“маскиниң арқисида” немиләр бар?
2024.08.14

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики қирғинчилиқини дәлилләш вә буни хәлқара җамаәткә техиму очуқ көрситип бериш көплигән әгри-тоқайлиқларни баштин кәчүргән болуп, буниңға әҗир сиңдүргән нурғун кишиләрни санап өтүш мумкин. Буниңда әң зор салмақни игилигән пакитларниң бири хитай һөкүмитиниң ташқи дуняға ашкара болуп кәткән сақчи һөҗҗәтлири болуп, лагерлардики дәһшәтниң кишиләр ойлиғандинму нәччә һәссә еғирлиқини җанлиқ намаян қилип бәрди. Әнә шу һөҗҗәтләр ашкара болғандин кейин оттуриға чиққан сабиқ хитай сақчи ваң лейҗәнниң бу һәқтики гуваһлиқлири бу җәһәттики бир иҗабий қәдәм сүпитидә алқишланди.
Лагерлар һәққидики язма пакитлар вә һөҗҗәтләрни хәлқараға тонуштуруш саһәсидә актип хизмәтләрдә болуватқан уйғур ана тил паалийәтчиси абдувәли аюп вә ваң лейҗйәнниң йүзму-йүз учрашқандин кейинки сөһбәтлири асасида ишләнгән “маскиниң арқисида” намлиқ һөҗҗәтлик филим 2023-йили тарқитилғандин кейин омумән иҗабий баһаларға еришип кәлди. Шу қатарда мәзкур филим12-авғуст күни йәнә бир қетим вашингтон шәһиридә қоюлди. Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкиллигән бу қетимқи паалийәттә мәзкур тәшкилатниң хадимлиридин луйиза грев ханим филимниң арқа көрүнүши һәққидә қисқичә чүшәнчә бәргәндин кейин йерим саәтлик һөҗҗәтлик филим көрситилди.
Абдувәли аюп илгири үрүмчи вә қәшқәрдә ана тил мәктипи ечишқа тиришқан болсиму бу сәвәбтин қолға елинған һәмдә 2014-йили ноябирда қәшқәргә қайтқан. Аридин узун өтмәй абдувәли чәт әлгә чиқип кәткән һәмдә бир қатар дишварчилиқни баштин кәчүргәндин кейин ахири аилә бойичә норвегийәгә маканлашқан. Филим униң норвегийәдики аилисидә һәр күни тәкрарлинидиған дастиханда ғизалиништин башлиниду. Әнә шу күнләрниң биридә у хәлқараға уйғур елидики лагерлар һәққидә гуваһлиқ берип келиватқан ваң лейҗән билән йүзму-йүз учришиш пурситигә еришиду. Ваң лейҗән һәммила гуваһлиқ сорунлирида хитайчә сақчи формиси кийгән, шундақла маска вә қара көзәйнәк тақиған һалда оттуриға чиққан болуп, бу филимдиму шу һаләттә намаян болиду. Шуниңдәк униң қәйәрдә туридиғанлиқи яки маскини еливәткәндин кейинки чирайиниң қандақлиқи кишиләргә намәлум болуп, абдувәли уни “чашқандәк мөкүп яшайду” дәп тәсвирләйду.
Ваң лейҗәнниң қара рәңлик хитай сақчи формиси абдувәли аилиси, шуниңдәк милйонлиған уйғур аилилири үчүн охшашла қабаһәт, зулум, қорқунч вә дәһшәтниң символи болуп кәлгән. Абдувәлиниң аилисидә худди муһаҗирәттики көплигән аилиләргә охшашла “шәрқий түркистанниң җуғрапийәси”, “шәрқий түркистандики һаят” дегәндәк темилар пат-пат тилға елиниду. Әмма ваң лейҗәнниң қара рәңлик сақчи формиси вә йүзидики маска абдувәлигә өтмүшниң җараһәтлирини әсләтсә, униң гөдәк пәрзәнтлиригә давам қиливатқан зулумниң дәһшәтлирини һес қилдуриду. Шуңа улар гәрчә әркин дуняда яшаватқиниға нәччә йиллар болған болсиму, абдувәлиниң башқа бир дөләткә берип ваң лейҗән билән учрашмақчи болғанлиқи һәммәйләнни сарасимигә селиветиду. Болупму әйни вақитта хитай сақчилириниң уйғурларниң өйлиригә явузларчә бесип кирип, диний китабларни ахтуруш баһанисидә өй тинтишлирини көп көргән қизи бу хәвәрни аңлиғандин кейин бәкла қорқуп кетиду. Бу һал әйни вақиттики “йәһудийлар зор қирғинчилиқи” да көп көрүлгән роһий дунядики чоңқур йилтиз тартқан мәниви җараһәтләрниң нәччә әвладтин кейинму йоқалмайдиғанлиқидәк реаллиқни йәнә бир қетим әслитиду.
