Сүбһи мәмәт: “кишәнләнгән киши мениң дадам”

Мухбиримиз нуриман
2021.05.04
Сүбһи мәмәт: “кишәнләнгән киши мениң дадам” “икки йүзлимичи” ләргә зәрбә бериш долқунида тутқун қилинған орманчилиқ назаритиниң сабиқ назири мәмәт абдулла сотланмақта. 2019-Йили. Үрүмчи.
Subi Memet Teminligen.

Хитай һөкүмити уйғур елида 2017-йилидин бери “икки йүзлимичиләргә қарши туруш” дегән нам астида нурғун уйғур әмәлдарлирини тутқун қилған иди. Уйғур аптоном районлуқ орманчилиқ назаритиниң сабиқ назири мәмәт абдулла бу долқунда тутқун қилинғанлиқи дәлилләнгән юқири дәриҗилик уйғур әмәлдарларниң бири.

Мәмәт абдулланиң америкада турушлуқ қизи сүбһиниң билдүрүшичә, дадиси мәмәт абдулла 2017-йили 29-апрел америкаға келиш сәпириниң алдида хитай дөләт хәвпсизлики идарисиниң хадимлири тәрипидин тутуп кетилгән. Шуниңдин кейин у дадисниң әһвалдин һечқандақ хәвәр алалмиған болуп, йеқинда аписи вә һәдиси пәқәт телефон арқилиқ көрүштүрүлгән.

Сүбһи мәмәт бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “гәрчә апам маңа ‛дадиңизниң авазини аңлидим, дадиңиз һаяткән, ‚ дегән болсиму, әмма ишәнгүм кәлмиди.”

Сүбһи мәмәт хәлқара мәтбуатлар арқилиқ хитай һөкүмитидин дадисиниң қоюп берилишини тәләп қилип келиватқан болуп, 16-апрел “вашингтон почтиси” гезитидә униң “хитай һөкүмитигә нәччә он йил хизмәт қилишму дадамни түрмидин қутулдуралмиди” сәрләвһилик бир парчә мақалиси елан қилған.

Мәзкур мақалидә у мундақ дәп язған: “өткән йилғичә акам иккимиз вәзийәтниң техиму яманлишип кетишидин әнсирәп асасән сүкүттә турған идуқ. Сүкүттә турсақму пайдиси болмиди. Дадам йәнила тутқунда. Әмди сүкүт қилғум йоқ. Әгәр хитай һөкүмитиниң рәзилликини мәнму сөзлимисәм, башқа биравму сөзлимисә, вәтинимдики уйғурларниң ахирида йоқилип кетишидин қорқимән.”

Хитай даирилири 2000-йиллардин 2016-йилиға қәдәр уйғур җәмийитиниң диний саһәсигә вә миллий туйғуси күчлүк болған сәрхилар қатлимиға омумиййүзлүк зәрбә беришни күчәйткән иди. 2017-Йилдин башлап хитай даирилири аталмиш “икки йүзлимичи” ләргә зәрбә бериш нами астида уйғурлар ичидики һөкүмәт органлирида вәзипә өтәватқан яки алиқачан пенсийәгә чиққан әмәлдарлар, көзгә көрүнгән тиҗарәтчиләр вә зиялийларға зәрбә беришни һәссиләп күчәйткән. Сабиқ назир мәмәт абдулламу әнә ашу зәрбә бериш долқунида тутулғанларниң бири иди.

Сүбһи мәмәт дадиси һәққидә хәлқара мәтбуатларда гуваһлиқ беришкә башлиғандин кейин, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт 2020-йили 1-июн күни ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, сүбһи мәмәткә һуҗум қилған. Хитайниң “йәр шари вақти гезити” елан қилған мақалидә сүбһи мәмәтниң сөзлирини “пүтүнләй тоқулма, хәлқара җамаәт пикирини қаймуқтурғанлиқ, дадисини қоллиғанлиқ, җуңгониң шинҗаң сияситигә һуҗум қилғанлиқ,” дәп әйиблигән. Мәмәт абдулланиң “икки йүзлимичилик” билән җазаланғанлиқини инкар қилған.

Сүбһи мәмәт бу һәқтә сөз қилип: “хитай һөкүмити акам иккимизни ялғанға чиқириш үчүн өзи чиқарған һөкүмини өзи нкар қилди,” деди.

Хитай даирилири баянатида сүбһи вә акисинң дадиси мәмәт абдулла һәққидә ейтқанлирини “тоқулма” дәп һуҗум қилған. Хитай таратқулири сабиқ назир мәмәт абдулланиң “парихорлуқ қилғанлиқи вә һоқуқидин пайдиллинип өз көмичигә чоғ тартқанлиқи” җинайити билән җазаланғанлиқи һәққидики видийосини тарқатқан.

Сүбһи мәмәт дадиси тутқун қилинип нәччә йилдин кейин дадисини кишәнләнгән, мәһбус кийими кийгән бир бовай һалитидә видийодин көргән. У шу вақитни әсләп мундақ деди: “өйимизниң түврүки, мениң пәхрим болған дадамниң кишәнләнгән һалитини көрүп, йүриким пучлинип кәтти. Һечқандақ бир балини дадисиниң хорланған һалитини көрүшкә несип қилмисун!”

Сүбһи мәмәт ахирида йәнә өзигә охшаш аилисидин хәвәр алалмайватқан яки аилисидикиләрниң тутқунда туруватқанлиқидин хәвири болсиму, әмма сүкүттә туруватқанларниң сүкүтни бузуши керәкликини билдүрди: “ашу чарисиз қалған, ярдәм күтиватқан кишиләр үчүн әркин дубняда яшап турупму аваз чиқармай турувелишниң өзи уларға зиянкәшлик қилғанлиқ билән охшаштур.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.