Америка уйғур бирләшмиси мәҗбурий әмгәкни ахирлаштуруш һәрикити башлиди

Мухбиримиз җүмә
2020.12.20
Америка уйғур бирләшмиси мәҗбурий әмгәкни ахирлаштуруш һәрикити башлиди Америка уйғур бирләшмиси уйғурларға қаритилған мәҗбурий әмгәкни ахирлаштуруш баш темисида алма мәһсулатлирини мәхсус сетиш орунлириниң алдида тинч йосунда намайиш қилиш һәрикити башлиди. 2020-Йили 19-декабир. Вирҗинийә, америка.
Photo: RFA

Америка уйғур бирләшмиси уйғурларға қаритилған мәҗбурий әмгәкни ахирлаштуруш баш темисида алма мәһсулатлирини мәхсус сетиш орунлириниң алдида тинч йосунда намайиш қилиш һәрикити башлиди.

Һәрикәтниң тунҗи қетимқиси 19-декабир виргинийә штатиниң арлингтон наһийәсидики клариндон райониға җайлашқан алма мәһсулатлирини мәхсус сетиш дукининиң алдида өткүзүлди.

Америка уйғур бирләшмисиниң программа директори макс гелбер “алма”, “найки” қатарлиқ ширкәтләр йеқинда америка дөләт мәҗлисидә тонуштурулған “уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қануни” ға қарши башлиған һәрикәтләрниң алдини елип, мәзкур қанунниң оңушлуқ мақуллинишиға капаләтлик қилиш мәқситидә мәзкур һәрикәтни башлиғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: алма, найки, кока-кола қатарлиқ бу қанунни аҗизлаштуруш мәқситидә һәрикәт қиливатқан ширкәтләрни буниңға җаваб беришкә чақиримиз. Әлвәттә чоң ширкәтләр өз пайчилириниң пайдисини ашурушни көзләйду, шуңа улар мәһсулатлириниң тәннәрхиниң төвән болушини халайду.”

“уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қануни” бу йил сентәбирдә америка дөләт мәҗлиси авам палатасида мутләқ юқири аваз билән мақулланған вә кеңәш палатасиға сунулған иди.

Һалбуки, мәзкур қанун авам палатасида мақуллинип узун өтмәй “найки”, “кока-кола” қатарлиқ ширкәтләрниң мәзкур қанунни аҗизлаштуруш үчүн һәрикәткә өткәнлики хәвәр қилинған.

Америка уйғур бирләшмиси һәйәт әзаси әлпидар илтәбирниң ейтишичә, улар юқирида тилға елинған ширкәтләрни нийитидин яндуруш үчүн һәрикәт башлиған.

У мундақ деди: биз бу һәрикитимиз җәрянида һәр айда бир ширкәткә диққитимизни мәркәзләштүримиз. Һәрикитимизни алма ширкитидин башлидуқ. Бу нөвәт клариндондики алма дукининиң алдида икки саәт намайиши қилдуқ. Келәр һәптә җорҗтовнға җайлашқан алма дукининиң алдида турмақчи.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.