Ма шиңруй уйғур дияридики кадирларниң ши җинпиң вә мәркәз билән қәтий бирдәкликни сақлишини тәләп қилған

Мухбиримиз меһрибан
2023.05.17
Анализчилар: ма шиңрүйниң лоптики чач буюмлири кәсиплири бағчисини зиярәт қилиши ирқий қирғинчилиқни давамлаштуридиғанлиқидин бешарәт Уйғур аптоном районлуқ партком секретарлиқиға йөткәп келингән ма шиңрүй лоп наһийәлик чач буюмлири кәсипләр бағчисида мәхсус зиярәттә болған. 2022-Йили 7-январ, лоп наһийәси.
xjtc.gov.cn

 “тәңритағ тори” ниң 16-май күни берилгән хәвиридә дейилишичә, 15-май күни үрүмчидә “баш тема тәрбийәси рәһбәрлик гурупписи” ниң йиғини өткүзүлгән. Йиғинда уйғур аптоном районлуқ парткомниң секритари ма шиңруй сөз қилип, “ши җинпиңниң йеңи дәвр хитайчә сотсиялизм идийәсидә чиң туруштин ибарәт баш тема тәрбийәсини қанат яйдуруш; әбәдий әминликкә мунасивәтлик негизлик вә узақ мәзгиллик мәсилиләрни күчәп һәл қилиш керәк” дегән. У йәнә барлиқ кадирларниң “идийәдә, сиясәттә вә һәрикәттә ши җинпиң ядролуқидики партийә мәркизий комитети билән йүксәк дәриҗидики бирдәкликни сақлиши” ни тәләп қилған.

Үрүмчидә ечилған бу йиғин вә ма шиңруйниң сөзлири, хитай вәзийити вә уйғурларниң әһвалиға йеқиндин диққәт қилип келиватқан чәт әлләрдики анализчиларниң диққитини қозғиди.

Илгири или областлиқ һөкүмәттә бир мәзгил ишлигән, нөвәттә америкада яшаватқан хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси лю җиншиң бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, ма шиңруйниң сөзлири һәққидики қарашлирини шәрһийләп өтти: “мениң һес қилишимчә, у йәрдики әң муһим хизмәт муқимлиқни сақлаш. Шинҗаңда хизмәт қиливатқан барлиқ кадирларниң бирла вәзиписи бар. У болсиму муқимлиқни сақлаш. Униң сөзидә башқа мәзмун йоқ. Йиғинчақлисақ, бу йәрдики вәзипә пәқәт муқимлиқни сақлаш халас! ”

У йәнә ма шиңруйниң сөзлиридин хитайниң уйғур дияридики сиясәтлирини иҗра қиливатқан һөкүмәт кадирлириға нисбәтән мәлум әндишиси барлиқини көрүвелишқа болидиғанлиқини тәкитлиди.

Уйғур елиниң партком секретари ма шиңрүй юқум әһвали бир қәдәр еғир болған или областида тәкшүрүштә. Или области, 2022-йили 8-ай.

У мундақ деди: “ма шиңруйниң бу қетим дегән сөзлиридин хитай һөкүмитиниң өткән нәччә он йилдин буян, болупму ислаһат ечиветиш йолға қоюлғандин кейин, районда аз санлиқ милләт кадирлар хизмитини муһим орунға қойғанлиқини көрүшкә болиду. Мениң һес қилғиним шуки, у бир тәрәптин уларниң хитай компартийә даирилириниң шинҗаңни идарә қилиштики вәкиллири икәнликини етирап қилиду. Һалбуки, бу кадирларниң зор бир қисми өз нөвитидә йәнә хитай компартийәси һөкүмитиниң бу җайни идарә қилиш сияситиниң маһийитини тонуп йәткәнләрдур. Шуңа бу йәрдә униң сөзлиридики мәқсәт наһайити ениқ. Бу пәқәтла ма шиңруй дәвридила тәкитлиниватқан кадирлар хизмити әмәс, әлвәттә. Буни улар илгирики нәччә он йиллардин буян үзлүксиз тәкитләп кәлгән. Шундақ болушиға қаримай, көплигән уйғурлар барғансери шәрқий түркистан земинида өзлири учраватқан зулумниң маһийитини тонуп йәтмәктә.”

