Уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ “шинҗаң шохлиси” әнгилийәдә ғулғула қозғимақта
2024.12.03
Йеқинда әнглийә вә германийә базарлирида “италийә мәһсулати” дәп сетиливатқан шохла (пәмидур) қиямлириниң тәркибидә уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ “шинҗаң шохлиси” ниң барлиқи ашкариланди. Мәлум болушичә, “шинҗаң шохла қиями” ниң әнгилийә вә германийә базириға кириши һәм “италийә мәһсулати” дәп сетилишида бәзи италийә ширкәтлири васитичилик роли ойнимақта, шуниңдәк бу мәһсулатларни уйғур елидики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ хитай ширкәтлиридин импорт қилмақта икән. Әнгилийә радийо ширкити (BBC) ниң бу мәһсулатларни әтраплиқ тәкшүрүшидин “шинҗаң шохла қиями” ниң италийәдә пишшиқлап ишлинидиғанлиқи, андин “италийә мәһсулати” дегән тамға бесилип, әнглийә, германийә қатарлиқ дөләтләрниң истемалиға сунулғанлиқи мәлум болған.
BBC Ниң қәйт қилишичә, улар көп қисмиға италийә маркиси бесилған яки херидарларға италийә мәһсулатидәк көрситилгән 64 хил шохла қиями мәһсулатиниң әвришкисини тәҗрибиханида тәкшүрүш арқилиқ, улардин 17 хил шохла қиями мәһсулатиниң тәркибидә “шинҗаң шохлиси” барлиқини ениқлап чиққан.
Уйғур районида шохла (пәмидур) һосуллириниң йиғивелинған көрүнүши. 2024-Йили 12-сентәбир, бортала. XINHUA
Бу җәрянда BBC австралийәдики дуняға даңлиқ “ишәнчлик мәнбә” (Source Certain) намлиқ мәһсулат мәнбәсини ениқлаш ширкитигә шохла қиямлириниң келиш мәнбәсини тәһқиқләшни һавалә қилған. “ишәнчлик мәнбә” ширкити шохла қиямлириниң әсли келиш мәнбәси болған дөләтләргә хас “бармақ излири” ни тәһқиқләш арқилиқ қайси шохла қиями материялиниң келиш мәнбәси италийә, йәнә қайсисиниң келиш мәнбәси хитай икәнликини бекиткән. BBC Ниң билдүрүшичә, тәһқиқләш нәтиҗисидә 64 хил шохла қиями мәһсулатиниң көп қисминиң келиш мәнбәси италийә, лекин 17 хил шохла қиями мәһсулатиниң мәнбәси хитай болуп чиққан. Бу 17 хил мәһсулатниң 10 хилини италийәниң антонио пәтти( Antonio Petti) намлиқ шохла қиями ширкити ишләткәнлики қәйт қилинмақта.
Америкадики “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң алий тәтқиқатчиси, уйғур мәҗбурий әмгики вә лагер мутәхәссиси доктор адриян зензниң көрситишичә, бу тәрәққият уйғур мәҗбурий әмгики мәһсулатлириниң келиш мәнбәсини ениқлаш нуқтисидин интайин муһим икән. Бу қетимлиқ тәкшүрүшкә қатнашқан адриян зенз 2-декабир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “бу доклатта уйғур районида ишләпчиқирилған шохла мәһсулати ениқлап чиқилған. Из қоғлаш системиси болса италийәдин, болупму италийә ширкәтлиридин әнгилийә вә германийәдики талла базарлириғичә из қоғлап чиққан. Улар химийәлик синақ қилиш усулини қоллинип, шохла қиямлириниң пәрқи арқилиқ ‛шинҗаң шохлиси‚ни ениқлап чиққан. Шуңа, бу интайин муһим бир тәрәққият.”
Мәлум болушичә, антонио пәтти ширкити 2020-йилдин 2023-йилғичә хитайдики “шинҗаң гүәнниң ширкити” дин 36 милйон килогирам шохла қиями киргүзгән икән. Әнгилийә радийо ширкити (BBC) 2024-йили 4-айдин 8-айғичә болған арилиқта антонио пәттиниң әнгилийә базирида сетиливатқан 10 хил шохла қиями мәһсулатини тәкшүргән. Һалбуки, антонио пәтти ширкити BBC ға америка һөкүмити 2020-йили “шинҗаң гүәнниң ширкити” гә уйғур мәҗбурий әмгики сәвәблик җаза йүргүзгәндин бери уларниң шохла мәһсулатини сетивелишни тохтитип, “баҗу қизил мевә сода ширкити” дин қәрәллик шохла қиями сетивелип кәлгәнликини ейтқан. BBC Ниң билдүрүшичә, антонио пәтти ширкити “баҗу қизил мевә сода ширкити” ниң “мәҗбурий әмгәккә қатнашмиғанлиқи” ниң қәйт қилсиму дәлилләр, җүмлидин мал йолланма санлиқ мәлумати “баҗу қизил мевә сода ширкити” ниң бир “қалқан ширкити” икәнликини көрсәтмәктә икән.
Адриян зенз уйғур елидики хитай карханилириниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини експорт қилишта сахта ширкәт қуруп, мәһсулатлирини шуларниң намида експорт қиливатқанлиқини билдүрди. Адриян зенз мундақ диди: “мәсилән, буниңда бир кархана қалқан ширкәттин бирни қурған, әмәлийәттә бу ширкәт ‛шинҗаң гүәнноң ширкити‚гә бағлиқ бир сахта кархана. Һалбуки, “‛шиҗаң гүәнноң ширкити‚ йәни шинҗаңниң шохла қиями ишләпчиқарғучи бу сахта ширкәт арқилиқ өзиниң шохла мәһсулатлирини охшимиған намларда башқа дөләтләргә, болупму италийәгә експорт қилип кәлгән.”
