Хәлқара әмгәк тәшкилатиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә үн чиқармаслиқи тәнқидкә учриди

Мухбиримиз әркин
2020.11.12
mejburiy-emgek-kiyim-tikish-zawuti.jpg Хотәндики мәлум бир завутта ишләватқан уйғур ишләмчиләр.
Social Media

Ғәрб дунясидики 3 нопузлуқ уйғур тәшкилати 10-ноябир хәлқара әмгәк тәшкилатиниң баш директори гай райдерға мәктуп йезип, уни кәң көләмлик омумлашқан уйғур мәҗбурий әмгикини кәскин ипадиләр билән тәнқидләшкә чақирған. Уйғур тәшкилатлириниң тәкитлишичә, гай райдер мәзкур тәшкилатниң қарар мақуллап, уйғурларни мәҗбурий ишлитиватқан хитайниң” хәлқара әмгәк әһдинамилиридики мәҗбурийәтлиригә хилаплиқ қилғанлиқини тәнқид қилишиға түрткә болуши керәк “икән.

Д у қ бу мәктупни язған тәшкилатлириниң бири болуп, униң 10-ноябир елан қилған бу һәқтики баянатида қурултай рәиси долқун әйса” уйғур хәлқини мәҗбурий әмгәккә селишқа әмди пәрва қилмаслиққа, болупму ишчиларниң һәқ-һоқуқини илгири сүрүш вә қоғдаш мәқситидә қурулған мәзкур хәлқара органниң пәрва қилмаслиқиға болмайдиғанлиқи “ни тәкитлигән. Униң қәйт қилишичә,” уйғур җамаәтчилики хәлқара әмгәк тәшкилатиниң күчлүк баянат елан қилип, хитайниң уйғур ишчилирини хорлаватқанлиқини тәнқид қилишини күтмәктикән “.

Лекин хәлқара әмгәк тәшкилатиниң радийомизға билдүрүшичә, улар әза дөләтләрниң әмгәк өлчәмлиригә хилаплиқ қилиш һәрикәтлиригә ашкара баһа бәрмәйдикән. Биз 11-ноябир хәлқара әмгәк тәшкилати билән алақилишип, уларниң уйғур тәшкилатлириниң мәктупиға болған инкасини сориғанидуқ.

Бу органниң ахбарат ишлар мәсули росалинд ярде ханим 12-ноябир мухбиримизға әвәткән баянатида,” ишханимиз әза дөләтләрниң хәлқара әмгәк өлчәмлиригә хилаплиқ қилғанлиқиға даир баянларға ашкара баһа бәрмәйду. Һөкүмәтләр, хизмәт орунлири яки ишчилар тәшкилатлири бу хил шикайәтләрни хәлқара әмгәк әһдинамилириниң алақидар назарәт органлириға сунса болиду “дейилгән.

Лекин уларниң тәкитлишичә, хитай хәлқара әмгәк тәшкилатиниң мәҗбурий әмгәкни чәкләш, җазалаш, алдини елиш тоғрисидики һечқандақ бир әһдинамисини һазирға қәдәр тәстиқлимиғаникән. Баянатта мундақ дәйду:” һалбуки, хитай һазирға қәдәр хәлқара әмгәк тәшкилатиниң мәҗбурий әмгәкни чәкләш, җазалаш, алдини елиш үчүн тәләп қилинидиған һечқандақ қоралини тәстиқлап бақмиди. Лекин у бир қанчә йилдин бери 29-номурлуқ мәҗбурий әмгәк әһдинамисини тәстиқлашни ойлишиватиду “.

Баянатта қәйт қилинишичә,” хәлқара әмгәк тәшкилатиниң 29-номурлуқ әһдинамисидә мәҗбурий әмгәкниң һәр хил шәкли вә мәҗбурийәт әмгики чәкләнгән болуп, униңда ‛һәрқандақ бир кишидин җазалаш тәһдити астида тәләп қилинған яки у шәхс халап қилмиған һәрқандақ иш вә хизмәт‚ мәҗбурий әмгәк, дәп бекитилгәникән “.

Кишилик һоқуқ мутәхәссислириниң тәкитлишичә, хәлқара әмгәк тәшкилатиниң әмгәк һәқлиригә хилаплиқ қилиш һәрикәтлиригә пәрва қилмаслиқи униң инавитигә дәхли йәткүзмәктикән. Германийәдики” хәтәр астидики хәлқләр җәмийити “ниң директори улрих делиюс 11-ноябир зияритимизни қобул қилип мундақ деди:” хәлқара әмгәк тәшкилати өзиниң өткән әсирдә чиқарған хәлқара әһдинамилирини қоғдиши керәк. Чүнки бу униң инавитигә берип тақилиду. У дөләтләрниң өзи тәстиқлиған әһдинамиләргә хилаплиқ қилишиға сәл қаримаслиқи лазим “.