Абдувәлиниң бу қетим ашу хитай сақчи билән йүзму-йүз учришиши нәччә он саәтлик филим хатириси һасил қилған болуп, улар учрашқанда сөз темиси тәбиий һалда әйни вақиттики абдувәли қамалған түрмиләрниң әһвали һәққидә болиду. Хитай сақчиниң ейтишичә, у мәхсус “тәрбийәләш” тин кейин юқири мааш вә әмәл вәдә қилинип уйғур елигә әвәтилгән сақчиларниң бири. Шуңа униңға уйғур елидики “террорчилар” ниң қандақ вәһший инсанлар икәнлики көп қетим чүшәндүрүлгән. Әмма қәшқәр вә үрүмчидә ишләш җәрянида бу җайдики кишиләрниң өзи аңлиғандин башқичә инсанлар икәнликини байқиған. Сөһбәт җәрянида у әйни вақиттики уйғур аптоном райониниң партком секретари чен чүәнгониң “миң киши хата тутулса мәйли, әмма бирму гуманлиқ киши чүшүп қалмаслиқи лазим” дегән сөзлирини аңлиған. Бу һал 1940-йилларда коммунистларни үзүл-кесил йоқитиш ирадисигә кәлгән җяң җешиниң “миң киши хата өлтүрүлсә мәйли, әмма бирму коммунист қечип кәтмисун” дегән сөзлириниң әйнән тәкрарлиниши һесаблиниду.
Хитай сақчи ейтип бәргән бәзи вәһшиянә җаза усуллирини абдувәли биваситә баштин кәчүргән. Шу қатарда хитай сақчи немә үчүн маскилиқ сақчиларниң уйғур тутқунларни урғанда уларниң мускул қисмиға уридиғанлиқини, урғанлиқини башқиларниң билип қелиш еһтимали болған яки сунуп кетиш еһтимали болған пут-қол вә баш қисмиға урмайдиғанлиқини сөзләп бәргән. У шу әһвалларни сөзләп келип “абдувәли, сән тәләйлик икәнсән. Әгәр 2017-йилидин кейин тутулған болсаң аллиқачан өлүп кәткән болаттиң” дәйду.
Филим көрситилип болғандин кейин луйиза гиревниң риясәтчиликидә қисқичә муһакимә болуп өтти. Муһакимә җәрянида абдувәли өзи ашу қетимлиқ сөһбәттә аңлиған, әмма филимға киргүзүлмигән бәзи әһвалларни тонуштуруп өтти. Болупму у хитай уйғур елигә кәлгәндин кейин һәр күнлүк хизмәт салмиқиниң нормалдикидин көп еғирлиқини, дәм елиш дегәнниң йоқ икәнликини, вәдә қилинған “алаһидә етибар сиясәтлири” ниң унчилик әмәлийлишип кәтмигәнликини, әң муһими өзигә “террорчи” дәп тонуштурулған уйғурларниң пүтүнләй буниңдин башқа бир инсанлар түркүмигә мәнсуплуқини байқиған.