Хитай дунядики әң чоң шохла ишләпчиқарғучи дөләт болуп, дуня шохла мәһсулатиниң үчтин бир қисмини хитай ишләпчиқармақта. Һалбуки, хитай санлиқ мәлуматлирида көрситилишичә хитайниң йиллиқ омумий шохла мәһсулатиниң 80 пирсәнти уйғур елидә ишләпчиқирилидикән. BBC Ниң билдүрүшичә, улар йеқинқи 16 йил мабәйнидә уйғур елидики шохлазарлиқларда мәҗбурий әмгәккә селинған яки шуниңға шаһит болған 14 киши билән көрүшкән. Улардин илгири түрмидә ятқан әхмәт исимлик бирәйлән, әйни вақитта түрмә даирилириниң өзлиригә “бу шохлилар експорт қилиниду” дегәнлики вә һәр күни 650 килогирам шохла үзмисә, ток калтики йәйдиғанлиқини ейтқан.
Һалбуки, америка станфорд университети “демократийә, тәрәққият вә қанун билән башқуруш мәркизи” ниң зиярәтчи тәтқиқатчиси, доктор софий ричардсон (Sophie Rochardson) ниң қәйт қилишичә, BBC ниң доклати дөләтләрниң мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләш механизминиң йәнила аҗизлиқини көрсәтмәктә икән. Софий ричардсон мундақ дәйду: “нурғун җәһәтләрдин мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң пүтүн дуняда сетилиши, болупму қанун түзүлмиси қаттиқ дөләтләрдиму базарға селиниши һәйран қаларлиқ иш әмәс. Бу хил мәһсулатларни базарда учритиш бу дөләтләрниң қанун иҗра қилиш механизми йәнила аҗиз икәнликини көрситиду.”
Әнгилийәдә турушлуқ уйғур паалийәтчи, “уйғур ирқий қирғинчилиқиға хатимә бериш бирләшмиси” ниң рәиси рәһимә мәһмут 2-декабир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда “бу һал әнгилийәниң йеңи қанун чиқирип, уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәклишиниң қанчилик зөрүрийәткә айланғанлиқини көрситиду” деди. Рәһимә мәһмутниң қаришичә, доклат йәнә бәзи италийә вә хитай ширкәтлириниң сода әхлақидики черикликни ечип бәргән.
BBC Ниң көрситишичә, улар бу доклатни тәйярлашта дуняниң һәр қайси җайлиридики мал йолланма санлиқ мәлуматлирини топлаш арқилиқ, “шинҗаң шохлиси” ниң явропаға қандақ келидиғанлиқини ениқлап чиққан. Доклатта “шинҗаң шохлиси” ниң пойиз арқилиқ қазақистанға, қазақистандин әзәрбәйҗан вә гирузийә арқилиқ италийәгә келидиғанлиқини билдүргән. Һалбуки софий ричардсон ханим бу әһвал уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң, болупму йеза игилик мәһсулатлириниң мурәккәп йоллар билән хәлқара базарға кириватқанлиқини көрситиватқанлиқини билдүрди.
Софий ричардсон мундақ дәйду: “мениңчә, доклатта наһайити яхши йорутуп берилгән бир мурәккәп һадисә йеза игилик мәһсулатлириниң бу җайда сетивелинип, у йәрдин 2-дөләттә пишшиқлап ишлиниши, андин орап қачилинип 3-дөләттә сетилишидур. Һалбуки, бу җәрян мәһсулатниң келиш мәнбәсини пәрәз қилишни техиму мурәккәпләштүргән. Шуңа, кишилик һоқуқ мәсулийитини ада қилишта малниң тәминләш зәнҗиридики тунҗи келиш мәнбәсини сүрүштүрүш зөрүр болмақта.”
Һалбуки, доктор адриян зенз явропа иттипақиниң уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қанунини рәсмий иҗра қилиши һәққидә тохтилип: “бу йәрдики хәтәр шуки, явропа иттипақи кәлгүси үч йил ичидә бу қанунни иҗра қилинишқа башлиса, әнгилийә ‛шинҗаң шохла қиямлири‚ниң төкмә қилип сетиш базисиға айлинип қелиш хәвпи мәвҗут” дәп көрсәтти.
2024-Йили 5-айниң ахирлирида 82 вагонлуқ “шинҗаң шохла қиями” бесилған бир пойез үрүмчи йүк вогзалидин дағдуғилиқ йолға чиқип, қазақистан арқилиқ әзәрбәйҗан вә гирузийәгә өткән, андин гирузийәдин деңиз арқилиқ гиретсийәгә берип, у йәрдин италийәниң салирно портиға йетип кәлгән. Әмма бу мәһсулатлар салерно портида “колдирите” намлиқ италийә йеза игилик аммиви тәшкилатиниң қаршилиқиға учриған. Бу тәшкилат “шинҗаң шохлиси” ниң “адаләтсиз риқабәт” вә “ғәйрий әхлақи” содидин пайдилиниватқанлиқини илгири сүргән. Бу вәқә хәлқараниң “шинҗаң шохлиси” вә униң уйғур мәҗбурий әмгики билән болған алақисигә диққитини қозғиған иди.