Хитай даирилири уйғур районидики мәҗбурий әмгәк вә балиларниң хорлинишиға қарита өзини ақлаш тәшвиқатини күчәйткән

Мухбиримиз меһрибан
2021.05.05
BBC Агентлиқи: “хитайниң уйғур әмгәк күчлирини ичкиригә йөткиши уйғурларни еритип түгитиш үчүндур “ Хитай һөкүмити уйғур елиниң һәрқайси җайлиридин уйғур қизларни мәҗбурий әмгәккә елип кетиватмақта.
Yettesu

Бу йил киргәндин буян хәлқарада хитайниң уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқи һәққидики әйибләшләр вә җаза тәдбирлири күчәйди. Уйғурлар учраватқан “ирқий қирғинчилиқ” вә “мәҗбурий әмгәк” кә четишлиқ хитай әмәлдарлири вә хитай ширкәтлиригә қарита түрлүк җаза тәдбирлири елан қилинди.

Америка қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң әйиблиши вә җаза тәдбирлиригә қарита хитай даирилириму өзиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастурушлирини инкар қилиш вә йошуруш тәшвиқат долқунини қозғаватқанлиқи билдүрүлмәктә.

Бу һәқтики хәвәрләр вә вәзийәт анализчилириниң көрситишичә, бу долқунниң асасий нишани һазирға қәдәр ашкариланған, уйғурларға мунасивәтлик пүткүл пакитларни йоққа чиқиришни нишан қилған.

“шинҗаң сияситигә четишлиқ мәсилиләр” темисидики чатма баянат йиғининиң, “хизмәткә орунлишиш, кәсип таллаш вә еришкән мәнпәәт” намлиқ йиғини 30-апрел үрүмчидә өткүзүлгән. Йиғинда аталмиш хизмәт пурситигә еришкән уйғурлар, уларни хитай ширкәтлиригә тонуштурған һөкүмәт хадимлири вә уларни ишлитиватқан ширкәт хоҗайинлири гуваһлиқ бәргән.

Улар сөзидә, ғәрб таратқулирида һазирға қәдәр ашкариланған уйғур районидики мәҗбурий әмгәк һәққидики пакитларни “ойдурмичилиқ” вә “ялғанчилиқ” дегән ибариләр билән әйибләп, инкар қилған.

Хитайниң лагеридин қутулғандин кейин, америкиға кәлгән зумрәт давут ханим, хитайниң уйғур дияридики җаза лагерлири һәққидә коп қетим гуваһлиқ бәргән лагер шаһитлиридин бири. У өз нөвитидә йәнә мәҗбурий әмгәккә селиниватқан уйғурлар һәққидики син филимлирини фәйсбок қатарлиқ иҗтимаий алақә мунбәрлиригә актип йоллап келиватқан уйғур паалийәтчилириниң бири.

Зумрәт давут ханим хитайдики иҗтимаий алақә мунбәрлиридә тарқалған уйғурлар һәққидики син филимлириниң өзидинла, сақчиларниң назарити астида әмгәккә селиниватқан уйғурларни, һәтта яшанған уйғур анилирини, қурамиға йәтмигән балиларни көрүш мумкинликини билдүрди. Униң тәкитлишичә, хитай һөкүмитиниң бу хил ялғанчилиқ тәшвиқатлири хитайниң уйғурлар үстидин униң йүргүзүватқан җинайи қилмишлирини йошуралмайдикән.

Хитайниң 4-май сәйшәнбә күнидики ахбарат елан қилиш йиғинида болса, 30-апрел хотәндә йүз бәргән, етизлиқта мәшғулат қиливатқан тракторда қоли үзүлүп кәткән 7 яшлиқ уйғур балисини қутқузуш җәряни һәққидә баянат берилгән.

Йиғинда бу балиниң туғқини вә қутқузуш хизмитигә қатнашқан һәр саһәдики һөкүмәт хадимлири сөзлитилгән.

Улар өз баянлирида, ғәрб дөләтлиридә ашкариланған, “ата-аниси тутқун қилинғанлиқи, яки ата-аниси мәҗбурий әмгәккә селинғанлиқи сәвәбидин беқимсиз қалған уйғур балилири вә улар учраватқан паҗиәлик қисмәтләр” һәққидики әйибләшләрниң уйғур районида мәвҗут әмәсликини билдүргән. Шундақла ғәрб демократик дөләтлирини “төһмәт қилди”, “җуңгониң йүзигә қара чаплиди” дәп әйибләп, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини мәдһийәлигән.

