмий муһакимә йиғини көрүнүши. 2024-Йили 11-декабир, истанбул
Мармара университетида өткүзүлгән “шәрқий түркистан: кимлик вә күрәш” дегән темидики илмий муһакимә йиғини көрүнүши. 2024-Йили 11-декабир, истанбул
RFA/Arslan

Марамара университетиниң оқутқучиси, дотсент доктор атавуллаһ шаһяр йиғинда ечилиш сөзи қилип, уйғурларниң нөвәттә дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқ киризисини әскәртти, уйғурларниң чәтәлләрдики туғқанлири билән учур-алақә қилалмайдиғанлиқини, бир ким өлүп кәтсә униң чәтәлдики туғқининиң бир қанчә ай яки бир қанчә йилдин кейин хәвәр тапидиғанлиқини ейтти.

У мундақ деди: “пән-техника вә учур-алақә тәрәққий қилған бүгүнки күндә, биз чәтәлләрдә яшаватқан шәрқий түркистанлиқлар вәтән ичидики уруқ-туғқанлиримиз билән алақилишиш уяқта турсун, һеч қандақ мәлуматқа еришәлмәймиз, хитай дунядики әң еғир зулумни садир қиливатиду һәмдә уни дуня җамаитидин йошурушта мувәппәқийәт қазиниватиду. Бүгүнки күндә ғәззә вә сүрийәдә йүз бериватқан һадисиләрни дуня көрүп билип туруватиду, әмма шәрқий түркистанда йүз бериватқан һадисиләрни һеч ким көрәлмәйду, биләлмәйду, хитайниң зулумиға алақидар бизниң қолимизда йетәрлик испат болмиғанлиқи сәвәбидин башқиларни ишәндүрүшкә имкансиз қеливатимиз”.

Доктор атавуллаһ шаһяр әпәнди, ақсу шаярдики акиси билән әң ахирқи қетим 2016-йили телефонда көрүшкәнликини, акисиниң униңға “әгәр мениң һаят яшишимни халисаң буниңдин кейин маңа телефон қилма” дәп агаһландурғанлиқини, акиси вә уруқ-туғқанлири билән 2016-йилидин буян алақә қилалмиғанлиқини, бәш йил илгири вапат болған акисиниң өлүм хәвирини бир қанчә ай илгири алғанлиқини билдүрди вә “бу хил паҗиәләр пәқәт мениң бешимға кәлгән мусибәт болмастин, бәлки чәтәлләрдә яшаватқан пүтүн шәрқий түркистанлиқлар охшаш ечинишлиқ әһвалға дуч келиватиду”,-деди.

Доктор атавуллаһ шаһяр әпәнди мундақ деди: “шәрқий түркистанға сирттин қарайдиған болса һеч иш болмиғандәк көрүниду, әмәлийәттә у йәрдә ирқий қирғинчилиқ йүргүзүлүватиду, әмма хитай, ислам дунясини һәм пүтүн дуня инсанлирини алдап, у йәрдә һеч қандақ мәсилә йоқ дегән сәпсәтигә ишәндүрүштә мувәппәқийәт қазанди, дәрд-әләм вә қайғулиримиз ичимизгә толди, әмма сиртқа чиқиралмаймиз, қолимизда испат болмиғачқа инсанларни ишәндүрәлмәймиз, шәрқий түркистанлиқлар мушундақ бир вәзийәткә дуч келиватиду”.

Мармара университетида өткүзүлгән “шәрқий түркистан: кимлик вә күрәш” дегән темидики илмий муһакимә йиғини көрүнүши. 2024-Йили 11-декабир, истанбул
Мармара университетида өткүзүлгән “шәрқий түркистан: кимлик вә күрәш” дегән темидики илмий муһакимә йиғини көрүнүши. 2024-Йили 11-декабир, истанбул
RFA/Arslan

Бу муһакимә йиғиниға мәдәнийәт университетиниң оқутқучиси вә шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәиси дотсент доктор алимҗан буғда риясәтчилик қилған болуп, йиғинда истанбул тиҗарәт университетиниң сабиқ мудири, пирофессор доктор абдулһәмит авшар “хитайниң ассимилятсийә вә көчмәнләр сиясити” дегән темида сөзлиди. У мундақ деди: “бүгүнки күндә хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң түп мәқсити уйғурларниң миллий кимликини йоқитиштур. Әмма хитай шәрқий түркистанни ишғал қилған 1949-йилидин буян һәр түрлүк зулум вә бесим сиясити йүргүзгән болсиму, уйғурларниң миллий вә диний кимликини йоқиталмиди, мән түрк, мән мусулман дегән чүшәнчидин ваз кәчтүрәлмиди. Шу сәвәбтин 2016-йили башлатқан йиғивелиш лагерлирини қуруш пилани болса, пикри җәһәттин өзгәртәлмигән миллий вә дини чүшәнчини, җисманий җәһәттин уйғурларни йоқитиш, қирғин қилиш арқилиқ түгитиш сияситиниң нәтиҗисидур”.