Делиюсниң тәкитлишичә, хәлқара әмгәк тәшкилатиниң әмгәк әһдинамилиригә хилаплиқ қилған дөләтләргә бесим ишлитиш механизми кәмчил икән. У буниң изчил мәвҗут болуп кетиватқан бир йетәрсизлик икәнликини билдүрүп мундақ деди:” лекин хәлқара әмгәк тәшкилатида изчил мәвҗут болуп кәлгән мәсилә, униңда әһдинамиләргә хилаплиқ қилған дөләтләргә бесим ишлитидиған йетәрлик механизм йоқ. Уларниң армийәси йоқ яки һөкүмәтләрниң өз мәҗбурийитини ада қилмаслиқини чәкләйдиған қорали йоқ. Шундақтиму бу мәсилини оттуриға қоюп, кәң амминиң диққитини қозғаш йәнила зөрүр “.

Бу мәктупқа йәнә америка уйғур бирләшмиси, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиму имза қойған болуп, униңда хәлқара әмгәк тәшкилатиниң” ениқ вә очуқ болған инсанийәткә қарши бу җинайәткә сүкүт қилип турушиға болмайдиғанлиқи “тәкитләнгән. Уларниң қәйт қилишичә, хитай һөкүмити” пүткүл районни мәҗбурий әмгәк мәйданиға айландуруп “, хәлқара әмгәк тәшкилатиниң ирқий, етник вә диний кәмситишни чәкләш, әмгәк әркинликини қоғдаш тоғрисидики 111 вә 122-номурлуқ әһдинамилиригә хилаплиқ қилмақтикән.

Америка уйғур җәмийитиниң программа директори макс гелбер 11-ноябир зияритимизни қобул қилип, хәлқара әмгәк тәшкилатиниң келәр йили 3-айдики йиғинида хитайға қарши бир қарар мақуллишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди:” биз баш директорниң 2021-йили 3-айда башлинидиған келәр қетимлиқ йиғинида мәзкур органниң қарар мақуллап, хитай һөкүмитини тәнқидлишигә түрткә болушини тәләп қилимиз. Хәлқара әмгәк тәшкилатиниң әһдинамисигә имза қойған дөләтләрниң әһдинамидики бәлгилимә вә өлчәмләргә әмәл қилиш мәҗбурийити бар “.

Униң тәкитлишичә, хәлқара әмгәк тәшкилатиниң баш директор гай райдер бу мәсилигә арилишиши керәк икән. У:” шуңа, биз баш директорниң вәзийәткә арилишишини, идарә һәйитиниң хитайниң уйғур ели вә хитай миқясидики қилмиши, униң уйғур, қазақ, қирғиз вә башқа түркий хәлқләргә тутқан муамилисини кәскин тәнқид қилишини тәләп қилимиз “дәп көрсәтти.

Хәлқара әмгәк тәшкилати хитайниң 2017-йилдин башлап лагер ичи вә сиртидики йүз миңлиған уйғурни хитай карханилирида мәҗбурий әмгәккә селип, ишләпчиқарған мәһсулатлирини експорт қиливатқанлиқиға даир дәлил, һөҗҗәт, шаһитларниң гуваһлиқи, тәтқиқатчи вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң доклатлириға һечқандақ ипадә билдүрүп бақмиған. Улрих делиюсниң қаришичә, буниңда аммиви җәмийәтләр, сәнәтчиләр вә ишчилар уюшмилирини һәрикәткә кәлтүрүп, хәлқара әмгәк тәшкилатиға бесим ишлитиш керәк икән.

У мундақ дәйду:” мәнчә сиз дөләтләрниң ипадә билдүрүшини сақлисиңиз, бәлким узун сақлап қелишиңиз мумкин. Биз башқа бир йол билән бесим қилишимиз керәк. Аммиви җәмийәтләр, сәнәтчиләр, ишчилар уюшмилириниң хәлқара әмгәк тәшкилатидики вәкиллири бу мәсилини оттуриға қоюшқа һөкүмәтләргә қариғанда техиму майил “.

Уйғур тәшкилатлириниң мәктупида, мәҗбурий әмгәккә қарши туруш хәлқара әмгәк тәшкилатиниң мәҗбурийити икәнлики, униң бу мәҗбурийитини ада қилиши керәклики тәкитләнгән. Униңда” мәйли қәйәрдә йүз бәрсун, хәлқарада бирдәк етирап қилинған кишилик һоқуқ вә әмгәк һәқлирини алға сүрүш, җүмлидин мәҗбурий әмгәккә қарши туруш хәлқара әмгәк тәшкилатиниң мәҗбурийити. Охшашла хәлқара әмгәк тәшкилати бүгүн уйғур районидики инсан вә әмгәк һәқлиригә дәхли-тәруз қилиштәк бу әндизә алдида сүкүт қилмаслиқи керәк “дейилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.