Бу қетимлиқ паалийәтни тәшкиллигән уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат әпәндиниң қаришичә, инсанийәтниң һазирқи заман тарихида қирғинчилиқ көп қетим йүз бәргән болсиму пәқәт системилиқ һөҗҗәтләштүрүлгән қирғинчилиқла әстә сақлинип қалған. Җүмлидин әйни вақиттики сабиқ совет иттипақиниң гулаг системисида 20 милйончә киши һаятидин айрилған болсиму әмма булар хәлқарада “йәһудийлар зор қирғинчилиқи” дәк унчә кәң билинмигән. Чүнки йәһудийлар дуч кәлгән тирагедийә көплигән саһәниң ортақ тиришчанлиқида яхши һөҗҗәтләштүрүп чиқилған. Шуңа уйғур қирғинчилиқиму системилиқ вә һөҗҗәтләшкән шәкилдә хатириләнсә кәлгүсидә буниң тарихий әһмийити зор болиду. Бу мәнидин алғанда “маскиниң арқисида” намлиқ бу филим бәлгилик һөҗҗәт болуш ролини ойнайду.
Абдувәли аюп қара кийимлик хитай сақчилириниң инсан хиялиғиму кәлтүрәлмәйдиған явузлуқ вә вәһшийликни көзини митму қилмай туруп иҗра қилишиға биваситә шаһит болған. Униң қаришичә, хитай сақчилириниң бу қәдәр явузлишип кетишидә уларниң меңисини толуқ ююп болған, шуниңдәк уларға “өчмәнликниң тонини қошлап кийдүрүп болған” хитай һөкүмити муһим җавабкарлиқни үстигә елиши лазим. Әмма реаллиқ шуни көрситидуки, хитайларда әвҗ алған бу хилдики өчмәнлик қәйәрдә болушидин қәтийнәзәр һечқачан бирәр мәсилини һәл қилалиған әмәс, көзлигән нишаниғиму йетәлигән әмәс. Паалийәттин кейин зияритимизни қобул қилған абдувәли бу нуқтини алаһидә әскәртип өтти.
Бу қетимқи паалийәткә қатнашқан кәрен ханим уйғур қирғинчилиқи һәққидә узундин буян хәвәр аңлап кәлгән америка җамаитиниң бир аддий әзаси. У бу филимни көргәндин кейин өзиниң уйғурлар вә хитайлар һәққидики чүшәнчисиниң йәнә бир қетим йүксәлгәнликини зияритимиз җәрянида тәкитләп өтти.
“шундақ. Бир йәһудий болуш сүпитидә шуни ейтимәнки, буниңда һәммимизниң орнимиздин дәст туруш, бу һәқтә сөз қилиш һәмдә буни башқиларға аңлитиш мәҗбурийитимиз бар. Бу йәрдә сүкүткә орун йоқ. Болупму әвладму-әвлад давам қилидиған роһий зәхмәт техиму шундақ болушни тәләп қилиду. Гәрчә мениң аиләмдә һечким ‛йәһуди зор қирғинчилиқи‚ ниң биваситә тәсиригә учримиған болсиму мән техи америка тәвәсидә ‛күдә-көрпилиримни йиғиштуруп маңамдим?‚, ‛паспортум инавәтлик һаләттиму?‚ дегәндәк соалларни ядидин чиқирип қойидиған бирәр йәһудийни көрүп бақмидим. Уйғурлар болса һазир муһаҗирәттә сәрсан-сәргәрдан болуп йүрүватиду. Улар өз кимликини вә мәдәнийитини қандақ сақлап қелишниң койида типирлаватиду. Шуңлашқимикин һәрқачан бир түрлүк һәмдәртлик вә һәмкарлиқ туйғуси вуҗудумни оривалиду. Биз һәрқачан өзара өгиниш вә қоллашқа моһтаҗ. ”
Мәлум болушичә мушу хилдики филимлар һәр саһә тамашибинлириниң уйғур қирғинчилиқи һәққидики чүшәнчисини йеңилаш вә өстүрүштә язма хәвәрләрдинму бәкрәк үнүм қазинидиған болуп, шу сәвәбтинму йеқинқи мәзгилләрдә ишләнгән уйғурлар һәққидики һөҗҗәтлик филимлар изчил қизғин алқишлинип кәлмәктә.