Японийәдин қайтқан меһриай әркинниң тутқун қилиниши вә туюқсиз өлүми японийәдә җиддий диққәт қозғиди

Мухбиримиз меһрибан
2021.03.03
японийәдин қайтқан меһриай әркинниң тутқун қилиниши вә туюқсиз өлүми японийәдә җиддий диққәт қозғиди 2019-Йили японийәдин юрти қәшқәргә қайтип, лагерға қамилип һаятидин айрилған меһриай әркин японийәдики уйғур өсмүрләргә ана тил дәрси өтүватқан көрүнүш. японийә (вақти ениқ әмәс).
Oqurmen teminligen

“японийә уйғур җәмийити” рәиси ғәйрәт кәнҗи әпәнди вә муавин рәиси әхмәтҗан летип әпәндиләрниң радийомизға билдүрүшичә, 26-феврал японийә парламентида ечилған уйғур вәзийити һәққидики йиғинда, улар 2019-йили юрти қәшқәргә қайтқан меһриай әркинниң лагерға қамилип, өлүп кетиштәк паҗиәлик қисмити һәққидә гуваһлиқ бәргән. Бу әһвал йиғинға қатнашқан японийә парламент әзалириниң җиддий диққитини қозғиған вә бирнәччә күндин буян японийәдики таратқуларниң муһим хәвәр темиси болған.

Японийәдә туруватқан меһриай әркинниң, 2019-йили юрти қәшқәргә қайтқандин кейин, 2020-йили 12-ай мәзгилидә туюқсиз өлүп кәткәнлики һәққидики учурлар 2021-йили 1-айниң ахири дәсләп иҗтимаий алақә мунбәрлиридин фәйсбок қатарлиқларда ашкарилинип, уйғурларни қайғуға салғаниди.

“японийә уйғур җәмийити” ниң башлиқи ғәйрәт кәнҗи әпәнди 2014-йилдин буян японийәдә туруватқан меһриай әркинниң 2019-йили 8-ай мәзгилидә, хитай даирилириниң бесимлири сәвәблик туюқсиз қәшқәргә кәткәнлики һәққидә “японийә уйғур җәмийити” кейин хәвәр тапқанлиқини вә униң өлүм хәвирини аңлиғинида японийәдики уйғурларниң қаттиқ ечинғанлиқини билдүрди.

Миһриай әркин һәққидә японийә парламентида гуваһлиқ бәргән “японийә уйғур җәмийити” ниң муавин башлиқи әхмәтҗан летип әпәндиму зияритимизни қобул қилип, өзлири игилигән әһвалларни баян қилди.

Униң баянидин мәлум болушичә, меһриай әркин 2014-йили японийәниң токйо университетиға қобул қилинған вә магистирлиқ оқушини тамамлиған. Меһриай әркин, 1990-йили 2-айда қәшқәрдә туғулған болуп, қәшқәрдә оттура мәктәпни түгәткәндин кейин хитайниң бейҗиң почта университети вә шаңхәй қатнаш университетида оқуған. 2013-Оқушини тамамлиғандин кейин юрти қәшқәргә қайтқан. Меһриай әркинниң өзиниң билдүрүшичә у японийәгә келиштин илгири дадиси ечип бәргән уйғур ана тили мәктипидә бир мәзгил оқутқучилиқ қилған икән.

Әхмәтҗан летип әпәнди йәнә меһриай әркинниң японийәдики мәзгилидә японийәдики уйғур балилири үчүн һәқсиз уйғур тили дәрс өтүп, уйғурларниң һөрмитигә еришкәнлики вә “японийә уйғур җәмийити” тәрипидин тәшкилләнгән паалийәтләрдә тутқундики дадиси вә башқа туғқанлири һәққидә гуваһлиқ бәргәнлики қатарлиқ әһвалларниму баян қилип өтти.

Униң билдүрүшичә, меһриай әркинниң 2019-йили японийәдики уйғурлардин хәвәрсиз һалда, туюқсиз юрти қәшқәргә кетишигә, хитай даирилириниң униң дадиси қатарлиқ аилә әзалирини тутқун қилиши вә униңға қилған һәр хил бесимлири сәвәб болған икән.

Әхмәтҗан летип әпәндиниң тәкитлишичә, “японийә уйғур җәмийити” хитай һөкүмитиниң бесими билән юртиға қайтқандин кейин өлүп кәткән миһриай әркинниң паҗиәлик қисмити, вә илгири японийәдә оқуған шинҗаң университетиниң мәктәп мудири ташполат тейип қатарлиқ уйғур зиялийлириниң тутқундики әһвали һәққидә, японийә парламентида гуваһлиқ бериш қатарлиқ паалийәтләрни актип елип бармақтикән. Униң билдүрүшичә улар бу хил паалийәтләр арқилиқ, нөвәттә японийәдә туруватқан уйғурларниң вәтәндики туғқанлири вә өзлириниң хитай даирилириниң һәр хил бесимиға учраватқан риял вәзийитини японийә һөкүмитигә билдүрүш, вә бу арқилиқ японийә һөкүмитиниң уйғур мәсилисидә хитайға қарита тәдбир қоллинишини қолға кәлтүрүш икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.