Тонулған уйғур сиясий әрбаби, тарихчи муһәммәтимин буғраниң вапатиниң 56 йиллиқи хатириләнди
2021.06.17
20-Әсирдә өткән мәшһур тарихчиси вә сиясий рәһбәрлиридин бири болған муһәммәтимин буғраниң вапат болғанлиқиға 56 йиллиқи хатириләнди. 2021-Йили 14-июн, түркийә.
2021-Йили 6-айниң 14-күни уйғурларниң 20-әсирдә өткән мәшһур тарихчиси вә сиясий рәһбәрлиридин бири болған муһәммәтимин буғраниң вапат болғанлиқиға 56 йил толған күн. Бу күн мунасивити билән түркийәдики бәзи билоглар, иҗтимаий таратқуларда вә аммиви тәшкилатларниң тор бәтлиридә мәрһум муһәммәтимин буғрани хатириләп, мақалиләр, әслимиләр, сүрәтләр вә қисқа хәвәрләр тарқитилди. “уйғурнет” билогиниң мәсули, пешқәдәм паалийәтчи һамутхан гөктүрк әпәнди, әйса йүсүп алптекин вәхписиниң рәиси доктор өмәр қул әпәнди, шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәттулла оғузхан әпәндиләр елан қилған “шәрқий түркистан дәвасиниң һармас күрәшчиси муһәммәтимин буғрани рәһмәт вә миннәтдарлиқ билән хатириләймиз” сәрләвһилик мақалә билән көп санда уйғур зиялийлар вә паалийәтчиләр иҗтимаий таратқулирида елан қилған “вапат болғанлиқиниң 56-йилида муһәммәтимин буғра” мавзулуқ мақалиләрдә муһәммәтимин буғраниң һаяти, иш-излири, күрәшлири, язған әсәрлири вә идийәси қатарлиқлар баян қилинған. Истанбулдики шәрқий түркистан вәхписиниң рәиси муһиттин җануйғур елан қилған “вәтән үчүн вәтинидин айрилған сиясий әрбаб муһәммәтимин буғрани вапатиниң 56-йилида хатириләймиз” мавзулуқ мақалидә муһәммәтимин буғраниң туғулуп өскән хотәндә башлинип 1965-йили 6-айниң 14-күни түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә вапат болғучә давамлашқан күрәш һаят сәргүзәштлири тәпсилий баян қилинған. Мәзкур мақалидә муһәммәтимин буғраниң уйғурларниң әркинликкә еришиши үчүн әләм вә қәләм күриши елип барған, тарихта өчмәс зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән тарихий шәхс икәнлики алаһидә тәкитләнгәндин сирт, униң түркийәгә кәлгәндин кейин хәлқарада елип барған паалийәтлириму алаһидә гәвдиләндүрүлгән.
Муһәммәтимин буғраниң алдида чоң болған, бундин 56 йил бурун әнқәрәдә буғраниң дәпнә мурасимиға қатнашқан, һазир германийәдә яшаватқан дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси әркин алиптекин әпәнди соалимизға янфон учури арқилиқ җаваб берип, һаяти бойичә күрәш йолида нурғун қийинчилиқларни йәңгән муһәммәтимин буғраниң пүтүн өмрини шәрқий түркистанниң азадлиқиға атиғанлиқи, униң қолиға қорал елип урушқа қатнишип яридар болған ғази икәнлики өзиниң, уни һөрмәт вә сеғиниш билән әсләйдиғанлиқини билдүрди.
Кейинки йилларда чәтәлдики бәзи уйғурлар муһәммәтимин буғрани өз ичигә алған “үч әпәндиләр” ниң әйни замандики хитай һакимийитидин мустәқиллиқ тәләп қилмай “алий аптономийә” тәләп қилғанлиқини илгири сүрүшмәктә. Бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн әнқәрәдики хаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ. У, муһәммәтимин буғра қатарлиқ “үч әпәнди” ниң хитайдин алий аптономийә тәләп қилған болсиму, хитай һөкүмитиниң уларниң тәләплиригә йеқин кәлгили унимиғанлиқини баян қилди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди муһәммәтимин буғра қатарлиқларниң әң ахирқи нишаниниң шәрқий түркистанниң мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш икәнликини билдүрди.
Муһәммәтимин буғра хотән, қәшқәр, афғанистан, хитай вә үрүмчидә миллитиниң азадлиқи үчүн күрәш қилғандин кейин 1952-йили 1-айниң 30-күни түркийәниң пайтәхти әнқәрәгә йетип кәлгән күндин бери, кечә-күндүз демәй һармай-талмай уйғур дәваси үчүн күрәш қилған. Түркийәниң дөләт рәһбәрлиригә, шундақла ислам дунясиға вә хәлқара җамаәтчиликкә шәрқий түркистан мәсилисини аңлитишқа тиришқан. Уни түркийәдики дәваниң улини салған шәхс дейишкә болиду.
Истанбулдики шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди муһәммәтимин буғраниң вәтән ичи вә сиртида шәрқий түркистан дәвасиға қошқан төһписигә юқири баһа бәргәндин кейин, уйғурларниң муһәммәтимин буғрани рәһмәт билән хатириләйдиғанлиқини оттуриға қойди.
20-Әсирдә өткән мәшһур уйғур сиясий әрбаби, тарихчи муһәммәиимин буғра 1901-йили хотәндә дуняға кәлгән болуп, 1965-йили 6-айниң 14-күни түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә аләмдин өткән. У, әнқәрәдики җәбәҗи әсрий қәбристанлиқиға дәпинә қилинған. Мәрһум тоғрилиқ түркийәдә икки китаб, 20 парчә әтрапида мақалә елан қилинғандин сирт, униң нами көп томлуқ ислам қамусиға киргүзүлди. Түркийәдики сулайман дәмирәл университети тарих факултети оқутқучиси абдулла бақир әпәнди “шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ һәрикити вә муһәммәтимин буғра” намлиқ докторлуқ илмий мақалисини йезип, 2005-йили нәшр қилдурди. Түркийә дөләт телевизийәси т р т муһәммәтимин буғра һәққидә һөҗҗәтлик филим ишләп тарқатти.