Пирофессор доктор абдулһәмид авшар әпәнди, хитайниң уйғурларни ассимилятсийә қилиш үчүн елип барған бир түркүм бесим сиясәтлирини тилға елип өтти. Униң билдүрүшичә, уйғурларниң “әссаламу әләйкум” дегәнгә охшаш дини аталғуларни ишлитишиниң, сақал-бурут қоюшиниң, уйғур миллитигә символлуқ қилидиған кийим-кечәкләрни кийишиниң чәклиниши, униң орниға хитайниң кийимлирини кийишкә мәҗбурлиниши, уйғур тилиниң йәслидин башлап университетларғичә барлиқ мәктәпләрдә дәрсликләрдин чиқирип ташлиниши қатарлиқларниң һәммиси хитайниң очуқ һалда уйғурларни ассимилятсийә қилиш сияситиниң бир қисми икән.

Мармара университетида өткүзүлгән “шәрқий түркистан: кимлик вә күрәш” дегән темидики илмий муһакимә йиғини көрүнүши. 2024-Йили 11-декабир, истанбул
Мармара университетида өткүзүлгән “шәрқий түркистан: кимлик вә күрәш” дегән темидики илмий муһакимә йиғини көрүнүши. 2024-Йили 11-декабир, истанбул
RFA/Arslan

Пирофессор абдулһәмид авшар сөзидә йәнә мундақ деди: “хитай шәрқий түркистанда 2017-йили йиғивелиш лагерлирини ачқандин кейин тунҗи қилған иши, хәлқни йетәкләйдиған уйғур зиялий, әдиб-язғучи, сәнәтчи вә дини алимларни тутуп лагерларға қамаш болди, униңдин кейин омумйүзлүк һәрикәткә өтүп, 3 милйондин артуқ инсанни һеч қандақ қануний җинайәт бекитмәстин халиғанчә тутқун қилип, лагерларға қамиди, бу болса системилиқ бир ассимилятсийә сияситиниң испатидур. Хитай уйғур хәлқини ассимилятсийә қилиш арқилиқ шәрқий түркистандин ғәрбкә чиқиш үчүн истратегийәлик бир каридор ечишни мәқсәт қилиду”.

Пирофессор доктор абдулһәмид авшар сөзидә йәнә уйғур қирғинчилиқини дуня җамаити вә дөләтләрниң етирап қилғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “өзини дуняниң иккинчи чоң иқтисади күчи дәп дәва қиливатқан хитай тәрипидин шәрқий түркистанда йүргүзүлүватқан бесим, зулум вә йоқитиш сиясити нәқ уйғур ирқий қирғинчилиқидур. Бу қирғинчилиқ, б д т, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә бәзи дөләтләр тәрипидин етирап қилинди вә әнгә елинди”.

Биз бу йиғинни уюштурған марамара университети пидаий оқуғучилар кулубидин муһәммәд имин авҗи әпәндини зиярәт қилдуқ. У бу илмий муһакимә йиғинни уюштуруштики мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “шәрқий түркистан мәсилиси күнтәртиптә тутуш керәк болған бир мәсилә болғанлиқи үчүн, у җайдики миллий вә дини қериндашлиримиз чекиватқан зулумни әң йеқин шаһитлардин аңлаш һәм мармара университетидики оқуғучиларниң бу мәсилигә қарита чүшәнчисини ашуруш мәқситидә университетидики бир қанчә кулуб билән бирликтә бу муһакимә йиғинни уюштурдуқ”.

Муһәммәд имин әпәнди сөзидә уйғурлар тоғрисида тохтилип мундақ деди: “биз анатолийәдә яшаватқан болсақму ата юртимиз болған түркистан земинини—оттура асияни һеч бир вақит есимиздин, қәлбимиздин чиқармаймиз. У йәрдә яшаватқан уйғур қериндашлиримиз дини һәм миллий қериндашлиримиз болғанлиқи үчүн уларни һәр вақит ойлаймиз, шәрқий түркистан азад болуп ай юлтузлуқ көк байрақ шәрқий түркистан асминида ләпилдәйдиған күнләрни, у йәрдики қериндашлиримизниң миллий, дини әркинликкә еришидиған, иззәт-абруйини қоғдайдиған күнләрниң тезрәк келишини арзу қилимиз вә тиләкдашлиқ билдүримиз”.

Муһакимә йиғинда йәнә дәм елишқа чиққан түркийәлик уйғур дипломат қәмәр артиш ханим, “шәрқий түркистандики җаза лагерлириниң һәқиқий әһвали”, дегән темида, шәрқий түркистан нузугум мәдәнийәт вә аилә җәмийити рәиси мунәввәр өзуйғур ханим, “шәрқий түркистанда аяллар һоқуқиниң дәпсәндичилики” дегән темида сөз қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.