Мәҗбурий әмгәк билән четишлиқи бар 2 япон ширкити хитай билән болған тиҗаритини тохтатқан
2021.05.03
Японийә уйғур җәмийити баш катипи әхмәтҗан литип әпәнди мухбирларниң “мәҗбурий әмгәк” тоғрилиқ соаллириға җаваб бәрмәктә. 2021-Йили апрел, японийә.
Австралийә истратегийәлик сиясәт иниститути (ASPI) елан қилған уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиниши тоғрисидики доклатта исми тилға елинған 14 чоң японийә ширкитидин иккиси хитай билән болған сода алақисини тохтатқанлиқини җакарлиған.
Узун йиллардин буян японийәгә уйғур дияридин зор миқдарда пәмидур импорт қиливатқан японийәниң әң чоң йемәк-ичмәк ширкити кагомә ширкити билән уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқи бар дәп қаралған кйокәра ширкити 27-апрел күни хитай билән болған тиҗарий мунасивитини пүтүнләй үзгәнликини җакарлиған.
Биз бу һәқтә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн японийә уйғур җәмийити баш катипи әхмәтҗан литип әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ. У, бу тоғрилиқ мәлумат берип мундақ деди: “хитайниң вәтинимиздә хәлқимиз үстидин йүргүзүватқан инсаний җинайәтлиригә қарита, японийәдиму буниңға болған наразилиқ җамаәт пикри яки мәтбуатлардики ғулғула вә һөкүмәт ичидики талаш-тартишлар күнсайин күчийип яхши бир йөнилишкә қарап кетиватиду. Һәмдә хитайниң бу җинайәтлиригә қарита инкаслар тәдбирләр оттуриға чиқиватиду. Буниң конкретни мисаллири сүпитидә йеқинда японийәниң икки чоң ширкити мушу уйғур мәсилиси түпәйлидин, хитай ширкәтлири билән болған сода-алақисини тохтитидиғанлиқи тоғрисида қарар алғанлиқини елан қилди”.
Әхмәтҗан литип әпәнди хитай билән болған сода-алақисини үзгән икки чоң япон ширкити тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “бу икки ширкәтниң бири кагомә намлиқ ширкәт болуп, пүтүн японийәдә йемәк-ичмәк саһәсидә бәк тонулған бир ширкәт. Бу ширкәт узун йиллардин буян шәрқий түркистандин японийәгә пәмидур елип, униңдин мәһсулат ишләп чиқиришта тонулған икән. Бу ширкәт 4-айниң 14-күни баянат елан қилип, уйғурларниң һазирқи вәзийитидин әнсирәватқанлиқини, бу йәрдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарап туралмайдиғанлиқини, шу вәҗдин пәмидур импорт қилишни тохтатқанлиқини елан қилди”.
Әхмәтҗан әпәнди хитай билән болған сода-алақисини тамамән үзгәнликини елан қилған иккинчи чоң ширкәт тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “иккинчиси японийәдики кйокәра намлиқ чоң бир ширкәт. Бу японийәдә електрон үскүнилирини ишләп чиқиридиған бир ширкәт. Өткән йили австралийәдики тәтқиқат орни елан қилған мәҗбурий әмгәк билән четишлиқи бар ширкәтләр тизимликидиму бар иди. Бу ширкәт 4-айниң 27-күни баянат елан қилип, мушу доклатта тилға елинған уйғурлардики мәҗбурий әмгәк билән четишлиқи бар дәп қариливатқан хитай ширкити билән сода-алақиси барлиқини елан қилди. Әмди хитайдики кишилик һоқуқи дәпсәндичиликини нәзәрдә тутқан һалда мәзкур хитай ширкити билән сода алақисини пүтүнләй үзгәнликини елан қилди”.
Қиммәтлик радйио аңлиғучилар өткән йили үчинчи айда авустралйәдики истратегийәлик сиясәт иниститути елан қилған доклатта уйғурларға елип бериливатқан мәҗбурий әмгәк билән четишлиқи бар дәп қариливатқан 14 япон ширкитигә орун берилгәндин кейин, японийә уйғур җәмийити дәрһал һәрикәткә өтүп, бу ширкәтләрниң хоҗайинлириға икки қетим хәт язған вә мухбирларни күтүвелиш йиғинлири чақирған. Әхмәтҗан литип әпәнди бу хил паалийәтләрни давамлишиватқанлиқини баян қилди.
Японийә уйғур җәмийити рәиси доктор абдукерим абдурахман әпәнди өткән йилдин буян японийәдики ширкәтләр, һәр қайси сиясий партийәләр, парламент әзалири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириға хәт йезиш вә башқа йоллар арқилиқ мәҗбурий әмгәк мәсилисини аңлитиватқанлиқини, бундин кейин техиму көп японийә ширкитиниң хитай билән болған сода-алақисини тохтитиш еһтимални барлиқини баян қилди.
Австралийә истратегийәлик сиясәт иниститути елан қилған доклатта, уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиниши билән четишлиқи бар дәп қаралған SONY, PANASONÝC, Hitachi, Mitsubishi, sharp, UNÝ Qlo, TDK вә MÝTSUMÝ қатарлиқ 14 чоң ширкәт тилға елинғаниди.









