Шаирә вә ана тил оқутқучиси меһриниса исмаилниң вақитсиз өлүми қәләмкәш достлирини қайғуға салди
2025.02.20
18-Феврал күни германийәниң франкфурт шәһиридики уйғур ана тил мәктипиниң оқутқучиси, 90-йиллар вә 2000-йилларниң бешида үрүмчи телевизийә истансисидики уйғурчә пирограммилири билән тонулған журналист, шаирә меһриниса исмаилниң 2-айниң 17-күни кечидә кесәл сәвәби билән вапат болғанлиқ хәвири тарқилип, униң муһаҗирәттики қәләмкәш достлири вә уни йеқиндин билидиған уйғур җамаитини қайғуға салди.
Мәрһум меһриниса исмаилниң давалаш үнүм бәрмәй вапат болғанлиқи һәққидики мусибәт хәвири әң бурун фәйсбок торида униң һаят чеғидики өмүрлүк һәмраһи күрәш өмәр атахан әпәнди тәрипидин 18-феврал күни җамаәткә йәткүзүлгән.
Еғир мусибәт ичидики күрәш өмәр әпәнди 18-феврал радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң 34 йиллиқ һәмраһи вә кәсипдиши меһриниса исмаилниң һаят чеғидики шеир вә башқа әдәбий иҗадийәт паалийәтлири шундақла германийәниң франкфурт шәһиригә кәлгәндин буян уйғур ана тили оқутуши вә уйғур өрп-адәтлирини тонуштуруш, қоғдаш хизмитидики паалийәтлири һәққидә мәлумат бәрди.
Мәрһум меһриниса исмаил 1968-йили 1-айниң 19-күни қәшқәрдә туғулған, 1984-йили шинҗаң университетиниң әдәбият факултетиға оқушқа киргән. Алий мәктәптики чеғидила униң шеирийәт вә сәнәт саһәсидики таланти намаян қилинған. У шинҗаң университетниң әдәбият факултетида оқуватқан мәзгилидила, оқуғучилар арисидики консерт пирограммилириниң актип иштиракчилиридин бири болуп тонулған болса, “шинҗаң яшлири журнили” қатарлиқ уйғурчә журнал вә гезитләрдә елан қилинған лирик шеирлири вә әдәбий обзорлири билән уйғур оқурмәнлиригә тонулушқа башлиған. 1993-Йилидин 2004-йилғичә үрүмчи телевизийә истансисиниң уйғурчә қанилида хизмәт қилған мәзгилидә, у ишлигән “нәзәр”, “чин юрәктин-чин сөзләр”, “дидар ғәниймәт” қатарлиқ пирограммилар вә башқа әдәбий әсәр пирограммилири уйғурлар арисида қарши елинған.
Күрәш өмәр әпәнди йәнә меһриниса исмаилниң германийәгә кәлгәндин кейин уйғур ана тили оқутуши вә уйғур мәдәнийити саһәсидики паалийәтлири һәққидә тохтилип, униң вақитсиз өлүминиң өзи, балилири вә меһринисани йеқиндин тонуйдиған достлири үчүнла еғир йоқитиш болуп қалмастин бәлки муһаҗирәттики уйғурлар үчүнму бир йоқитиш дәп тәриплиди.
Меһриниса исмаилниң вапати һәққидики хәвәр тарқалғандин кейин, уни йеқиндин тонуйдиған муһаҗирәттики уйғур қәләмкәшлири вә достлири, арқа-арқидин тәзийәнамә елан қилип, өз қайғулирини вә мәрһум һәққидики гүзәл әслимилирини ортақлашқан.
Шиветсийәдики уйғур шаирә раһилә камал мәрһум меһриниса исмаилниң муһаҗирәттә мәзгилидә елан қилинған шеирлири билән йеқиндин тонушқан уйғур шаирлириниң бири болуп, у өз қайғусини ипадиләш билән биллә меһриниса исмаилниң һаятиниң кейинки мәзгилидә язған бир қисим шеирлирини фәйсбок сәһиписидә қайта һәмбәһирлигән.
Шаир раһилә камал меһриниса исмаилниң меһрибан ана вә бир ана тил оқутқучиси болуш билән биллә, германийәгә кәлгәндин кейинки шеирлирини һәққидә тохталди.
Раһилә камал ханим, меһриниса исмаилниң “пәриштигә җаваб”, “гүл нахшиси”, “чүш”, “қизимға”, “намәрд дуня”, “һаят нахшиси”, “униң йүрики” қатарлиқ бир қисим шеирлирини нәқил елип, униң шеирлирида һаят, аилә, муһәббәт, пәрзәнт сөйгүси, ана юрт һәққидики сеғинишлиқ әслимиләрниң юқири бәдиий маһарәттә баян қилинғанлиқини билдүрүп, “чүш”, “қизимға” дегән шеирлардики өзигә әң тәсир қилған мисраларни декламатсийә қилип бәрди.
Күрәш өмәр әпәндиму меһриниса исмаилниң һаят, муһәббәт ана юрт сөйгүси қатарлиқ кәң даирилик мәзмунларни тема қилған шеирлири һәққидә тохталди. У мәрһум аяли меһринисаниң 2024-йили 22-декабирда өзи үчүн язған “сән қал чүшүмдә” намлиқ шеирини декламатсийә қилип, бу шеирниң меһринисаниң һаятиниң әң ахирқи мәзгиллиридә өзи үчүн қалдурған әң гүзәл әслимә икәнликини билдүрди.
Күрәш өмәр әпәндиниң билдүрүшичә, меһриниса ағриғандин буян германийәдики достлар вә уйғур җамаити меһринисаға вә бу аилигә достлуқ меһрини йәткүзүп турған. Униң билдүрүшичә мәрһумниң дәпнә мурасимиға достлириниң вә әл җамаәтниң йиғилиши нәзәрдә тутулуп, мәрһум меһриниса исмаилниң дәпнә мурасими германийә вақти 21-феврал җүмә күнигә орунлаштурулғаникән.
Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.