Хитайниң бу хил тәшвиқатлирида йәнә “шинҗаңниң нөвәттики вәзийити тарихтики һәрқандақ вақиттин яхши”, “уйғурлар һөкүмәтниң ярдимидә ишқа орунлишип намратлиқтин қутулди”, “нахша-усулға амрақ, меһмандост уйғурлар хатирҗәм, тинч, баяшат яшимақта”, бу җайда “ғәрб таратқулирида дейилгинидәк ‛җаза лагелири, мәҗбурий әмгәк, мәҗбурий туғут чәкләш‚ мәвҗут әмәс”, “ирқий қирғинчилиқ әсла йоқ” дегәндәк мәзмунларму кәң әкс әттүрүлгән.

Әмма, хитайниң уйғурларға қаратқан сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дәп әйибләватқан уйғур паалийәтчилири вә илгири хитайниң уйғур елидики лагерлиридики қилмишлириға шаһит болған, һазир чәтәлләрдә яшаватқан лагер шаһитлири хитай даирилириниң мәзкур тәшвиқат паалийәтлириниң ойдурма вә өзини ақлаш һәм хәлқара җәмийәтниң әйибләшлирини инкар қилиш тәшвиқатлири икәнликини билдүрүшти. Дуня уйғур қурултийиниң баш тәптиши, нөвәттә америкида яшаватқан абдулһеким идрис әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитайниң өзини қоғдаш үчүн елип бериватқан бу хил тәшвиқат долқуниға йеқиндин диққәт қилип келиватқанлиқини билдүрди.

Униң қаришичә, йиғинда даириләр тәрипидин сәһнигә чиқирилған хитай һөкүмәт хадимлири вә аталмиш уйғур гуваһчилириниң баянлири, әмәлийәттә ғәрб демократик дөләтлиридә елан қилинған уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқи, мәҗбурий әмгәкләргә селиниватқанлиқи қатарлиқ пакитларни йоққа чиқиришни нишан қилған болсиму, әмма бу хитай һөкүмитиниң “ялғанчилиқ маһийитини йошуралмайдикән”.

Абдулһеким идрис әпәнди йәнә хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинип, лагерларға соланғанлиқи һәққидә учур алған өзиниң қериндашлири һәққидә тохталди.

У өз қериндашлириниңму нөвәттә хитайниң лагерлири ичигә қурулған завут-фабрикилар яки деһқанчилиқ мәйданлирида мәҗбурий әмгәкләргә селиниватқан болушини тәсәввур қилиш мумкинликини билдүрди.

Америкадики вәзийәт анализчилиридин, дуня уйғур қурултийиниң хитай ишлар мудири илшат һәсән әпәндиму ғәрб дөләтлиридә барғанчә көп ашкарилиниватқан испатлиқ пакитларниң хитай һөкүмитини бу хил тәшвиқат долқунини күчәйтишкә мәҗбур қилғанлиқини билдүрди.

Мәлум болушичә хитай һөкүмити, нөвәттә йәнә бу хил ахбарат елан қилиш йиғинлириға охшаш һөкүмәт ахбарат васитилиридин пайдиланғандин башқа, хитайдики иҗтимаий алақә мунбәрлириниму ишқа салған.

Тик-ток, үндидар қатарлиқларда аталмиш хитай саяһәтчилири тарқатқан “шинҗаң саяһитидин тәсиратлар” намидики син филимлири кәң йәр алған. Уларда хитай һөкүмранлиқи астидики “уйғурларниң гүзәл турмуши” вә “бәхтлик шинҗаң” ға аит мәзмунлар әкс әттүрүлгән. Лекин хитайдики бу хил иҗтимаий алақә мунбәрлиридә йәнә уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқи, йеқинқи йилларда көпләп қурулған аталмиш “балилар параванлиқ орунлири” дики уйғур балилириниң ечинишлиқ әһвали һәққидики син филимлириму ашкарилинип диққәт қозғимақта.

Илшат һәсән әпәндиниң тәкитлишичә, хитай һөкүмити мәйли хәлқараға болсун, яки хитай дөлити ичидә болсун, өзиниң уйғур сияситидики ялған тәшвиқатларни күчәйтиш долқуни қозғиған. Әмма хитай һөкүмити бу хил тәшвиқатни қанчә күчәйтишидин қәтий нәзәр, нөвәттә дуня җамаити арисида аллиқачан уйғурларни хитай тәсвирлигәндәк чүшәнмәйдиған бир вәзийәт барлиққа кәлгән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.