“мениң шәһирим әркин шәһәр” намлиқ паалийәттә уйғур ирқий қирғинчилиқи тонуштурулди
2024.10.21

17-Өктәбирдин 19-өктәбиргичә, норвегийәниң оттура қисмиға җайлашқан трондхәйим шәһиридә “мениң шәһирим әркин шәһәр” намлиқ паалийәт өткүзүлгән. Паалийәткә, “панаһланғучилар үчүн хәлқара шәһәрләр тори” намлиқ һөкүмәткә тәвә әмәс органниң һимайиси астида норвегийә, шиветсийә, данийәләрдә яшаватқан сүргүндики язғучи вә сәнәткарлар тәклип қилинған болуп, язғучилар өзара тонушуш вә пикир алмаштуруш елип барған. Әнә шу қатарда норвегийәдә яшаватқан уйғур зиялийлиридин абдувәли аюп, мәрйәм султан вә башқа уйғур қәләмкәшләрму тәклип билән қатнишип, уйғур ирқий қирғинчилиқи вә уйғур мәдәнийити, сәнити, уйғур зиялийлири дуч келиватқан паҗиәләрни тонуштурған.
Бу мунасивәт билән абдувәли аюпни зиярәт қилдуқ. У, бу һәқтики тәпсилатларни вә өзиниң бу йиғинда оттуриға қойғанлирини ортақлашти.
Паалийәтниң иккинчи күнидә мәхсус уйғур ирқий қирғинчилиқи вә хәтәр астидики уйғур язғучилар үчүн айрим бөлүм аҗритилған. Уйғурлар үчүн аҗритилған бу бөлүмдә абдувәли аюп, мәрйәм султан вә норвегийәдики башқа уйғур язғучилар уйғур зиялийлири дуч кәлгән аччиқ қисмәтләрни өз бешидин өткүзгән ечинишлиқ кәчүрмишлири билән қошуп аңлитип йиғин қатнашқучилириниң алаһидә диққитини қозғиған. Мәрйәм султан йәнә бу йиғинда, “хитайниң уйғурларға қаратқан мәдәнийәт қирғинчилиқи” намлиқ доклат бәргән. У доклатида йиғин әһлигә, уйғур муқамлириниң нөвәттики вәзийити һәққидә мәркәзлик тохтилип, униң қандақ қилип хитайниң тәшвиқат васитисигә айлинип қеливатқанлиқини йорутуп бәргән. У, доклатиниң ахирида йәнә муқамдин арийә орунлап көрүрмәнләрниң алқишиға еришкән. Зияритимизни қобул қилған мәрйәм султан бу һәқтики тәпсилатларни ортақлашти.
Бу паалийәт ахирида абдувәли аюпниң, уйғурларни тутқун қилиш вә сораққа тартиш җәряниға биваситә қатнашқан сабиқ сақчи билән йүзлишиш җәряни асас мәзмун қилинған “маскиниң арқисида” намлиқ филими қоюлған. Йиғин мәйданидики кишиләрниң шаһитларниң ағзидин аңлиғанлиридин башқа йәнә бу филимдики персонажларни көз алдида көрүши вә уларниң соалларға җаваб бериши чоңқур қайил қилиш күчигә игә болған. Буниң уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштуруштики наһайити үнүмлүк бир паалийәт болғанлиқини билдүргән мәрйәм султан бу һәқтики тәпсилатларниму баян қилди.
Бу паалийәт, трондхәйм шәһириниң “панаһланғучилар үчүн хәлқара шәһәрләр тори” намлиқ органға әза болғанлиқиниң 20 йиллиқини тәбрикләш мәқситидә тәшкилләнгән. Бу орган мәхсус хәтәр астидики язғучи, шаир, тәтқиқатчи вә сәнәткарларни бихәтәр дөләтләргә йөткәш, бу арқилиқ пикир әркинлики вә кишилик һоқуқни илгири сүрүшни мәқсәт қилидикән. Мәзкур орган чечинийә, иран, мисир, ливийә қатарлиқ дөләтләрдин йөткәп келингән, тәһдиткә учриған язғучилар үчүн әркин вә бихәтәр һаләттә өзини ипадиләш вә йезиш пурсити яратқан болуп, йеқинқи йиллар мабәйнидә чәт әлләрдики уйғур қәләмкәшләрдинму алтә киши бу орган тәрипидин норвегийә вә башқа явропа дөләтлиригә йәрләштүргәниди. Абдувәли аюп бу һәқтиму тәпсилий мәлумат берип өтти.
Лексийә вә филим ахирлашқандин кийин, көрүрмәнләр бәс-бәстә өзиниң тәсиратлирини сөзләп өтти. Паалийәтниң уйғурларға айрилған бөлүмигә әң көп киши қатнашқан болуп, у җанлиқ вә қизғин кәйпиятта елип берилған.