У йәнә хитай һөкүмитиниң райондики уйғурларни асас қилған йәрлик милләт кадирлири билән хитай кадирлириға пәрқлиқ муамилә қилидиғанлиқиниму әскәртип өтти: “илгирики йиллардиму уларға пәрқлиқ муамилә қилинатти. Мәсилән алайлуқ, мәмурий хизмәтләр вә сиясәтни иҗра қилиш вәзипилири аз санлиқ милләт кадирлириға берилиду. Әмма уларға йетәкчилик қилидиған, қарар беридиған ишларни чоқум хитай кадирлири қилиду. Нәччә он йиллардин буян мушундақ давам қилип кәлгән. Һес қилишимчә, зор көп қисим аз санлиқ милләт кадирлири буни яхши билсә керәк.”     

Ма шиңруй йиғинда йәнә “йеңи дәврдики партийәниң шинҗаңни идарә қилиш тәдбирини толуқ дәл җайида изчиллаштуруш, әбәдий әминликкә пайдилиқ түп характерлик өзгиришни ишқа ашурушқа түрткә болуш керәк” дегән.

Ню-йоркта яшаватқан туңган анализчи ма җүму зияритимизни қобул қилип,

Мундақ деди: “ма шиңруй тилға алған ‛ши җинпиңниң шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси‚ дегән сөздин, шинҗаңда йүз бериватқан барлиқ мәсилиләрдә ши җинпиңниң баш пиланлиғучи, қарар қилғучи вә бир қоллуқ йетәкчилик қилғучи икәнликини ениқ көрәләймиз.”

Ма шиңруй сөзидә мунуларни тәкитлигән: “мәвқәни шинҗаңниң алаһидә орни вә енергийә байлиқи җәһәттики әвзәлликигә қоюп, йипәк йоли иқтисадий бәлбеғидин ибарәт ядролуқ район қурулушини тезлитиш керәк. Пүтүн күч қуввәт билән хәвп-хәтәрниң алдини елип, муқимлиқни қоғдаш; һәрқайси саһәләрдики зор хәвп-хәтәр вә йошурун хәвпниң алдини елип, юқири сүпәтлик тәрәққият билән юқири сәвийәлик хәвпсизликни бирликтә ишқа ашуруш керәк.”

Ма җү әпәнди бу һәқтики анализлирини оттуриға қоюп йәнә мундақ деди: “ма шиңрүй бу йәрдә ши җинпиңниң шинҗаңни идарә қилиш сияситини шу җайдики мустәмликә һөкүмәтниң таянч күчлири арқилиқ тамамлашни тәкитләватиду. Униң бу сөзлиридин у йәрдә йәнә бир мәйдан күрәшниң башлинидиғанлиқини көрүвелишқа болиду, десәкму болиду. Униң бу сөзлири бир тәрәптин хитай компартийәсиниң шәпқәтсизликини көрсәтсә; йәнә бир тәрәптин, уларниң уйғурларға қаритиватқан бу сиясәтлирини техиму ашқун вә техиму ашкара һалда давам қилидиғанлиқини, қисқа муддәт ичидә техиму көп кишиләрниң җаза лагерлириға яки тәрбийәләш орунлириға әвәтилидиғанлиқидин дерәк бериду.”

Кишилик һоқуқ паалийәтчиси лю җиншиң әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита муқимлиқни қоғдаш намида бу хил шәпқәтсизләрчә бастуруш сияситини давамлаштурушиға хитай һөкүмитиниң хәлқара вәзийәткә болған әнсириши сәвәб болмақтикән.

Униң билдүрүшичә, уйғур дияри сабиқ совет иттипақи парчиланғандин кейин мустәқил болған қазақистан қатарлиқ оттура асия җумһурийәтлири билән биваситә чеградаш болғачқа, хитай һөкүмити, уйғурлар оттура асия җумһурийәтлириниң мустәқиллиқидин илһамлиниши, һәтта улардин өрнәк елишқа урунуши мумкин дегән әндишидә икән. Бу бир қатар амиллар хитай һөкүмитини уйғур диярини техиму қаттиқ идарә қилишқа мәҗбур қилған болуши мумкинкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.