Әнқәрәдә “мәҗбурий әмгәк” вә “шәрқий түркистан балилар әмгики” намлиқ икки доклат тонуштурулди

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2025.02.25
istanbul-mejburiy-emgek-yighini-1

“мәҗбурий әмгәк” вә “шәрқий түркистан балилар әмгики” намлиқ икки доклатни елан қилиш йиғинида америка коммунизм қурбанлири фондиниң алий тәтқиқатчиси, доктор адриян зениз әпәнди син арқилиқ доклат бәрди. 2025-Йили 22-феврал, әнқәрә. RFA/Arslan

istanbul-mejburiy-emgek-yighini-2

“мәҗбурий әмгәк” вә “шәрқий түркистан балилар әмгики” намлиқ икки доклатни елан қилиш йиғинида шәрқий түркистан инсан һәқлири көзитиш җәмийити баш катипи абдуләхәд удун әпәнди сөзлимәктә. 2025-Йили 22-феврал, әнқәрә. RFA/Arslan

istanbul-mejburiy-emgek-yighini-3

“мәҗбурий әмгәк” вә “шәрқий түркистан балилар әмгики” намлиқ икки доклатни елан қилиш йиғинида мәҗбурий әмгәккә даир рәсим көргәзмиси. 2025-Йили 22-феврал, әнқәрә. RFA/Arslan

istanbul-mejburiy-emgek-yighini-4

“мәҗбурий әмгәк” вә “шәрқий түркистан балилар әмгики” намлиқ икки доклатни елан қилиш йиғинида мәҗбурий әмгәккә даир рәсим көргәзмиси. 2025-Йили 22-феврал, әнқәрә. RFA/Arslan

istanbul-mejburiy-emgek-yighini-5

“мәҗбурий әмгәк” вә “шәрқий түркистан балилар әмгики” намлиқ икки доклатни елан қилиш йиғинида тонуштурулған “мәҗбурий әмгәк доклати”. 2025-Йили 22-феврал, әнқәрә. RFA/Arslan

istanbul-mejburiy-emgek-yighini-6

“мәҗбурий әмгәк” вә “шәрқий түркистан балилар әмгики” намлиқ икки доклатни елан қилиш йиғинида тонуштурулған “шәрқий түркистанлиқ балиларни әмгәккә силиш” докилати. 2025-Йили 22-феврал, әнқәрә. RFA/Arslan

22-Феврал шәнбә күни әнқәрәдә шәрқий түркистан кишилик һоқуқни көзитиш җәмийити(ETHR) билән йәр шари аял адвокатлар адаләт мунбири тәйярлиған “мәҗбурий әмгәк” вә “шәрқий түркистан балилар әмгики” намлиқ икки доклатни елан қилиш йиғини өткүзүлди.

Йиғинға мәзкур икки җәмийәтниң мәсуллири, илим саһәсидикиләр, тәшкилат рәһбәрлири вә хәлқ аммиси болуп көп санда киши қатнашти.

Йиғин җәрянида уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиниши вә ирқий қирғинчилиққа учришиға мунасивәтлик рәсим көргәзмисиму ечилди.

Йиғинниң ечилиш мурасимида сөз қилған йәр шари аял адвокатлар адаләт мунбириниң рәиси сәрпил пәнәс шаһин ханим, уйғур балиларниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликкә учраватқанлиқини билдүрүп мундақ деди: “шәрқий түркистандики балилар мәҗбурий әмгәккә селиниш, оқуш һоқуқидин мәһрум қилиниш, писхика вә җисманий җәһәттә һәр түрлүк тән җазасиға вә қийин-қистаққа учраштәк кишилик һоқуқ дәпсәндичиликләргә дуч келиватиду. Бу дәпсәндичиликләр пүтүн инсанларниң ғурурини йәнҗийдиған рәзил қилмишлардур. Шәрқий түркистандики балилар системилиқ бир шәкилдә мәҗбурий әмгәккә селиниватиду. Йүзләрчә балилар мәктәпләрдә оқуштин мәһрум қилинип, завут-фабрикиларда вә етизлиқларда төвән һәқ билән мәҗбурий әмгәккә селинмақта. Бу балилар җисманий вә писхика җәһәттә қаттиқ бесим астиға елинған болуп, аилилиридин йирақта вә қийин шараитлар астида мәҗбурий ишқа селинмақта. Бу балилар оқуш һаятидин мәһрум қилинип, балилиқ дәврини яшиялмайватиду. Балиларни мәҗбурий әмгәккә селиш, уларниң сағлам өсүп йетилишигә вә келәчикигә зиян йәткүзиду”.

