Мәһмуд қәшқәри вә һүсәйин тәҗәлли һәйкилиниң чеқиветилгәнлики дәлилләнди
2024.10.04
Норвегийәдики уйғур яр фондиниң ашкарилишичә, 2017-йилдики чоң тутқунда уйғурларниң һаят яшаватқан сәр хиллири зәрбигә учрапла қалмастин, уйғур тарихидики мәшһур шәхсләрниң һәйкәллириму нишанлиқ зәрбә бериш обйектиға айланған. Уйғур яр фондиниң игилишичә, қәшқәрдики мәһмуд қәшқири һәйкили, қағилиқтики мәвланә һүсәйин тәҗәлли һәйкили вә ақсудики молла муса сайрами һәйкили қатарлиқлар 2018-йили омумйүзлүк һалда чеқиветилгән.
Биз бу учурниң тоғра-хаталиқини айдиңлаштуруш үчүн қәшқәрдики алақидар идарә-органларға телефон қилдуқ. Телефонимизни қобул қилған конашәһәр наһийәлик мәдәнийәт вә саяһәт идариси хадими мәһмуд қәшқири һәйкилиниң чеқиветилгәнликини дәлиллиди. Қәшқәр шәһәрлик сақчи идарисиниң мәдәнийәт-саяһәт ишлириға мәсул бир хадимиму мәһмуд қәшқириниң һәйкилиниң чеқиветилгәнликини дәлиллиди.
Тәтқиқатчи абдувәли аюп, бу һәйкәлниң чеқилғанлиқини аңлиған чеғида қилчә һәйран қалмиғанлиқини ейтти. Униң дейишичә, уйғур пешвалириниң қиммәтлик язмилири җәмийәтниң оқумушлуқ қатлимиға өз тәсирини көрсәтсә, һәйкәлләр 7 яштин 70 яшқичә болған барлиқ кишиләргә тәсир көрситиш, әслитиш вә үлгә яритиш ролиға игә; шуңа хитай даирилири бу һәйкәлләрни чеқиветиш арқилиқ уйғур мәдәнийитини йилтизидин вә омумйүзлүк йоқитишни нишанлиған.
Қағилиқ наһийәлик сақчи идариси хадими қағилиқ миллий тебабәт дохтурхана қорусидики мәвланә һүсәйин тәҗәллий һәйкилиниң чеқиветилгәнликини ашкарилиди. Бу хадим йәнә һәйкәлни чеқишқа “мәй җиңгүән” дәп тонулған бир сақчиниң мәсул болғанлиқини мәлум қилди.
Уйғур пешивалириниң һәрбириниң уйғур тарихида өзигә хас орни вә уйғур җәмийитидә өзигә хас тәсири барлиқини тәкитлигән абдувәли аюп, мәһмуд қәшқириниң “түрки тиллар дивани” арқилиқ уйғур вә хитай мәдәнийити арисидики тағдәк бир чеграни сизип һәм көрситип бәргәнликини илгири сүриду. Униң дейишичә, мана бу йимирилмәс чегра, өзиниң “дөләт пүтүнлүки” дин, йәни мустәмликичи һакимийитиниң келәчикидин әндишә қилип келиватқан хитай даирилирини қаттиқ биарам қилған.
Абдувәли аюп йәнә һүсәйин тәҗәллий һәйкилиниң чеқилиш сәвәби үстидә тохтилип өтти.