Майсәм мутәллипова башчилиқидики волкисваген ширкитигә қарита наразилиқ намайиши үнүм бәрмәктә

Мухбиримиз меһрибан
2021.05.27
Maysem-Harvard-Universitetida-yalghuz-namayish.jpg Алимә майсәм мутәллипова ханим харвард университетида ялғуз кишилик намайишни давам қилмақта.
RFA/Eziz

Алимә майсәм мутәллипова ханим американиң бостон шәһридики дуняға даңлиқ университет-массачусетс технологийә институтиниң ғол һүҗәйрә тәтқиқатчиси. Шундақ болушиға қаримай у хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш һәрикәтлиригә наразилиқ билдүриватқан вә үзлүксиз паалийәт елип бериватқан кишиләрниң бири. У хәлқара җәмийәтни уйғур мәсилисигә қарита диққәт ағдурушқа үзлүксиз чақирип кәлмәктә.

Бирнәччә айдин буян майсәм мутәллипова ханим башчилиқида һәр шәнбә күни американиң бостон шәһридики волксваген аптомобиллирини сетиш орунлирида наразилиқ намайишлири давам қилмақта. Бу намайишта германийәниң волксваген аптомобил ширкитини хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқиға қарита инкасқайтурушқа чақирмақта.

Фейсбук, тивиттер қатарлиқ иҗтимаий таратқуларға йолланған намайиш һәққидики син учурлиридин мәлум болушичә, мәзкур намайиш нөвәттә барғанчә кеңийип, америка, канада, германийә, норвегийә қатарлиқ дөләтләрдики 30 дин артуқ шәһәргә қәдәр кеңәйгән.

Американиң бостон шәһридики волксваген аптомобил сетиш ширкәтлири алдида бу йил 3-айдин буян һәр шәнбә күни намайишни давамлаштуруватқан майсәм мутәллипова ханим радийомиз зияритини қобул қилди.

Майсәм ханимниң билдүрүшичә, нөвәттә улар елип бериватқан намайишниң үнүми көрүлүшкә башлиған икән. У бу һәқтә тохтилип, өзлириниң бостондики волксваген аптомобиллирини сетиш орунлири алдида намайиш қилғинида, волксваген ширкитини ирқий қирғинчилиқ мәсилисидә сүкүт қилиш билән әйиблигән, шундақла херидарларни волксваген аптомобиллирини алмаслиққа дәвәт қилған.

Майсәм ханимниң билдүрүшичә, улар бостон қатарлиқ шәһәрләрдики волксваген аптомобиллирини сетиш орунлириниң сиртида намайиш өткүзүп, херидарларға хитай билән һәмкарлашқан волксваген ширкитиниң аптомобиллириниң уйғурларниң мәҗбурий әмгики билән ишләпчиқириливатқанлиқини чүшәндүргән.

Майсәм ханим зияритимиз җәрянида уларниң намайишиниң дәсләпки қәдәмдә үнүми көрүлгәнликини билдүрди.

Униң билдүрүшичә, уларниң чүшәндүрүшлирини аңлиған бир қисим америкалиқ херидарлар волксваген аптомобилини елиштин ваз кәчкән икән. Майсәм ханим йәнә өзи башчилиқидики намайишчиларниң бостондики волксваген аптомобил сетиш ширкәтлири хадимлириниң наразилиқиға дуч кәлгәнликини, һәтта уларниң сақчи чақирип намайишқа тосқунлуқ қилғанлиқини билдүрди.

Радийомиз американиң бостон шәһри әтрапидики волксваген аптомобил сетиш ширкәтлириниң телифон мулазимәт номури бойичә улар билән алақилишишқа тириштуқ.

Волкисвагенниң бостондики 1-аптомобил сетиш орнидин телифонни алған мулазимәтчи хадим мундақ җавап бәрди: “шундақ, биз бәзи запчасларни ишләттуқ, барлиқ аптомобил ишләпчиқиридиған ширкәтләр шундақ қилиду.”

Биз униңдин “бу мәһсулатларниң шинҗаңда ишләнгинидин хәвириңиз барму?” дәп соридуқ. У мундақ деди: “буни билмәйдикәнмән. Хитай базарлири билән америка базарлири охшимайду. Бу һәқиқәтән тәс. Аптомобилға керәклик запчас мәнбәлирини һәрқайси җайлардики аптомобил завутлири өзи таллайду. Хитай базирида сетилидиған аптомобилларниң мәнбәси билән америка, мексика завутлирида ишләпчиқирилидиған аптомобил запчаслириниң мәнбәлириму охшимайду. Америка базирида сетилидиған мәһсулатлиримиз германийәдин башқа дөләтләрдин кәлтүрүлмәйду. Димәкчи болғинимни чүшәндиңизму? йәни мәһсулатлиримизниң парчилири охшимиған дөләтләрдә охшимиған җайлардин кәлтүрүлиду.”

Бостондики 2-аптомобил сетиш орниниң хадими соалимизға җавап берип, улар сетиватқан аптомобилларниң хитайда ишләнгәнликини инкар қилди.

У мундақ деди: “улар бизни хитайдики завутлирини ишлитип аптомобил ишләпчиқириватиду дәп ойлайду, әмма бу тоғра әмәс. Бизниң шәнандода завут мәркизимиз бар. Бизниң йәнә мексикадиму бир мәркизимиз бар.”

Биз униңдин “сиз волкисваген аптомобил мәһсулатлириниң илгири вә һазирму хитайдики завутларда, болупму шинҗаңда ишләнгинидин хәвириңиз йоқму?” дәп сориғинимизда, у буниңдин хәвири йоқлиқини билдүрүп, мундақ деди: “хәвирим йоқ, бизниң мексика, американиң тенеси шитати вә германийәдә аптомобил ишләш завутлиримиз бар. Булар америка базирида сетилидиған аптомобиллар сақлинидиған җайлар. Америкада сетилидиған аптомобиллар хитайдики завутларда ишләнмәйду.”

Мәлум болушичә, германийәниң волксваген аптомобил ширкити хитай билән һәмкарлишип келиватқан хәлқаралиқ аптомобил ширкәтләрниң бири болуп, мәзкур ширкәтниң уйғур районида завутлири бар икән. Әмма хитай һөкүмити 2017-йилдин буян 1 милйон 800 миңдин 3 милйонғичә уйғурларни асас қилған йәрлик түркий милләтләрни лагерға қамиғандин буян, бу ширкәт хитайниң уйғур районида қурулған завутлирини тақаш вә хитай һөкүмити билән болған сода алақисини үзүшкә чақирилған иди. Һалбуки, волксваген райондики завутлирини тақаш мәсилисидин өзини үзлүксиз қачуруп кәлмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.