Сәрпил пәнәс ханим сөзидә мунуларни тәкитлиди: “балилар оқуш һоқуқидин мәһрум қилиниватиду, хитай һөкүмити шәрқий түркистанлиқ балиларни өз тили вә мәдәнийитидин мәһрум қилип, хитайчә оқутидиған дөләт мәктәплиригә орунлаштурмақта, бу мәктәпләрдә балилар өз кимликидин узақлаштурулуп, идеологийәлик ассимилятсийә дәрслири оқутулмақта. Балилар өзлириниң мәдәнийәт кимликини йоқитиш биләнла қалмастин, бәлки йәнә миллий кимлики вә ана тилиниму йоқатмақта. Биз шәрқий түркистандики балиларниң келәчики үчүн, һәммимиз бирликтә муһим бир қәдәм бесишни халаймиз”.

Йиғинда ечилиш сөзи қилған шәрқий түркистан кишилик һоқуқни көзитиш җәмийити(ETHR) ниң баш катипи абдуләһәд удун әпәнди, өзлири тәйярлиған “мәҗбурий әмгәк”, йәни хитай даирилириниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш қилмишлири тоғрисидики доклатини тонуштуруп өтти.

Бу йиғинға торда видийолуқ көрүнүш арқилиқ қатнашқан америка коммунизм қурбанлири фондиниң алий тәтқиқатчиси, доктор адриян зениз әпәндиму сөз қилип, уйғур мәҗбурий әмгики тоғрисидики әң йеңи тәтқиқатлирини тонуштуруп өтти.

Йиғинда йәнә түрк адвокат айшә күркчү вә шәрқий түркистан кишилик һоқуқни көзитиш җәмийитиниң тәтқиқатчиси вилдан қадиоғли сарияшар қатарлиқ кишиләр мәҗбурий әмгәк вә балиларни қул әмгәкчи қатарида мәсилиси тоғрисида сөз қилип, өзлириниң көз-қарашлирини оттуриға қойди.

Вилдан қадиоғли сарияшар ханим, “мәҗбурий әмгәк” намлиқ доклатниң асаслиқ нуқтилири һәққидә тохталди. У, шәрқий түркистандики мәҗбурий әмгәк мәсилисини оттуриға чиқириш, бу темида һәр қайси тәшкилат вә органларниң илмий һәм қануний җәһәттин техиму көп тәтқиқатларниң ишлинишигә ярдәмдә болушини тәләп қилди.

“мәҗбурий әмгәк” вә “шәрқий түркистан балилар әмгики” қатарлиқ икки доклатни тонуштуруш йиғинида, хәлқара җәмийәтниң диққитини уйғур дияридики мәҗбурий әмгәкни өз ичигә алған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә тартиш вә бу җәһәттә конкрет қәдәмләрни бесиш тәклиплири оттуриға қоюлди.

Йиғин ахирида, йәр шари аял адвокатлар адаләт мунбири билән шәрқий түркистан кишилик һоқуқни көзитиш җәмийити, бу дәпсәндичиликләргә хатимә бериш үчүн хәлқаралиқ механизмларни актиплиқ билән һәрикәткә өтүшкә чақирди.

Йиғин ахирида шәрқий түркистан кишилик һоқуқни көзитиш җәмийитиниң баш катипи абдуләһәд удун әпәнди зияритимизни қобул қилип, өзлири тәйярлиған мәҗбурий әмгәк темисидики доклатниң әнқәрәдә тонуштурулушиниң нөвәттә хәлқара җәмийәтниң диққитини уйғурлар мәсилисигә тартишта муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.